< Римлиқларға 12 >
1 Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң [Худаға] қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.
Shunga, ey qérindashlar, Xudaning rehimdilliqi bilen silerdin shuni ötünimenki, téninglarni muqeddes, Xudani xursen qilidighan, tirik qurbanliq süpitide Uninggha béghishlanglar. Mana bu silerning [Xudagha] qilidighan heqiqiy ibaditinglardur.
2 Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр. (aiōn )
Bu dunyaning qélipigha kirip qalmanglar, belki oy-pikringlarning yéngilinishi bilen özgertilinglar; undaq qilghanda Xudaning yaxshi, qobul qilarliq we mukemmel iradisining néme ikenlikini ispatlap bileleysiler. (aiōn )
3 Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар.
Manga ata qilin’ghan shapaetke asasen herbiringlargha shuni éytimenki, özünglar toghruluq özenglarda bar bolghinidin artuq oylimay, belki Xuda herbiringlargha teqsim qilghan ishenchning miqdarigha asasen salmaqliq bilen özünglarni dengsep körünglar.
4 Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған рольи болғандәк,
Chünki ténimiz köpligen ezalardin terkib tapqan hemde herbir ezayimizning oxshash bolmighan roli bolghandek,
5 бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз.
bizmu köp bolghinimiz bilen Mesihte bir ten bolup bir-birimizge baghlinishliq eza bolimiz.
6 Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун;
Shuning üchün bizge ata qilin’ghan méhir-shepqet boyiche, herxil rohiy iltipatlirimizmu bar boldi. Birsige ata qilin’ghan iltipat wehiyni yetküzüsh bolsa, ishenchisining dairiside wehiyni yetküzsun;
7 башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;
bashqilarning xizmitini qilish bolsa, xizmet qilsun; telim bérish bolsa, telim bersun;
8 риғбәтләндүрүш болса, риғбәтләндүрсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.
righbetlendürüsh bolsa, righbetlendürsun; sediqe bérish bolsa, merdlik bilen sediqe bersun; yéteklesh bolsa, estayidilliq bilen yéteklisun; xeyrxahliq körsitish bolsa, xushal-xuramliq bilen qilsun.
9 Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар;
Méhir-muhebbitinglar saxta bolmisun; rezilliktin nepretlininglar, yaxshiliqqa ching baghlininglar;
10 Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.
Bir-biringlarni qérindashlarche qizghin méhir-muhebbet bilen söyünglar; bir-biringlarni hörmetlep yuqiri orun’gha qoyunglar.
11 Интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.
Intilishinglarda érinmenglar, roh-qelbinglar yalqunlap köyüp turup, Rebke qullarche xizmet qilinglar.
12 Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар.
Ümidte bolup shadlinip yürünglar; musheqqet-qiyinchiliqlargha sewr-taqetlik bolunglar; duayinglarni herqandaq waqitta toxtatmanglar.
13 Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар;
Muqeddes bendilerning éhtiyajidin chiqinglar; méhmandostluqqa intilinglar;
14 Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
Silerge ziyankeshlik qilghuchilargha bext tilenglar; peqet bext tilenglarki, ularni qarghimanglar.
15 Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар.
Shadlan’ghanlar bilen bille shadlininglar; qayghurup yighlighanlar bilen bille qayghurup yighlanglar.
16 Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар.
Bir-biringlar bilen inaq ötüp oxshash oy-pikirde bolunglar; neziringlarni üstün qilmanglar, belki töwen tebiqidiki kishiler bilen bérish-kélish qilinglar. Özünglarni danishmen dep chaghlimanglar.
17 Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар.
Héchkimning yamanliqigha yamanliq bilen jawab qayturmanglar. Barliq kishining aldida ishliringlar peziletlik bolushqa köngül qoyunglar.
18 Имканийәтниң баричә көпчилик билән енақ өтүңлар;
Imkaniyetning bariche köpchilik bilen inaq ötünglar;
19 интиқам алмаңлар, и сөйүмлүклирим; уни Худаға тапшуруп Униң ғәзивигә йол қоюңлар, чүнки [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, [яманлиқ] Мән қайтуримән».
intiqam almanglar, i söyümlüklirim; uni Xudagha tapshurup Uning ghezipige yol qoyunglar, chünki [muqeddes yazmilarda] mundaq yézilghan: «Perwerdigar deyduki, intiqam Méningkidur, [yamanliq] Men qayturimen».
20 Шуңа әксичә «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән».
Shunga eksiche «Düshmining ach bolsa, uni toydur, ussighan bolsa, qandur. Bundaq qilish bilen «uning béshigha kömür choghini toplap salghan bolisen».
21 Яманлиқ алдида баш әгмәңлар, бәлки яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.
Yamanliq aldida bash egmenglar, belki yamanliqni yaxshiliq bilen yénginglar.