< Вәһий 5 >
1 Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм.
I saw, in the right hand of him who sat on the throne, a scroll written inside and on the back, sealed shut with seven seals.
2 Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм.
I saw a mighty angel proclaiming with a loud voice, "Who is worthy to open the scroll, and to break its seals?"
3 Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди.
No one in heaven above, or on the earth, or under the earth, was able to open the scroll, or to look in it.
4 Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим.
And I wept much, because no one was found worthy to open the scroll, or to look in it.
5 Андин ақсақаллардин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир, — деди.
One of the elders said to me, "Do not weep. Look, the Lion who is of the tribe of Judah, the Root of David, has overcome so that he can open the scroll and loose its seven seals."
6 Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди.
I saw in the midst of the throne and of the four living creatures, and in the midst of the elders, a Lamb standing, as though it had been slain, having seven horns, and seven eyes, which are the seven Spirits of God, sent out into all the earth.
7 Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди.
Then he came, and he took it out of the right hand of him who sat on the throne.
8 Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди).
Now when he had taken the scroll, the four living creatures and the twenty-four elders fell down before the Lamb, each one having a harp, and golden bowls full of incense, which are the prayers of the saints.
9 Улар йеңи бир күй ейтишти: — «Орам язмини елишқа, Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән; Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң.
They sang a new song, saying, "You are worthy to take the scroll, and to open its seals: for you were killed, and redeemed for God with your blood those from every tribe, language, people, and nation,
10 Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп, Каһинлар қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду».
and made them a kingdom and priests to our God, and they will reign on earth."
11 Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди.
I saw, and I heard the voice of many angels around the throne, the living creatures, and the elders; and the number of them was ten thousands of ten thousands, and thousands of thousands;
12 Улар жуқури аваз билән: — «Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти.
saying with a loud voice, "Worthy is the Lamb who has been killed to receive the power, wealth, wisdom, strength, honor, glory, and blessing."
13 Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — «Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим. (aiōn )
I heard every created thing which is in heaven, on the earth, under the earth, on the sea, and everything in them, saying, "To him who sits on the throne, and to the Lamb be the blessing, the honor, the glory, and the dominion, forever and ever." (aiōn )
14 Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.
The four living creatures were saying, "Amen." The elders fell down and worshiped.