< Римлиқларға 10 >
1 Қериндашлар, жүрәк интизарим, шундақла Худаға йелинишим Исраилларниң қутқузулуши үчүндур.
형제들아 내 마음에 원하는 바와 하나님께 구하는 바는 이스라엘을 위함이니 곧 저희로 구원을 얻게 함이라
2 Чүнки шуниңға гувалиқ беримәнки, уларниң Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс.
내가 증거하노니 저희가 하나님께 열심이 있으나 지식을 좇은 것이 아니라
3 Чүнки улар Худаниң һәққанийлиғини билмигәчкә, униң орниға өзлириниң һәққанийлиғини тикләшкә тиришип, Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди.
하나님의 의를 모르고 자기 의를 세우려고 힘써 하나님의 의를 복종치 아니하였느니라
4 Чүнки Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур; шуниң билән етиқат қилғучиларниң һәр бири үчүн һәққанийлиқ бар болди.
그리스도는 모든 믿는 자에게 의를 이루기 위하여 율법의 마침이 되시니라
5 Чүнки Тәврат қануниға әмәл қилиштин кәлгән һәққанийлиқ һәққидә Муса пәйғәмбәр мундақ язған; «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду».
모세가 기록하되 율법으로 말미암는 의를 행하는 사람은 그 의로 살리라 하였거니와
6 Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — «Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?»)
믿음으로 말미암는 의는 이같이 말하되 네 마음에 누가 하늘에 올라가겠느냐 하지 말라 하니 올라가겠느냐 함은 그리스도를 모셔 내리려는 것이요
7 вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин». (Abyssos )
혹 누가 음부에 내려가겠느냐 하지 말라 하니 내려가겠느냐 함은 그리스도를 죽은 자 가운데서 모셔 올리려는 것이라 (Abyssos )
8 Әнди шу [һәққанийлиқ] немә дәйду? — «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — бу сөз-калам дәл биз җакалайдиған етиқатниң сөзидур.
그러면 무엇을 말하느뇨 말씀이 네게 가까와 네 입에 있으며 네 마음에 있다 하였으니 곧 우리가 전파하는 믿음의 말씀이라
9 Демәк, «Әйсаниң Рәб екәнлигини ағзиң билән етирап қилсаң вә қәлбиңдә Худаниң уни өлүкләр арисидин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән»!
네가 만일 네 입으로 예수를 주로 시인하며 또 하나님께서 그를 죽은 자 가운데서 살리신 것을 네 마음에 믿으면 구원을 얻으리니
10 Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду.
사람이 마음으로 믿어 의에 이르고 입으로 시인하여 구원에 이르느니라
11 Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас».
성경에 이르되 누구든지 저를 믿는 자는 부끄러움을 당하지 아니하리라 하니
12 Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду.
유대인이나 헬라인이나 차별이 없음이라 한 주께서 모든 사람의 주가 되사 저를 부르는 모든 사람에게 부요하시도다
13 Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду».
누구든지 주의 이름을 부르는 자는 구원을 얻으리라
14 Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун?
그런즉 저희가 믿지 아니하는 이를 어찌 부르리요 듣지도 못한 이를 어찌 믿으리요 전파하는 자가 없이 어찌 들으리요
15 Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!».
보내심을 받지 아니하였으면 어찌 전파하리요 기록된 바 아름답도다 좋은 소식을 전하는 자들의 발이여 함과 같으니라
16 Бирақ, худди Йәшая [пәйғәмбәрниң] «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс.
그러나 저희가 다 복음을 순종치 아니하였도다 이사야가 가로되 주여 우리의 전하는 바를 누가 믿었나이까 하였으니
17 Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду.
그러므로 믿음은 들음에서 나며 들음은 그리스도의 말씀으로 말미암았느니라
18 Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди: — «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти».
그러나 내가 말하노니 저희가 듣지 아니하였느뇨 그렇지 아니하다 그 소리가 온 땅에 퍼졌고 그 말씀이 땅 끝까지 이르렀도다 하였느니라
19 Йәнә шуни сораймәнки, Исраиллар [шу хәвәрдин] вақип болмиғанмиду? Алди билән, Муса [Исраилға] мундақ бешарәт бәргән: — ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, Надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән».
그러나 내가 말하노니 이스라엘이 알지 못하였느뇨 먼저 모세가 이르되 내가 백성 아닌 자로써 너희를 시기나게 하며 미련한 백성으로써 너희를 노엽게 하리라 하였고
20 Кейин, Йәшая пәйғәмбәр интайин жүрәклик һалда шу бешарәтни берип: — «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — деди.
또한 이사야가 매우 담대하여 이르되 내가 구하지 아니하는 자들에게 찾은 바 되고 내게 문의하지 아니하는 자들에게 나타났노라 하였고
21 Лекин, У Исраиллар һәққидә: — «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — дәйду.
이스라엘을 대하여 가라사대 순종치 아니하고 거스려 말하는 백성에게 내가 종일 내 손을 벌렸노라 하셨느니라