< Римлиқларға 14 >
1 Етиқати аҗизларни қобул қилиңлар, лекин улар билән пикирдә талаш-тартиш қилмаңлар.
信德軟弱的人,你們該容納,不要為意見而爭論。
2 Бириси һәр қандақ йемәкликни йейишкә болидиғиниға ишиниду; лекин йәнә етиқати аҗиз бириси пәқәт көктатларнила йәйду.
有人以為什麼都可吃,但那軟弱的人只吃蔬菜。
3 Һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши йемәйдиған кишини кәмситмисун; һәмдә [бәзи нәрсини] йемәйдиған киши һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиған киши үстидин һөкүм қилмисун. Чүнки Худа уни қобул қилған.
那吃的,不要輕視不吃的;不吃的,也不要判斷吃的,因為天主已接納了他。
4 Башқа бирисиниң хизмәткари үстидин һөкүм қилғучи сән ким едиң? Хизмәткарниң тик туруши яки жиқилип кетишигә пәқәтла өз ғоҗайини мәсъулдур. Һәмдә [шу хизмәткарму] тик туридиған қилиниду — чүнки [хуҗайини] Рәб уни тик турғузушқа қадирдур.
你是誰,你竟敢判斷別人的家僕?他或站立,或跌倒,都由他自己的主人管;但他必站得住,因為主能夠使他站得住。
5 Мәлум бириси мәлум бир күнни йәнә бир күндин үстүн көриду, йәнә бириси һәммә күнни охшаш дәп қарайду. Һәр ким өзиниң көзқаришиға толуқ ишәши болсун.
有人以為這日比那日強,但也有人以為昌都一樣;各人對自己的心思應堅信不移才好!
6 Мәлум күнни қәдирләйдиған киши буниң билән Рәббиниң һөрмитидә уни қәдирләйду. Бир нәрсини йәйдиған кишиму Рәббиниң һөрмитидә йәйду, чүнки у өз рисқи үчүн Худаға тәшәккүр ейтиду. Мәлум нәрсини йемәйдиған киши йемәйдиғанлиғи билән өзиниң Рәббиниң һөрмитидә йемәйду, уму шундақла Худаға тәшәккүр ейтиду.
那遵守日子的,是為主而遵守;那吃的,是為主而吃,因為他感謝天主;那不吃的,也是為主而不吃,他也感謝天主。
7 Чүнки һеч қайсимиз өзимиз үчүн яшимаймиз вә һеч қайсимиз өзимиз үчүн өлмәймиз;
因為我們中間沒有一人是為自己而生的,也沒有一人是為自己而死的;
8 Бәлки әгәр яшисақ, Рәббимиз үчүн яшаймиз; өлсәк, Рәббимиз үчүн өлимиз. Шуниң үчүн яшисақму, өлсәкму Рәббимизгә мәнсуптурмиз.
因為我們或者生,是為主而生,或者死,是為主而死;所以我們或生或死,都是屬於主。
9 Чүнки Мәсиһниң өлүши вә тирилиши дәл шу мәхсәт билән болдики, Униң өлүкләрниң һәм тирикләрниң Рәбби болуши үчүндур.
因為基督死而復生了,正是為作生者和死者的主。
10 Ундақта, сән немә үчүн қериндишиң үстидин һөкүм қилисән? Яки немә үчүн қериндишиңни мәнситмәйсән? Чүнки һәммимиз Худаниң сорақ тәхти алдида туришимиз керәк болиду.
你為什麼判斷你的弟兄?或者,你為什麼輕視你的弟兄?我們眾人都要站在天主的審判台前,
11 Чүнки [муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Пәрвәрдигар дәйдуки: — Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, Маңа барлиқ тизлар пүкүлиду, Барлиқ тиллар Мени етирап қилип мәдһийә оқуйду».
因為經上記載說:『我指著我自己起誓──上主的誓語:眾膝都要向我跪拜,眾舌都要讚頌天主。』
12 Шуңа, һәр биримиз Худа алдида өзимиз тоғрилиқ һесап беримиз.
這樣看起來,我們每人都要向天主交自己的賬。
13 Шуниң үчүн, бир-биримизниң үстидин һөкүм қилғучи иккинчи бири болмайли. Буниң орниға шундақ һөкүм-қарарға келиңларки, һәр қандақ қериндашқа гунаға жиқитидиған бир нәрсини яки қапқанни қоймаслиқ керәк.
因此,我們不可再彼此判斷了,反之,你們應拿定主意:總不可使弟兄失足或跌倒。
14 Рәббимиз Әйсада болғанлиғимдин шуниңға қәтъий ишәндүрүлүп билимәнки, һәр қандақ нәрсә өзлигидин һарам әмәстур; лекин бир нәрсини һарам дәп қариған киши үчүн, у униңға һарамдур.
在耶穌基督內,我知道,並深信:沒有什麼本身是不潔的;除非有人想什麼是不潔的,那東西為他才是不潔的。
15 Әгәр йемәклигиң түпәйлидин қериндишиңни азапқа қойған болсаң, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисән. Мәсиһ униң үчүн Өз җенини пида қилип өлгән, бу [қериндишиңни] йемәклигиң билән набут қилма!
如果你因著食物使你的兄弟心亂,你便不是按照愛德行事。基督為他死了,你不可因著你的食物使他喪亡,
16 Әнди силәр яхши дәп қариған ишларниң яман дейилишигә сәвәпчи болуп қалмаңлар.
所以你們不可使你們的優點受到誹謗。
17 Чүнки Худаниң падишалиғи йемәк-ичмәктә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһта болған һәққанийлиқ, енақлиқ-хатирҗәмлик вә шатлиқтидур.
其實天主的國並不在於吃喝,而在於義德、平安以及在聖神內的喜樂:
18 Буларда яшап Мәсиһкә хизмәт қилғучи киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң тәриплишигә сазавәр болиду.
凡是按這原則事奉基督的,才為天主喜悅,為眾人所稱許;
19 Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли.
所以我們該追求平安的事,以及彼此建立的事,
20 Йемәкликни дәп Худаниң әҗрини набут қилмаңлар. Һәммә нәрсә дәрвәқә һалалдур; бирақ бириси йегини билән [етиқатида] путлашса, у униңға яман һесаплиниду.
不可為了食物的緣故,而摧毀天主的工程。一切固然都是潔淨的,但若人吃了,能使人失足,這為他便是惡事了。
21 Шуниң үчүн гөш йейиш, шарап ичиш, шундақла башқа һәр қандақ ишларни қилишиң қериндишиңни гунаға тейилдуридиған, азапқа қойидиған яки уни аҗизлаштуридиған болса, буларни қилмиғиниң түзүк.
更好是不吃肉,不喝酒,不什麼能使你弟兄跌倒的事。
22 Сениң [мәлум бир ишни қилишқа] ишәшиң барму? Әнди бу ишәш Худа билән сениң араңдики иштур. Өзи қиливатқан ишни тоғра дәп қариған, шуниңдин виҗданиму әйипкә буйрулмиған киши немидегән бәхитлик-һә!
你有信心,就在天主前為你自己保有罷! 那在自己認為可行的事上,問心無愧,才是有福的。
23 Лекин [йемәкликтин] гуманлинип туруп йәнә шуни йегән киши әйипкә буйрулиду, чүнки буни ишәш билән йемигән. Ишәштин болмиған һәр қандақ иш гунадур.
但誰若懷著疑心吃了,便被判有罪,因為這不是出於信心做的:凡不出於信心做的,就是罪。