< Римлиқларға 16 >
1 Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән;
我對你們舉薦我們的姊妹非比;她是堅革哩教會中的女執事。
2 уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.
請你們為主接待她,合乎聖徒的體統。她在何事上要你們幫助,你們就幫助她;因她素來幫助許多人,也幫助了我。
3 Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр
問百基拉和亞居拉安。他們在基督耶穌裏與我同工,
4 (улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).
也為我的命將自己的頸項置之度外。不但我感謝他們,就是外邦的眾教會也感謝他們。
5 Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр. Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр.
又問在他們家中的教會安。問我所親愛的以拜尼土安;他在亞細亞是歸基督初結的果子。
6 Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр.
又問馬利亞安;她為你們多受勞苦。
7 Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.
又問我親屬與我一同坐監的安多尼古和猶尼亞安;他們在使徒中是有名望的,也是比我先在基督裏。
8 Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
又問我在主裏面所親愛的暗伯利安。
9 Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
又問在基督裏與我們同工的耳巴奴,並我所親愛的士大古安。
10 Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
又問在基督裏經過試驗的亞比利安。問亞利多布家裏的人安。
11 Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
又問我親屬希羅天安。問拿其數家在主裏的人安。
12 Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк [сиңлим] Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
又問為主勞苦的土非拿氏和土富撒氏安。問可親愛為主多受勞苦的彼息氏安。
13 Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
又問在主蒙揀選的魯孚和他母親安;他的母親就是我的母親。
14 Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
又問亞遜其土、弗勒干、黑米、八羅巴、黑馬,並與他們在一處的弟兄們安。
15 Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.
又問非羅羅古和猶利亞,尼利亞和他姊妹,同阿林巴並與他們在一處的眾聖徒安。
16 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!
你們親嘴問安,彼此務要聖潔。基督的眾教會都問你們安。
17 Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар.
弟兄們,那些離間你們、叫你們跌倒、背乎所學之道的人,我勸你們要留意躲避他們。
18 Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.
因為這樣的人不服事我們的主基督,只服事自己的肚腹,用花言巧語誘惑那些老實人的心。
19 Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән.
你們的順服已經傳於眾人,所以我為你們歡喜;但我願意你們在善上聰明,在惡上愚拙。
20 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду. Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
賜平安的上帝快要將撒但踐踏在你們腳下。願我主耶穌基督的恩常和你們同在!
21 Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам.
與我同工的提摩太,和我的親屬路求、耶孫、所西巴德,問你們安。
22 (ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).
我這代筆寫信的德提,在主裏面問你們安。
23 Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.
那接待我、也接待全教會的該猶問你們安。
24 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
城內管銀庫的以拉都和兄弟括土問你們安。
25 Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға [шан-шәрәп болғай]! (aiōnios )
惟有上帝能照我所傳的福音和所講的耶穌基督,並照永古隱藏不言的奧祕,堅固你們的心。 (aiōnios )
26 Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди; (aiōnios )
這奧祕如今顯明出來,而且按着永生上帝的命,藉眾先知的書指示萬國的民,使他們信服真道。 (aiōnios )
27 шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин! (aiōn )
願榮耀,因耶穌基督,歸與獨一全智的上帝,直到永遠。阿們! (aiōn )