< Вәһий 6 >

1 Андин Қоза йәттә печәтниң бирини ачқанда, мән қарап турдум. Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим.
Afei, mehunuu sɛ Odwammaa no ate nsɔano nson no mu deɛ ɛdi ɛkan ano, na metee sɛ ateasefoɔ baanan no mu baako de nne a ɛte sɛ aprannaa reka sɛ, “Bra!”
2 Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди; униңға бир таҗ берилди. У ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди.
Mehwɛeɛ, na mehunuu ɔpɔnkɔ fitaa bi wɔ hɔ. Na deɛ ɔte ne so no kura agyan na wɔmaa no ahenkyɛ. Ɔkɔeɛ sɛ nkonimdifoɔ kɔdii nkonim.
3 Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим.
Afei, Odwammaa no tee nsɔano a ɛtɔ so mmienu no ano, na metee sɛ ɔteasefoɔ a ɔtɔ so mmienu no reka sɛ, “Bra!”
4 Йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қип-қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
Ɔpɔnkɔ foforɔ a ɔyɛ kɔkɔɔ baeɛ. Wɔmaa deɛ ɔte ne so no tumi sɛ ɔmfa ɔko mmra asase so na nnipa nkunkum wɔn ho. Wɔmaa no akofena kɛseɛ bi.
5 Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Мән көрдүмки, мана бир қара ат кәлди. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди.
Afei, Odwammaa no tee nsɔano a ɛtɔ so mmiɛnsa no ano, na metee sɛ ɔteasefoɔ a ɔtɔ so mmiɛnsa no reka sɛ, “Bra!” Mehwɛeɛ, na mehunuu ɔpɔnkɔ tuntum bi wɔ hɔ. Ne kafoɔ no kura nsania mmienu.
6 Төрт һаят мәхлуқниң арисидин: — «Бир тавақ буғдай бир динариус пулға, Үч тавақ арпа бир динариус пулға сетилиду. Амма зәйтун йеғиға вә шарапқа зәрәр йәткүзмигин!» — дегәндәк бир авазни аңлидим.
Metee biribi te sɛ nne bi firi ateasefoɔ baanan no nkyɛn. Na nne no se, “Ayuo susukora yɛ ɛda koro akatua, ɛnna aburoo susukora mmiɛnsa nso yɛ ɛda koro akatua. Nanso, nsɛe nsrango no ne bobesa no!”
7 Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим.
Afei, Odwammaa no tee nsɔano a ɛtɔ so nan no ano na metee sɛ ɔteasefoɔ a ɔtɔ so nan no reka sɛ, “Bra!”
8 Көрдүмки, мана бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин тәһтисара әгишип келивататти. Уларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ адәмни өлтүрүш һоқуқи берилди. (Hadēs g86)
Mehwɛeɛ na mehunuu ɔpɔnkɔ nsonso bi. Wɔtoo ne sotefoɔ no din “Owuo”, na Asaman di nʼakyi pɛɛ. Wɔmaa no asase nkyɛmu nan mu baako so tumi sɛ ɔmfa ɔko, ɔkɔm, yadeɛ ne nkekaboa a wɔwɔ asase so nkunkum wɔn. (Hadēs g86)
9 Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөз-калами үчүн вә изчил гувалиқ бәргәнлиги вәҗидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурбангаһниң тегидә көрдүм.
Afei Odwammaa no tee nsɔano a ɛtɔ so enum no ano. Mehunuu afɔrebukyia bi, na aseɛ na wɔn a wɔkumm wɔn wɔ asɛnka no ho na wɔde gyidie dii adanseɛ no akra wɔ.
10 Улар қаттиқ аваз билән нида селишип: — Әй һакиммутләқ Егимиз, муқәддәс вә һәқиқий Болғучи! Сән қачанғичә йәр йүзидә туруватқанларни сорақ қилмай, улардин қенимизниң интиқамини алмайсән? — дейишәтти.
Wɔde nne a ano yɛ den kaa sɛ, “Otumfoɔ Awurade, Ɔkronkronni ne Nokwafoɔ! Woretwɛn akɔsi da bɛn ansa na wɔabu nnipa a wɔwɔ asase so atɛn, na wɔatwe wɔn aso sɛ wɔkunkum yɛn?”
11 Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилди. Уларға, өзүңларға охшаш өлтүрүлидиған қул-бурадәрлириңлар һәм қериндашлириңларниң сани тошқичә азғинә вақит арам елишиңлар керәк, дәп ейтилди.
Wɔmaa wɔn mu biara atadeɛ fitaa, na wɔka kyerɛɛ wɔn sɛ wɔntwɛn kakra kɔsi sɛ wɔbɛkum wɔn nuanom asomfoɔ abɛka wɔn ho.
12 Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүмки, мана дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди, қуяш бәәйни қара жуңдин тоқулған бөздәк қап қара рәңгә, толун ай болса қанниң рәңгигә кирди.
Na mehunuu sɛ Odwammaa no tee nsɔano a ɛtɔ so nsia no ano. Na asasewosoɔ a ano yɛ den baeɛ maa owia yɛɛ tumm sɛ ayitoma, na ɔsrane yɛɛ kɔɔ sɛ mogya.
13 Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин әнҗир ғорилири йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди.
Na nsoromma tete firii soro bɛhwee asase so te sɛ deɛ mframa a ano yɛ den bɔ borɔdɔma bunu ma ɛtete gu fam pɛ.
14 Асман худди орам язминиң түрүлгинидәк ғайип болди, һәр бир тағ вә арал орнидин йөткәлди;
Ɔsoro yeraeɛ te sɛ nwoma a wɔabobɔ, na mmepɔ ne nsupɔ firii wɔn atenaeɛ.
15 һәмдә дуниядики падишалар, мөтивәрләр, сәрдарлар, байлар, күчлүкләр, қуллар вә һөрләрниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң камарлириға йошурунди.
Na asase so ahemfo ne nnipa akɛseɛ ne asafohene ne adefoɔ ne ahoɔdenfoɔ ne nkoa ne adehyeɛ nyinaa hintahintaa abodan ne mmepɔ mu abotan mu.
16 Улар тағларға вә қорам ташларға мундақ дәп җар салди: — «Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучиниң сиймасидин һәм Қозиниң ғәзивидин йошуруңлар вә сақлаңлар!
Na wɔka kyerɛɛ mmepɔ no ne abotan no sɛ, “Monkata yɛn so na momfa yɛn nsie, sɛdeɛ ɛbɛyɛ a, deɛ ɔte ahennwa no so no ani renhunu yɛn, na yɛmfiri Odwammaa no abufuo ano.
17 Чүнки Уларниң дәһшәтлик ғәзәп күни кәлди, әнди ким пут тирәп туралисун?!».
Wɔn abufuo no ɛda kɛseɛ aduru, na hwan na ɔbɛtumi agyina ano?”

< Вәһий 6 >