< Римлиқларға 9 >

1 Мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән, ялған гәп ейтмаймән, виҗданим Муқәддәс Роһниң илкидә болуп өзәмгә гувалиқ қилмақта —
我在基督內說實話,並不說謊,有我的良心在聖神內與我一同作證:
2 Қәлбимдә зор дәрд-әләм вә түгимәс азап бар.
我的憂愁極,大我心中不斷的痛苦;
3 Чүнки мениң бурадәрлирим, йәни җисманий җәһәттики қериндашлирим болған Исраилларни [ниҗат тапқузалисам] [Худаниң] ләнитигә қелип Мәсиһтин мәһрум қилинишимни тиләшкә рази едим; улар Исраиллар! — уларға оғуллуқ һоқуқи, [Худаниң] шан-шәривиниң аян қилиниши, әһдилири, Тәврат қануниниң аманәт болуши, ибадәт хизмәтлири вә [Тәврат] вәдилири несивә қилинди.
為救我的弟兄,我血統的同胞,就是被詛咒,與基督隔絕,我也甘心情願。
4
他們是以色列人:義子的名份、光榮、盟約、法律、禮儀以及恩許,都是他們的;
5 Улуқ [ибраний] ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин! (aiōn g165)
聖祖也是他們的,並且基督按血統說,也是從他們來的,祂是在萬有之上,世世代代應受讚美的天主! 阿們。 (aiōn g165)
6 — Бирақ Худаниң [Исраилға болған] сөзи бекар болди, демәймән; чүнки Исраилдин болғанларниң һәммисила һәқиқий Исраил һесапланмайду;
這並不是說天主的話落了空,因為不是凡從以色列生的,都是真以色列人;
7 шуниңдәк, Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири һесапланмайду. Чүнки [муқәддәс язмиларда Ибраһимға]: «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — дейилгән.
也不是凡是亞巴郎的後裔,就都是他的真子女,而是『由依撒格所生的,才稱為你的後裔,』
8 Демәк, җисманий җәһәттин [Ибраһимдин] төрәлгән пәрзәнтләр Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки [Худаниң] вәдиси арқилиқ төрәлгәнләр [Ибраһимниң] һәқиқий нәсли һесаплиниду.
即是說:不是血統上的子女,算是天主的子女,而是藉恩許所生的子女,才算為真後裔。
9 Чүнки Худаниң бәргән вәдиси мундақ еди: «[Келәр жили] мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду».
原來恩許是這樣說的:『到明年這時候我要來,撒辣必有一個兒子。』
10 Униң үстигә, Ривкаһ бир әрдин, йәни әҗдатимиз Исһақтин [кош гезәкгә] һамилдар болғанда,
並且關於黎貝加也有相似的事。她從我們的先祖依撒格一人懷了孕;
11 Пәрзәнтлири техи туғулмиғанда, һеч қандақ яхши яки яман ишниму қилмаста, Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн, Ривкаһға: «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — дейилгән еди.
當時雙胎還沒有出生,也沒有行善或作惡;但為使天主預簡的計畫堅定不移,
且為顥示這計畫並不憑人的行為,而只憑天主的召選,遂有話給她說:『年長的要服事年幼的。』
13 Худди йәнә муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим».
正如經上記載:『我愛了雅各伯而恨了厄撒烏。』
14 Ундақта, буларға немә дәйли? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз йоқ!
那麼,我們可說什麼呢?難道天主不公道嗎?絕對不是!
15 Чүнки Худа Мусаға мундақ дегән: — «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».
因為祂對梅瑟說過:『我要恩待的,就恩待;我要憐憫的,就憐憫。』
16 Демәк, бу иш инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки рәһимдиллиқ көрсәткүчи Худаға бағлиқтур.
這樣看來,蒙召並不在乎人願意,也不在乎人努力,而是由於天主的仁慈,
17 Чүнки Худа муқәддәс язмиларда Пирәвнгә мундақ дегән: — «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши».
因為經上有話對法郎說:『我特興起了你,是為在你身上彰顯我的大能,並為使我的名傳遍全世界。』
18 Демәк, Худа халиқиниға рәһим қилиду, халиқинини таш жүрәк қилиду.
這樣看來,祂願意恩待誰,就恩待誰;祂願意使誰心硬,就使誰心硬。
19 Әнди бәлким сән маңа: «Худаниң ирадисигә һеч ким қарши чиқалмайдиған турса, ундақта Худа немә үчүн инсанни әйипләйду?» — дейишиң мүмкин.
或者,你要問我說:既是這樣,為什麼祂要責怪人呢?有誰能抗拒祂的意志呢?
20 Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллашқидәк кимсән? Қелипта шәкилләндүрүливатқан нәрсә өзини шәкилләндүргүчигә: — «Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» — дейәләмду?
人呀! 你是誰,竟敢向天主抗辯?製造品豈能對製造者說:你為什麼這樣製造了我?
21 Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?
難道陶工不能隨意用一團泥,把這一個作成貴重的器皿,把那一個作成卑賤的器皿嗎?
22 Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту?
如果天主願意顯示自己的義怒,並彰顯自己的威能,曾以寬宏大量,容忍了那些惹祂發怒而應毀滅的器皿;
23 Вә шуниң билән Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?
祂如此作,是為把祂那豐富的光榮,在那些祂早已準備好,為進入光榮而蒙憐憫的器冊上彰顯出來,又有什麼不可能呢?
這些器皿就是我們這些不但從猶太人中,而且也從外邦人中被天主所寵召的人。
25 Бу худди Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: — «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, Әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»;
這正如天主在歐瑟亞書中所說的:『我要叫「非我人民」為「我的人民」,又叫「不蒙愛憐者」為「蒙愛憐者」;
26 вә йәнә: — «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, Кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду».
人在那裡對他們說:你們不是我的人民,在同樣的地方,他們要被稱為永生天主的子女。』
27 Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ мундақ җакалиған еди: — «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду;
論到以色列,依撒意亞卻呼喊說:『以色列子民的數目雖煞多如海沙,唯有殘存者要蒙受救恩,
28 чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду».
因為上主在大地上,要徹底迅速完成祂的判決。』
29 Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: — «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк [йоқалған] болаттуқ».
依撒意亞又預言過:『若非萬軍的上主給我們留下苖裔,我們早已如同索多瑪,相似哈摩辣了。』
30 Ундақта, буларға немә дейишимиз керәк? Һәққанийлиққа интилмигән әлликләр һәққанийлиққа, йәни етиқатқа асасланған бир хил һәққанийлиққа еришти.
那麼,我們可說什麼呢?外邦人沒有追求正義,卻獲得了正義,即由信仰而得的正義;
31 Лекин Исраил һәққанийлиқни көрсәткән Тәврат қануниға интилгини билән қанунниң тәливигә йетәлмиди.
以色列人追求使人成義的法律,卻沒有得到這種法律,
32 Немә үчүн? Чүнки уларниң [һәққанийлиққа] интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди. Улар «путликашаң таш»қа путлишип жиқилип чүшти;
這是為什麼呢?是因為他們不憑信仰,只憑著行為追求。他們正碰在那塊絆腳石上,
33 худди [муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, Униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас».
正如經上所載:『看,我在熙雍按放了一塊絆腳石,一塊使人絆跌的盤石;相信他的人,不致蒙羞。』

< Римлиқларға 9 >