< Римлиқларға 1 >
1 Расуллуққа таллап чақирилған, Худаниң хуш хәвирини җакалашқа айрип тайинланған, Мәсиһ Әйсаниң қули болған мәнки Павлустин салам!
Од Павла, слуге Исуса Христа, позваног апостола изабраног за јеванђеље Божије,
2 Худа бу хуш хәвәрниң келишини хелә бурунла пәйғәмбәрлири арқилиқ муқәддәс язмиларда вәдә қилған еди.
Које Бог унапред обећа преко пророка својих у светим писмима
3 Бу хуш хәвәр Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур; җисманий җәһәттин У Давутниң нәслидин туғулған; бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ тәрипидин өлүмдин тирилдүрүлүш арқилиқ «күч-қудрәт Егиси Худаниң Оғли» дәп көрситилип бекитилгән;
О сину свом, који је по телу рођен од семена Давидовог,
А посведочен силно за Сина Божијег Духом светиње по васкрсењу из мртвих, Исусу Христу Господу нашем,
5 У арқилиқ, шундақла Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ;
Преко ког примисмо благодат и апостолство, да покоримо све незнабошце вери имена Његовог;
6 Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр.
Међу којима сте и ви позвани Исусу Христу,
7 Шуңа, Худа сөйгән вә У «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирған Рим шәһиридики һәммиңларға, Атимиз Худадин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә аман-хатирҗәмлик болғай!
Свима који су у Риму, љубазнима Богу, и позванима светима: благодат вам и мир од Бога Оца нашег и Господа Исуса Христа.
8 Алди билән мән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худайимға тәшәккүр ейтимән; чүнки силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти.
Прво, дакле, захваљујем Богу свом кроз Исуса Христа за све вас што се вера ваша гласи по свему свету.
9 Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа Өзи мениң дуалиримда силәрни шунчә үзлүксиз әсләп турғанлиғимға гувадур.
Јер ми је сведок Бог, коме служим духом својим у јеванђељу Сина његовог, да вас се опомињем без престанка,
10 Мән дуалиримда, мүмкин қәдәр Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришқа ахир муйәссәр болушқа һемишә өтүнимән.
Молећи се свагда Богу у молитвама својим да би ми кад Божија воља помогла да дођем к вама;
11 Чүнки мән силәрни бирәр роһий илтипатқа егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн силәр билән көрүшүшкә интайин тәқәззамән;
Јер желим видети вас, да вам дам какав духовни дар за ваше утврђење,
12 йәни, мән араңларда болсам, бир-биримизниң етиқатидин өз ара тәсәлли вә илһам алалаймиз демәкчимән.
То јест, да се с вама утешим вером општом, и вашом и мојом.
13 Қериндашлар, мән силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки, башқа йәрдики әлликләрниң арисида хизмитим мевә бәргәндәк, силәрниң араңлардиму хизмитимниң мевә бериши үчүн йениңларға беришни көп қетим нийәт қилдим, лекин бүгүнгичә тосалғуға учрап келиватимән.
Али вам нећу затајити, браћо, да сам много пута хтео да вам дођем, па бих задржан досле, да и међу вама имам какав плод, као и међу осталим незнабошцима.
14 Мән һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун, һәммисигә қәриздармән.
Дужан сам и Грцима и дивљацима, и мудрима и неразумнима.
15 Шуниң үчүн имканийәт маңа яр бәрсила мән Римдики силәргиму хуш хәрвәрни йәткүзүп баян қилишқа қизғинмән.
Зато, од моје стране, готов сам и вама у Риму проповедати јеванђеље.
16 Чүнки мән Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәрдин һәргиз хиҗил болмаймән! Чүнки у униңға ишәнгүчилириниң һәммисини, алди билән Йәһудийларни, андин кейин Грекләрни ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур!
Јер се не стидим јеванђеља Христовог; јер је сила Божија на спасење свакоме који верује, а најпре Јеврејину и Грку.
17 Чүнки [хуш хәвәрдә] етиқатқа асасланған, Худаниң бир хил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур. [Муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».
Јер се у Њему јавља правда Божија из вере у веру, као што је написано: Праведник ће од вере жив бити.
18 Чүнки һәққанийәтсизлик билән һәқиқәтни басидиған инсанларниң барлиқ ипласлиғиға вә һәққанийәтсизлигигә нисбәтән Худаниң қаратқан ғәзиви әрштин очуқ вәһий қилинмақта.
Јер се открива гнев Божји с неба на сваку безбожност и неправду људи који држе истину у неправди.
19 Чүнки инсанлар Худа тоғрисида биләләйдиған ишлар уларниң көз алдида туриду; чүнки Худа һәммини уларға очуқ көрситип бәргән
Јер шта се може дознати за Бога познато је њима: јер им је Бог јавио;
20 (чүнки дуния апиридә болғандин бери Худаниң көзгә көрүнмәс өзгичиликлири, йәни мәңгүлүк қудрити вә бирдин-бир Худа екәнлиги Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ очуқ көрүлмәктә, шундақла буни чүшинип йәткили болиду. Шу сәвәптин инсанлар һеч банә көрситәлмәйду) (aïdios )
Јер шта се на Њему не може видети, од постања света могло се познати и видети на створењима, и Његова вечна сила и божанство, да немају изговора. (aïdios )
21 — чүнки инсанлар Худани билсиму, уни Худа дәп улуқлимиди, Униңға тәшәккүр ейтмиди; әксичә, уларниң ой-пикирлири бемәна болуп, надан қәлби қараңғулишип кәтти.
Јер кад познаше Бога, не прославише Га као Бога нити Му захвалише, него залудеше у својим мислима, и потамне неразумно срце њихово.
22 Өзлирини данишмән қилип көрсәтсиму, лекин әқилсиз болуп чиқти;
Кад се грађаху мудри, полудеше,
23 чиримас Худаниң улуқлуғиниң орниға чирип өлидиған адәмзатқа, учар-қанатларға, төрт аяқлиқ һайванларға вә йәр беғирлиғучиларға охшайдиған бутларни алмаштуруп қойған еди.
И претворише славу вечног Бога у обличје смртног човека и птица и четвороножних животиња и гадова.
24 Шуңа Худа уларни қәлбидики шәһваний һәвәслири билән ипласлиқ қилишқа, шундақла бир-бириниң тәнлирини номусқа қалдурушқа қоюп бәрди.
Зато их предаде Бог у жељама њихових срца у нечистоту, да се погане телеса њихова међу њима самима;
25 Улар Худа тоғрисидики һәқиқәтни ялғанға айландурди, Яратқучиниң орниға яритилған нәрсиләргә чоқунуп, тавап-таәт қилған еди. Һалбуки, Яратқучиға тәшәккүр-мәдһийә мәңгүгә оқулмақта! Амин! (aiōn )
Који претворише истину Божију у лаж, и већма поштоваше и послужише твар него Творца, који је благословен ва век. Амин. (aiōn )
26 Мана шуниң үчүн, Худа уларни пәскәш шәһваний һәвәсләргә қоюп бәрди. Һәтта аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди;
Зато их предаде Бог у срамне сласти; јер жене њихове претворише путно употребљавање у беспутно.
27 шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунасивәтләрни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндиликкә киришти вә нәтиҗидә уларниң мухалип қилмишлири өз бешиға чиқти.
Тако и људи оставивши путно употребљавање женског рода, распалише се жељом својом један на другог, и људи с људима чињаху срам, и плату која требаше за превару њихову примаху на себи.
28 Улар Худани билиштин ваз кечишни лайиқ көргәнлиги таллиғанлиғи үчүн, Худа уларни бузуқ нийәтләргә вә налайиқ ишларни қилишқа қоюп бәрди.
И као што не мараху да познаду Бога, зато их Бог предаде у покварен ум да чине шта не ваља,
29 Улар һәр хил һәққанийәтсизлик, рәзиллик, нәпсанийәтчилик, өчмәнликкә чөмүп, һәсәтхорлуқ, қатиллиқ, җедәлхорлуқ, мәккарлиқ вә һәр хил бәтнийәтләр билән толди. Улар иғвагәр,
Да буду напуњени сваке неправде, курварства, злоће, лакомства, пакости; пуни зависти, убиства, свађе лукавства, злоћудности;
30 төһмәтхор, Худаға нәпрәтлинидиған, кибирлик, махтанчақ, чоңчи, һәр хил рәзилликләрни ойлап чиқиридиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған,
Шаптачи, опадачи, богомрсци, силеџије, хвалише, поносити, измишљачи зала, непокорни родитељима,
31 йорутулмиған, вәдисидә турмайдиған, көйүмсиз вә рәһимсиз инсанлардур.
Неразумни, невере, нељубавни, непримирљиви, немилостиви.
32 Улар Худаниң шуларға болған адил һөкүмини, йәни шундақ ишларни қилғучиларниң өлүмгә лайиқ екәнлигини ениқ билсиму, бу ишларни өзлири қилипла қалмай, бәлки шундақ қилидиған башқилардин сөйүнүп уларни алқишлайду.
А неки правду Божију познавши да који то чине заслужују смрт, не само то чине, него пристају на то и онима који чине.