< Вәһий 8 >
1 Қоза йәттинчи печәтни ачқанда, әрштә йерим саатчә җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
And when he had opened the seventh seal, there was silence in heaven for about half an hour.
2 Андин Худаниң алдида туридиған йәттә пәриштини көрдүм. Уларға йәттә канай берилди.
And I saw seven Angels standing in the sight of God. And seven trumpets were given to them.
3 Алтун хушбуйдан тутқан йәнә бир пәриштә келип, хушбуйгаһниң алдида турди. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән бирликтә тәхтниң алдидики алтун хушбуйгаһ үстидә [Худаға] атап сунушқа униңға көп хушбуй берилди.
And another Angel approached, and he stood before the altar, holding a golden censer. And much incense was given to him, so that he might offer upon the golden altar, which is before the throne of God, the prayers of all the saints.
4 Вә хушбуйниң түтүнлири муқәддәс бәндиләрниң дуалири билән биллә пәриштиниң қолидин Худаниң алдиға көтирилди.
And the smoke of the incense of the prayers of the saints ascended, in the presence of God, from the hand of the Angel.
5 Андин пәриштә хушбуйданни қолиға елип, уни қурбангаһдики от билән толдуруп, йәр йүзигә атти; шуниң билән түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар аңланди, чақмақлар чеқилди вә бир йәр тәврәш болди.
And the Angel received the golden censer, and he filled it from the fire of the altar, and he cast it down upon the earth, and there were thunders and voices and lightnings and a great earthquake.
6 Андин қоллириға бирдин канай тутқан йәттә пәриштә канайлирини челишқа һазирланди.
And the seven Angels who hold the seven trumpets prepared themselves, in order to sound the trumpet.
7 Биринчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән мөлдүр вә от қан арилаш пәйда болуп йәр йүзигә ташланди, зиминниң үчтин бири көйдүрүлди, дәл-дәрәқләрниң үчтин бири көйдүрүлди вә пүткүл йешил от-чөпләр көйдүрүлди.
And the first Angel sounded the trumpet. And there came hail and fire, mixed with blood; and it was cast down upon the earth. And a third part of the earth was burned, and a third part of the trees was entirely burned up, and all the green plants were burned.
8 Иккинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән гояки лавулдап көйүватқан йоған бир тағдәк ғайәт зор [бир җисим] деңизға ташланди. Деңизниң үчтин бири қанға айланди
And the second Angel sounded the trumpet. And something like a great mountain, burning with fire, was cast down into the sea. And a third part of the sea became like blood.
9 вә деңиздики җаниварларниң үчтин бири өлди; кемиләрниң үчтин бири вәйран болди.
And a third part of the creatures that were living in the sea died. And a third part of the ships were destroyed.
10 Үчинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән асмандин мәшъәлдәк ялқунлап янған чоң бир юлтуз чүшти; у дәрияларниң үчтин бириниң вә булақларниң сулири үстигә чүшти.
And the third Angel sounded the trumpet. And a great star fell from heaven, burning like a torch. And it fell upon a third part of the rivers and upon the sources of water.
11 Юлтузниң исми «Кәкрә» еди. Суларниң үчтин бири кәкридәк болуп кәтти, сулар аччиқ болуп кәткәчкә нурғун адәм судин өлди.
And the name of the star is called Wormwood. And a third part of the waters were turned into wormwood. And many men died from the waters, because they were made bitter.
12 Төртинчи пәриштә канийини чалди; шуниң билән қуяшниң үчтин бири, айниң үчтин бири вә юлтузларниң үчтин бири урулди. Нәтиҗидә, қуяш, ай вә юлтузларниң йоруқлуғиниң үчтин бири қараңғулашти, күндүзниң үчтин биридә йоруқлуқ йоқалди, кечиниң үчтин биридиму шундақ болди.
And the fourth Angel sounded the trumpet. And a third part of the sun, and a third part of the moon, and a third part of the stars were struck, in such a way that a third part of them was obscured. And a third part of the day did not shine, and similarly the night.
13 Йәнә көрдүмки, асманниң оттурисида учуп кетиватқан бир бүркүтниң қаттиқ аваз билән: — «Канайни челишқа тәмшәлгән қалған үч пәриштиниң канай авазлири аңланса йәр йүзидә туруватқанларниң һалиға вай, вай, вай!» дегинини аңлидим.
And I saw, and I heard the voice of a lone eagle flying through the midst of heaven, calling with a great voice: “Woe, Woe, Woe, to the inhabitants of the earth, from the remaining voices of the three Angels, who will soon sound the trumpet!”