< Римлиқларға 4 >
1 Ундақта, биз [Йәһудийларниң] җисманий җәһәттики атимиз Ибраһимниң еришкини тоғрисида немә дәймиз?
2 Әгәр Ибраһим әмәллири билән һәққаний дәп җакаланған болса, униңда махтанғидәк иш болатти (бәрибир Худаниң алдида униң махтиниш һәққи йоқ еди).
3 Чүнки муқәддәс язмиларда немә дейилгән? — «Ибраһим Худаға етиқат қилди; Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дейилиду.
4 Ишлигүчигә берилидиған һәқ «меһри-шәпқәт» һесапланмайду, бәлки бир хил «қәриз қайтуруш» һесаплиниду.
5 Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!
6 Худа қилған әмәллиригә қаримай, һәққаний дәп һесаплиған кишиниң бәхити тоғрилиқ Давут [пәйғәмбәрму] мундақ дегән: —
7 «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, Гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур!
8 Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!».
9 Әнди бәхит ялғуз хәтнә қилинғанларғила мәнсуп боламду, яки хәтнә қилинмиғанларғиму мәнсуп боламду? Чүнки: «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди» дәватимиз.
10 Һәққанийлиқ қандақ әһвалда униңға һесапланди? Хәтнә қилиништин илгириму яки хәтнә қилиништин кейинму? У хәтнә қилинған һалда әмәс, бәлки хәтнә қилинмиған һалда һесапланди!
11 Униң хәтнини қобул қилғини болса, уни хәтнә қилиништин бурунла етиқати арқилиқ егә болған һәққанийлиққа мөһүр бәлгүси сүпитидә болған еди. Демәк, у хәтнисиз туруп Худаға етиқат қилғучиларниң һәммисиниң атиси болди — уларму [етиқати билән] һәққаний һесаплиниду!
12 У йәнә хәтнә қилинғанларниңму атисидур; демәк, хәтнә қилинған болуши билән тәңла хәтнә қилинмиған вақтидиму етиқатлиқ йол маңған атимиз Ибраһимниң излирини бесип маңғанларниңму атиси болғандур.
13 Чүнки [Худаниң] Ибраһимға вә нәслигә дунияға мирасхор болуш тоғрисидики вәдә бериши Ибраһимниң Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгинидин әмәс, бәлки етиқаттин болған һәққанийлиқтин кәлгән.
14 Чүнки әгәр қанунға интилидиғанлар мирасхор болидиған болса етиқат бекар нәрсә болуп қалатти, Худаниң вәдисиму йоққа чиқирилған болатти.
15 Чүнки Тәврат қануни [Худаниң] ғәзивини елип келиду; чүнки қанун болмиса, итаәтсизлик дегән ишму болмайду.
16 Шуниң үчүн, Худаниң вәдисиниң [пәқәт] Өз меһри-шәпқити арқилиқ әмәлгә ашурулуши үчүн, у етиқатқила асаслиниду. Буниң билән у вәдә Ибраһимниң барлиқ әвлатлириға, пәқәт Тәврат қануни астида туридиғанларғила әмәс, бәлки Ибраһимчә етиқат қилғучиларниң һәммисигиму капаләтлик қилинған. Чүнки муқәддәс язмиларда: «Сени нурғун қовмниң атиси қилдим» дәп йезилғинидәк, Ибраһим һәммимизниң атисидур. Дәрһәқиқәт, у өлүкләрни тирилдүридиған, мәвҗут болмиғанни бар дәп мәвҗут қилидиған, өзи етиғад бағлиған Худа алдида һәммимизниң атиси болди.
17
18 Һеч қандақ үмүт қалмисиму у йәнила үмүттә етиқат қилди вә шуниң билән униңға: «Сениң нәслиң [сан-санақсиз] болиду» дәп алдин-ала ейтилғандәк нурғун қовмниң атиси болди.
19 У йүз яшқа йеқинлап, тенини өлгән һесаплисиму, шундақла аяли Сараһниңму балиятқусини өлди дәп қарисиму, йәнила етиқатта аҗизлашмиди;
20 Худаниң вәдисигә нисбәтән етиқатсизлиқ қилип һеч иккиләнмиди, әксичә у етиқати арқилиқ күчәйтилди вә Худани улуқлиди,
21 «У немини вәдә қилған болса шуни әмәлгә ашуруш қудритигә Егидур» дәп толуқ ишәндүрүлди.
22 Шуниң билән бу «униң һәққанийлиғи һесапланди».
23 Бу, «Униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән сөз ялғуз униң үчүнла әмәс,
24 бәлки Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаға етиқат қилишимиз билән һәққаний һесаплинидиған бизләр үчүнму йезилған;
25 [Мәсиһ] болса итаәтсизликлиримиз үчүн пида йолиға тапшурулди вә һәққаний қилинишимиз үчүн тирилдүрүлди.