< Вәһий 7 >
1 Униңдин кейин мән көрдүмки, төрт пәриштә йәр йүзиниң төрт булуңида туратти. Улар һәр қандақ шамалниң қуруқлуқ, деңиз һәм дәл-дәрәқләргә урулмаслиғи үчүн йәр йүзиниң төрт тәрипидин чиқидиған шамални тизгинләп туратти.
And after these things I saw four angels, who stood on the four corners of the earth; and they held the four winds of the earth, so that the wind blew not on the earth, nor on the sea, nor on the trees.
2 Мән һаят Худаниң мөһүрини алған, күн чиқиштин көтириливатқан башқа бир пәриштини көрдүм. У қаттиқ аваз билән қуруқлуқ вә деңизларни вәйран қилиш һоқуқи берилгән әшу төрт пәриштигә:
And I saw another angel, and he came up from the rising of the sun; and he had the seal of the living God; and he called out, with a loud voice, to the four angels to whom it was given to hurt the earth and the sea, saying:
3 «Биз Худаниң қул-хизмәткарлириниң пешанисигә мөһүр басқичә, қуруқлуқ, деңиз вә дәл-дәрәқләрни вәйран қилмаңлар!» дәп товлиди.
Hurt ye not the earth, nor the sea, nor the trees, until we shall have sealed the servants of our God upon their foreheads.
4 Мән мөһүрләнгәнләрниң санини аңлидим — Исраилларниң һәр қайси қәбилилиридин бир йүз қириқ төрт миң киши, йәни: —
And I heard the number of them that were sealed, a hundred and forty and four thousand, sealed from every tribe of Israelites.
5 Йәһуда қәбилисидин он икки миң киши, Рубән қәбилисидин он икки миң киши, Гад қәбилисидин он икки миң киши,
Of the tribe of Judah, twelve thousand were sealed: of the tribe of Reuben, twelve thousand: of the tribe of Gad, twelve thousand:
6 Ашир қәбилисидин он икки миң киши, Нафтали қәбилисидин он икки миң киши, Манассәһ қәбилисидин он икки миң киши,
of the tribe of Ashur, twelve thousand: of the tribe of Naphtali, twelve thousand: of the tribe of Manasseh, twelve thousand:
7 Шимеон қәбилисидин он икки миң киши, Лавий қәбилисидин он икки миң киши, Иссакар қәбилисидин он икки миң киши,
of the tribe of Simeon, twelve thousand: of the tribe of Levi, twelve thousand: of the tribe of Issachar, twelve thousand:
8 Зәбулун қәбилисидин он икки миң киши, Йүсүп қәбилисидин он икки миң киши, Бинямин қәбилисидин он икки миң киши мөһүрләнгән еди.
of the tribe of Zebulon, twelve thousand: of the tribe of Joseph, twelve thousand: of the tribe of Benjamin, twelve thousand.
9 Бу ишлардин кейин көрдүмки, мана һәр әл, һәр қәбилә, һәр милләттин болған, һәр хил тилларда сөзлишидиған сан-санақсиз зор бир топ халайиқ тәхтниң вә Қозиниң алдида туратти; уларниң һәммисигә ақ тон кийдүрүлгән болуп, қоллирида хорма шахлири тутқан еди.
And after these things, I looked, and lo, a great multitude, which no one could number, from all kindreds, and nations, and tribes, and tongues; who stood before the throne, and before the Lamb, clothed in white robes, and palms in their hands;
10 Улар жуқури аваз билән: — «Ниҗат тәхттә олтарғучи Худайимизға вә Қозиға мәнсуп болғай!» дәп вақиришатти.
and they cried, with a loud voice, saying: Salvation to our God, to him who sitteth on the throne, and to the Lamb.
11 Барлиқ пәриштиләр тәхтниң, ақсақалларниң вә төрт һаят мәхлуқниң әтрапиға олашқан еди. Улар тәхтниң алдида жиқилип, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишәтти: —
And all the angels stood around the throne and the Elders and the four Animals; and they fell upon their faces before his throne, and worshipped God,
12 «Амин! Һәмд-мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай, амин!» (aiōn )
saying: Amen. Blessing, and glory, and wisdom, and thanksgiving, and honor, and power, and might, be to our God, for ever and ever: Amen. (aiōn )
13 Әнди ақсақаллардин бири мәндин: — Бу ақ тон кийдүрүлгән кишиләр ким болиду, қәйәрдин кәлди? — дәп сориди.
And one of the Elders turned, and said to me: These who are clothed in white robes, who are they, and whence came they?
14 — Тәхсир, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа: — Булар дәһшәтлик азап-оқубәтни бешидин өткүзүп кәлгәнләр. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп аппақ қилған.
And I said to him: My lord, thou knowest. And he said to me: These are they who came from great affliction; and they have washed their robes, and made them white in the blood of the Lamb.
15 Шуңа улар Худаниң тәхтиниң алдида туруп, ибадәтханисида кечә-күндүз Униң хизмитидә болиду; тәхттә Олтарғучи болса уларниң үстигә чедирини сайивән қилиду.
Therefore are they before the throne of God; and they serve him day and night, in his temple; and he who sitteth on the throne, will protect them:
16 Улар йәнә һеч ач қалмайду, һеч уссимайду, уларға нә аптап, нә пижиғирим иссиқ һеч урмайду.
they will not hunger, nor thirst any more; nor will the sun fall on them, nor any heat.
17 Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйи булақлириға елип бариду; вә Худа уларниң һәр бир көз йешини сүртиду, — деди.
Because the Lamb, which is in the midst of the throne, will feed them; and will lead them to fountains of living water; and God will wipe every tear from their eyes.