< Римлиқларға 8 >
1 Хуласилисақ, Мәсиһ Әйсада болғанлар гунаниң җазасиға мәһкүм болмайду.
如今,那些在基督耶穌裏的就不定罪了。
2 Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.
因為賜生命聖靈的律,在基督耶穌裏釋放了我,使我脫離罪和死的律了。
3 Чүнки [гуналиқ] әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи [қилди]; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани [өлүмгә] мәһкүм қиливәтти;
律法既因肉體軟弱,有所不能行的,上帝就差遣自己的兒子,成為罪身的形狀,作了贖罪祭,在肉體中定了罪案,
4 буниң билән [муқәддәс] қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.
使律法的義成就在我們這不隨從肉體、只隨從聖靈的人身上。
5 Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.
因為,隨從肉體的人體貼肉體的事;隨從聖靈的人體貼聖靈的事。
6 Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур;
體貼肉體的,就是死;體貼聖靈的,乃是生命、平安。
7 чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс;
原來體貼肉體的,就是與上帝為仇;因為不服上帝的律法,也是不能服,
8 әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
而且屬肉體的人不能得上帝的喜歡。
9 Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс.
如果上帝的靈住在你們心裏,你們就不屬肉體,乃屬聖靈了。人若沒有基督的靈,就不是屬基督的。
10 Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур.
基督若在你們心裏,身體就因罪而死,心靈卻因義而活。
11 Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.
然而,叫耶穌從死裏復活者的靈若住在你們心裏,那叫基督耶穌從死裏復活的,也必藉着住在你們心裏的聖靈,使你們必死的身體又活過來。
12 Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз.
弟兄們,這樣看來,我們並不是欠肉體的債去順從肉體活着。
13 Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр.
你們若順從肉體活着,必要死;若靠着聖靈治死身體的惡行,必要活着。
14 Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур.
因為凡被上帝的靈引導的,都是上帝的兒子。
15 Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бир хил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз.
你們所受的,不是奴僕的心,仍舊害怕;所受的,乃是兒子的心,因此我們呼叫:「阿爸!父!」
16 Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду.
聖靈與我們的心同證我們是上帝的兒女;
17 Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.
既是兒女,便是後嗣,就是上帝的後嗣,和基督同作後嗣。如果我們和他一同受苦,也必和他一同得榮耀。
18 Чүнки мән һазирқи азап-оқубәтләрниң кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ дәп һесаплаймән.
我想,現在的苦楚若比起將來要顯於我們的榮耀就不足介意了。
19 Чүнки пүткүл каинат Худаниң оғуллириниң аян қилинишини интизарлиқ билән күтмәктә.
受造之物切望等候上帝的眾子顯出來。
20 Чүнки яритилған каинат [Худаниң] [ләнити астида қелип], бимәниликкә чөктүрүлди. Бу, каинатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни чөктүргүчиниң ирадиси билән болди вә шундақ үмүти билән болдики, каинат өзиму чириштин болған қуллуқтин қутқузулуп, Худаниң пәрзәнтлиригә беғишлинидиған шан-шәрәпкә тәвә болған һөрлүккә ериштүрүлүштин ибарәт еди.
因為受造之物服在虛空之下,不是自己願意,乃是因那叫他如此的。
但受造之物仍然指望脫離敗壞的轄制,得享上帝兒女自由的榮耀。
22 Чүнки пүткүл каинатниң һазирғичә налә-пәряд көтирип, туғут толғиғиниң азавини бирликтә тартиватқанлиғини билимиз.
我們知道,一切受造之物一同歎息,勞苦,直到如今。
23 Ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни [муқәддәс] Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә [Худаниң] оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
不但如此,就是我們這有聖靈初結果子的,也是自己心裏歎息,等候得着兒子的名分,乃是我們的身體得贖。
24 Биз үмүткә бағланғачқа тқузулған екәнмиз. Лекин үмүт қилинған нәрсә көрүлгән болса, у йәнә үмүт боламду? Кимму көз алдидики нәрсини үмүт қилсун?
我們得救是在乎盼望;只是所見的盼望不是盼望,誰還盼望他所見的呢?
25 Бирақ, техи көрмигинимизгә үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәктур.
但我們若盼望那所不見的,就必忍耐等候。
26 Шуниңдәк, инсаний аҗизлиғимизда [Муқәддәс] Роһ келип бизгә ярдәм қилиду; чүнки қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Роһниң Өзи ипадилигүсиз налә-пәряд билән биз үчүн [Худаниң алдида] туруп дуа-тилавәт қилмақта.
況且,我們的軟弱有聖靈幫助;我們本不曉得當怎樣禱告,只是聖靈親自用說不出來的歎息替我們禱告。
27 Инсанларниң қәлбини инчикиләп күзитип Қариғучи болса, [Муқәддәс] Роһниң ой-нийәтлириниң немә екәнлигини билиду; чүнки У Худаниң ирадиси бойичә муқәддәс бәндилири үчүн [Худаниң алдида] дуа қилип өтүнмәктә.
鑒察人心的,曉得聖靈的意思,因為聖靈照着上帝的旨意替聖徒祈求。
28 Шундақла шуни билимизки, пүткүл ишлар Худани сөйидиғанларниң, йәни униң мәхсәт-муддиаси бойичә чақирилғанларниң бәхит-бәрикитигә бирликтә хизмәт қилмақта.
我們曉得萬事都互相效力,叫愛上帝的人得益處,就是按他旨意被召的人。
29 Чүнки Худа алдин көңлигә пүккәнкишиләрни, уларниң кәлгүсидә Өз Оғлиниң образиға охшаш болидиғинини, Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән.
因為他預先所知道的人,就預先定下效法他兒子的模樣,使他兒子在許多弟兄中作長子。
30 Алдин бекиткән кишиләрни У чақирди, чақирған кишиләрни У һәққаний қилди; һәққаний қилғанларға У шан-шәрәп ата қилди.
預先所定下的人又召他們來;所召來的人又稱他們為義;所稱為義的人又叫他們得榮耀。
31 Ундақта, бу ишларға йәнә немә дәйли? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун?!
既是這樣,還有甚麼說的呢?上帝若幫助我們,誰能敵擋我們呢?
32 Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн пида йолиға тапшурған [Худа], Униңға қошуп һәммини бизгә шәртсиз ата қилмай қаларму?
上帝既不愛惜自己的兒子,為我們眾人捨了,豈不也把萬物和他一同白白地賜給我們嗎?
33 Кимму Худаниң таллиғанлири үстидин шикайәт қилалисун?! Худа һәққаний қилған йәрдә,
誰能控告上帝所揀選的人呢?有上帝稱他們為義了。
34 кимму гунаға мәһкүм қилалисун? Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн [Худаниң алдида] туруп дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ шундақ қиларму?!
誰能定他們的罪呢?有基督耶穌已經死了,而且從死裏復活,現今在上帝的右邊,也替我們祈求。
35 Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлисун? Җапа-мушәққәтму, дәрд-әләмму, зиянкәшликму, ачарчилиқму, ялаңачлиқму, хейим-хәтәрму яки қиличму?
誰能使我們與基督的愛隔絕呢?難道是患難嗎?是困苦嗎?是逼迫嗎?是飢餓嗎?是赤身露體嗎?是危險嗎?是刀劍嗎?
36 [Муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, Боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз».
如經上所記: 我們為你的緣故終日被殺; 人看我們如將宰的羊。
37 Бирақ бизни Сөйгүчигә тайинип буларниң һәммисидә ғалипларниң ғаливи болмақтимиз;
然而,靠着愛我們的主,在這一切的事上已經得勝有餘了。
38 Шуниңға қәтъий қайил қилиндимки, мәйли өлүм болсун һаятлиқ болсун, пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун, һазирқи ишлар яки кәлгүсидики ишлар болсун, һәр қандақ роһий күчләр болсун,
因為我深信無論是死,是生,是天使,是掌權的,是有能的,是現在的事,是將來的事,
39 пәләк болсун һаң болсун, шундақла пүткүл каинатта яритилған һәр қандақ башқа бир шәйи болсун, бизни Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған Худаниң меһир-муһәббитидин һеч қачан айривәткүчи болалмайду.
是高處的,是低處的,是別的受造之物,都不能叫我們與上帝的愛隔絕;這愛是在我們的主基督耶穌裏的。