< Римлиқларға 7 >
1 И қериндашлар, мән һазир Тәврат қанунини билгәнләргә сөзләватимән; силәр қанунниң пәқәт һаят вақтидила инсан үстигә һөкүмран болидиғанлиғини билмәмсиләр?
2 Мәсилән, ери бар аял, ери һаятла болидикән, қанун бойичә еригә бағланған; лекин ери өлүп кәтсә, [өзини еригә бағлиған] никаһ қанунидин азат қилиниду.
3 Шуниң үчүн, бу аял ери һаят вақтида башқа бир әргә бағланса, зинахор аял дәп атилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, у [никаһ] қанунидин әркин болиду; шу чағда башқа бир әргә тәгсә, зина қилған болмайду.
4 Худди шуниңдәк, қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһниң [қурбанлиқ] тени арқилиқ Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур.
5 Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди;
6 лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида [Худаниң] қуллуғида болимиз.
7 Ундақта немә дегүлүк? Тәврат қануниниң өзи гунаму? Һәргиз ундақ әмәс! Дәрвәқә, қанунниң көрсәтмилири болмиса, гунаниң немә екәнлигини билмәйттим. Қанун «нәпсанийәтчилик қилма» демигән болса, нәпсанийәтчиликниң немә екәнлигини билмигән болаттим.
8 Лекин гуна қанунниң әмри арқилиқ пурсәт тепип, ичимдә һәр хил нәпсанийәтчиликләрни қозғиди. Тәврат қануни болмиса, гунаму өлүктәк җансиз болатти.
9 Бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда һаят едим, лекин қанун әмрини билишим биләнла, гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди.
10 Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри әксичә маңа өлүм елип кәлди.
11 Чүнки гуна қанунниң әмри билән һуҗум пурситини тепип, мени аздурди вә әмир арқилиқ мени өлтүрди.
12 Буниңдин қариғанда қанун һәқиқәтән пак-муқәддәстур, униң әмриму муқәддәс, тоғра-адаләтлик вә яхшидур.
13 Ундақта, яхши болғини маңа өлүм болдиму? Һәргиз ундақ әмәс! Бәлки, гунаниң қәвәтла қәбиһ екәнлиги әмир арқилиқ очуқ ашкарилиниши үчүн, бу яхши әмирниң вастиси билән гуна мәндә өлүм пәйда қилди.
14 Тәврат қануниниң «роһқа тәвә» екәнлигини билимиз. Бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән.
15 Чүнки немә қиливатқинимни өзүмму билмәймән. Чүнки өзүм нийәт қилған ишларни қилмаймән; әксичә, нәпрәтлинидиғинимни қилимән.
16 Лекин әгәр өзүм халимиған ишларни қилсам, өзүм қанунниң яхши екәнлигини етирап қилған болимән.
17 Шундақ екән, бу ишларни мән әмәс, бәлки ичимдә мәвҗут болған гуна қилдуриду.
18 Ичимдә, йәни мениң әтлиримдә һеч яхшилиқниң мәвҗут әмәслигини билимән; чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, уни қилалмаймән.
19 Шуниң үчүн өзүм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қилимән.
20 Өзүм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилидиған мән әмәс, бәлки ичимдә макан қилған гунадур.
21 Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду.
22 Қәлбимдә Худаниң қанунидин сөйүнимән;
23 бирақ тенимдики әзалиримда башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдики қанун билән җәң қилип, мени тенимдики әзалиримдики гуна садир қилдурғучи қанунийәткә әсир қилиду.
24 Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар?
25 Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун! Шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән.