< Вәһий 9 >
1 Бәшинчи пәриштә канийини чалди; мән асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған қудуқниң ачқучи униңға берилди, (Abyssos )
Malaika wa tano akaipiga tarumbeta yake, nami nikaona nyota iliyokuwa imeanguka toka angani hadi ardhini. Nyota hiyo ilipewa ufunguo wa lile Shimo. (Abyssos )
2 У теги йоқ һаңниң қудуғини ачти. Қудуқтин йоған хумданниң исидәк түтүн өрләп чиқти. Һаңниң қудуғиниң түтүнидин қуяш вә көкни қараңғулуқ басти. (Abyssos )
Alipolifungua hilo Shimo, moshi ukapanda kutoka humo kama moshi wa tanuru kubwa sana. Jua na anga vikatiwa giza na ule moshi uliotoka katika hilo Shimo. (Abyssos )
3 Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға йәр йүзидики чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди.
Ndipo katika ule moshi wakatoka nzige wakaenda juu ya nchi, nao wakapewa nguvu kama zile za nge wa duniani.
4 Уларға йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә зәрәр йәткүзмәңлар, пәқәт пешанисидә Худаниң мөһүри болмиған адәмләргила зәрәр қилиңлар, дәп ейтилди.
Wakaambiwa wasidhuru nyasi ya nchi, wala mmea wala mti wowote, bali wawadhuru tu wale watu ambao hawana muhuri wa Mungu kwenye vipaji vya nyuso zao.
5 Уларға адәмләрни өлтүрүшкә әмәс, бәлки бәш айғичә қийнашқа йол қоюлди; улар йәткүзидиған азап адәмни чаян чаққандикидәк азап еди.
Wakaruhusiwa kuwatesa kwa muda wa miezi mitano, lakini wasiwaue. Uchungu wa kuuma kwao ulikuwa kama ule wa mtu aumwapo na nge.
6 Шу күнләрдә, инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду.
Katika siku hizo watu watatafuta kifo lakini hawatakiona, watatamani kufa, lakini kifo kitawakimbia.
7 Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшайтти. Башлирида болса алтун таҗқа охшайдиған бир нәрсә болуп, чирайи адәмниңкигә охшайтти.
Wale nzige walikuwa na umbo kama la farasi waliotayarishwa kwa ajili ya vita. Kwenye vichwa vyao kulikuwa na kitu kama taji za dhahabu na nyuso zao zilikuwa kama za binadamu.
8 Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшайтти.
Walikuwa na nywele kama za wanawake, na meno yao yalikuwa kama ya simba.
9 Уларниң көкригидики савути төмүр савутларға охшайтти; қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшайтти.
Walikuwa na dirii kama za chuma, na sauti za mabawa yao zilikuwa kama ngurumo za farasi wengi na magari mengi yakikimbilia vitani.
10 Чаянларниңкигә охшаш қуйруқлири вә нәштәрлири бар еди. Адәмни бәш ай азапқа салидиған күч болса қуйруқлирида еди.
Walikuwa na mikia yenye miiba ya kuumia kama nge. Nguvu yao ya kutesa watu kwa huo muda wa miezi mitano ilikuwa katika hiyo mikia yao.
11 Уларни идарә қилидиған падишаси, йәни теги йоқ һаңниң пәриштиси бар еди. Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди. (Abyssos )
Walikuwa na mfalme wao, ambaye ni malaika wa lile Shimo, ambaye jina lake kwa Kiebrania ni Abadoni, na kwa Kiyunani ni Apolioni. (Abyssos )
12 Биринчи «вай» өтүп кәтти. Мана, буниңдин кейин йәнә икки «вай» келиду.
Ole ya kwanza imepita, bado nyingine mbili zinakuja.
13 Алтинчи пәриштә канийини чалди; мән Худаниң алдидики алтун қурбангаһниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим, бу аваз канайни тутқан алтинчи пәриштигә: — Чоң Әфрат дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт пәриштини бошат, деди.
Malaika wa sita akaipiga tarumbeta yake, nami nikasikia sauti ikitoka katika zile pembe za madhabahu ya dhahabu iliyoko mbele za Mungu.
Ile sauti ikamwambia yule malaika wa sita mwenye tarumbeta, “Wafungulie wale malaika wanne waliofungwa kwenye ule mto mkubwa Frati.”
15 Дәл шу саат, шу күн, шу ай, шу жил үчүн һазирлап қоюлған бу төрт пәриштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн бағлақтин бошитилди.
Basi wale malaika wanne, waliokuwa wamewekwa tayari kwa ajili ya saa hiyo, na siku hiyo, na mwezi huo, na mwaka huo ili wawaue theluthi ya wanadamu wakafunguliwa.
16 Буларниң атлиқ ләшкәрләр қошуниниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим.
Idadi ya majeshi wapanda farasi ilikuwa 200,000,000. Nilisikia idadi yao.
17 Ғайипанә көрүнүштә көзүмгә көрүнгән ат вә үстигә мингәнләр мана мундақ еди: атлиқларниң көкригидики савути чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешидәк еди; уларниң еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут чиқип туратти.
Hivi ndivyo nilivyowaona hao farasi na wapanda farasi katika maono yangu: Wapanda farasi walivaa dirii vifuani zenye rangi nyekundu sana kama ya moto na yakuti samawi na kiberiti. Vichwa vya hao farasi vilikuwa kama vichwa vya simba, na moto, moshi na kiberiti vilitoka vinywani mwao.
18 Бу үч баладин, йәни атларниң ағзидин чиққан от вә түтүн вә гүнгүрттин инсанларниң үчтин бири өлтүрүлди.
Theluthi ya wanadamu wakauawa kwa mapigo hayo matatu, yaani, huo moto, moshi na kiberiti, vilivyotoka kwenye vinywa vya hao farasi.
19 Чүнки атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди; уларниң қуйруқлириниң иланларға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти.
Nguvu za hao farasi zilikuwa katika vinywa vyao na kwenye mikia yao, kwa sababu mikia yao ilikuwa kama nyoka, yenye vichwa ambayo waliitumia kudhuru.
20 Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин өлтүрүлмәй қалғанлар өз қоллириниң әмәллиригә товва қилмиди, йәни җинларға, көрәлмәс, аңлалмас вә маңалмас алтун, күмүч, туч вә яғач бутларға чоқунуштин ваз кәчмиди.
Wanadamu waliosalia, ambao hawakuuawa katika mapigo hayo, bado walikataa kutubia kazi za mikono yao na hawakuacha kuabudu mashetani na sanamu za dhahabu, za fedha, za shaba, za mawe na za miti, ambazo haziwezi kuona, kusikia wala kutembea.
21 Улар қатиллиқ, сеһиргәрлик, җинсий бузуқлуқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.
Wala hawakutubu na kuacha matendo yao ya uuaji, uchawi, uasherati wala wizi wao.