< Римлиқларға 15 >

1 Әнди етиқатимиз күчлүк болған бизләр өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимай, бәлки етиқати аҗизларниңму аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк.
οφειλομεν δε ημεις οι δυνατοι τα ασθενηματα των αδυνατων βασταζειν και μη εαυτοις αρεσκειν
2 Һәр биримиз өз йеқинимизниң етиқатини қуруп чиқиши үчүн, униң бәхит-бәрикитини көзләп, уни хурсән қилишқа интиләйли.
εκαστος γαρ ημων τω πλησιον αρεσκετω εις το αγαθον προς οικοδομην
3 Чүнки һәтта Мәсиһму Өзини қандурушни ойлимиған еди. Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгән: «Сән [Худани] һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти».
και γαρ ο χριστος ουχ εαυτω ηρεσεν αλλα καθως γεγραπται οι ονειδισμοι των ονειδιζοντων σε επεπεσον επ εμε
4 Чүнки бурунда [вәһий билән] пүтүлгән язмилардики һәр қайси сөзләр бизгә үгитиш үчүн йезилған болуп, мәхсити муқәддәс китаплардин кәлгән сәвир-тақәт вә илһамбәхш арқилиқ биздә азру-үмүтниң болуши үчүндур.
οσα γαρ προεγραφη εις την ημετεραν διδασκαλιαν προεγραφη ινα δια της υπομονης και της παρακλησεως των γραφων την ελπιδα εχωμεν
5 Әнди сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси Худа силәрни Мәсиһ Әйсани үлгә қилип, өз ара бир ой-нийәткә кәлтүргәй;
ο δε θεος της υπομονης και της παρακλησεως δωη υμιν το αυτο φρονειν εν αλληλοις κατα χριστον ιησουν
6 буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
ινα ομοθυμαδον εν ενι στοματι δοξαζητε τον θεον και πατερα του κυριου ημων ιησου χριστου
7 Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар.
διο προσλαμβανεσθε αλληλους καθως και ο χριστος προσελαβετο ημας εις δοξαν θεου
8 Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди [муқәддәс язмиларда]: — «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди.
λεγω δε ιησουν χριστον διακονον γεγενησθαι περιτομης υπερ αληθειας θεου εις το βεβαιωσαι τας επαγγελιας των πατερων
9
τα δε εθνη υπερ ελεους δοξασαι τον θεον καθως γεγραπται δια τουτο εξομολογησομαι σοι εν εθνεσιν και τω ονοματι σου ψαλω
10 Вә У йәнә: — «Әй әлләр, [Худа]ниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — дәйду.
και παλιν λεγει ευφρανθητε εθνη μετα του λαου αυτου
11 Вә йәнә У: — «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, Әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — дәйду.
και παλιν αινειτε τον κυριον παντα τα εθνη και επαινεσατε αυτον παντες οι λαοι
12 Йәнә, Йәшая [пәйғәмбәрму] мундақ дәйду: — «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, Әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; Әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду».
και παλιν ησαιας λεγει εσται η ριζα του ιεσσαι και ο ανισταμενος αρχειν εθνων επ αυτω εθνη ελπιουσιν
13 Әнди үмүтниң Егиси Худа Өзигә ишиниватқанлиғиңлардин қәлбиңларни толуқ шат-хурамлиқ вә тинич-хатирҗәмликкә толдурғай, шуниң билән Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән үмүткә толуп ташқайсиләр.
ο δε θεος της ελπιδος πληρωσαι υμας πασης χαρας και ειρηνης εν τω πιστευειν εις το περισσευειν υμας εν τη ελπιδι εν δυναμει πνευματος αγιου
14 И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән.
πεπεισμαι δε αδελφοι μου και αυτος εγω περι υμων οτι και αυτοι μεστοι εστε αγαθωσυνης πεπληρωμενοι πασης γνωσεως δυναμενοι και αλληλους νουθετειν
15 Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән.
τολμηροτερον δε εγραψα υμιν αδελφοι απο μερους ως επαναμιμνησκων υμας δια την χαριν την δοθεισαν μοι υπο του θεου
16 Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә [Йәһудий әмәс] әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур.
εις το ειναι με λειτουργον ιησου χριστου εις τα εθνη ιερουργουντα το ευαγγελιον του θεου ινα γενηται η προσφορα των εθνων ευπροσδεκτος ηγιασμενη εν πνευματι αγιω
17 Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән.
εχω ουν καυχησιν εν χριστω ιησου τα προς θεον
18 Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим.
ου γαρ τολμησω λαλειν τι ων ου κατειργασατο χριστος δι εμου εις υπακοην εθνων λογω και εργω
εν δυναμει σημειων και τερατων εν δυναμει πνευματος θεου ωστε με απο ιερουσαλημ και κυκλω μεχρι του ιλλυρικου πεπληρωκεναι το ευαγγελιον του χριστου
20 Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим.
ουτως δε φιλοτιμουμενον ευαγγελιζεσθαι ουχ οπου ωνομασθη χριστος ινα μη επ αλλοτριον θεμελιον οικοδομω
21 Бу тоғрисида [муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, Аңлимиғанлар аңлап чүшиниду».
αλλα καθως γεγραπται οις ουκ ανηγγελη περι αυτου οψονται και οι ουκ ακηκοασιν συνησουσιν
22 Мана, шу [хизмәтлирим] сәвәвидин йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин тосулғуларға учрап баралмидим.
διο και ενεκοπτομην τα πολλα του ελθειν προς υμας
23 Лекин һазир мошу әтрапларда [хуш хәвәр йәткүзүлмигән] йәрләр маңа қалмиғанлиқтин, һәмдә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм болғанлиқтин, Испанийәгә беришимда силәрниму йоқлап өтмәкчимән. Сәпиримдә алди билән силәр билән көрүшүп, бир мәзгил һәмраһлиғиңлардин толуқ хошаллинип, андин силәрниң ярдимиңларда сәпиримни давамлаштурушумни үмүт қилимән.
νυνι δε μηκετι τοπον εχων εν τοις κλιμασιν τουτοις επιποθιαν δε εχων του ελθειν προς υμας απο πολλων ετων
ως εαν πορευωμαι εις την σπανιαν ελευσομαι προς υμας ελπιζω γαρ διαπορευομενος θεασασθαι υμας και υφ υμων προπεμφθηναι εκει εαν υμων πρωτον απο μερους εμπλησθω
25 Бирақ һазир болса Йерусалимға берип, у йәрдики муқәддәс бәндиләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән.
νυνι δε πορευομαι εις ιερουσαλημ διακονων τοις αγιοις
26 Чүнки Македонийә вә Ахая өлкилиридики җамаәтләр Йерусалимдики муқәддәс бәндиләр арисидики йоқсулларға сәдиқә топлап ярдәм беришни лайиқ көрди.
ευδοκησαν γαρ μακεδονια και αχαια κοινωνιαν τινα ποιησασθαι εις τους πτωχους των αγιων των εν ιερουσαλημ
27 Бу ишни улар бәрһәқ лайиқ көрди; әмәлийәттә болса улар Йерусалимдикиләргә қәриздардур. Чүнки әлләр [Йәһудий қериндашларниң] роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду.
ευδοκησαν γαρ και οφειλεται αυτων εισιν ει γαρ τοις πνευματικοις αυτων εκοινωνησαν τα εθνη οφειλουσιν και εν τοις σαρκικοις λειτουργησαι αυτοις
28 Мән бу ишни пүттүргәндин кейин, йәни [Йерусалимдики] қериндашларниң [җамаәтләрниң етиқатиниң] бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин, силәрни йоқлап өтүп Испанийәгә баримән.
τουτο ουν επιτελεσας και σφραγισαμενος αυτοις τον καρπον τουτον απελευσομαι δι υμων εις την σπανιαν
29 Йениңларға барғинимда, Мәсиһниң толуқ бәхит-бәрикитини силәргә елип баридиғанлиғимни билимән.
οιδα δε οτι ερχομενος προς υμας εν πληρωματι ευλογιας του ευαγγελιου του χριστου ελευσομαι
30 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә [Муқәддәс] Роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнимәнки, мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр —
παρακαλω δε υμας αδελφοι δια του κυριου ημων ιησου χριστου και δια της αγαπης του πνευματος συναγωνισασθαι μοι εν ταις προσευχαις υπερ εμου προς τον θεον
31 мениң Йәһудийә өлкисидики етиқат қилмиғанларниң яман нийәтлиридин сақлинишим, шуниңдәк Йерусалимда инъамни йәткүзүш хизмитимниң шу йәрдики муқәддәс бәндиләрниң қобул қилишиға еришиши үчүн
ινα ρυσθω απο των απειθουντων εν τη ιουδαια και ινα η διακονια μου η εις ιερουσαλημ ευπροσδεκτος γενηται τοις αγιοις
32 һәмдә ахирда Худа буйруса, пеқирниң шат-хурамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән ортақ истираһәт қилишимиз үчүнму дуа қилғайсиләр.
ινα εν χαρα ελθω προς υμας δια θεληματος θεου και συναναπαυσωμαι υμιν
33 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа һәммиңлар билән биллә болғай! Амин!
ο δε θεος της ειρηνης μετα παντων υμων αμην

< Римлиқларға 15 >