< Вәһий 4 >
1 Андин мән қаривидим, мана, асманда бир ишик ечиқлиқ туратти. Мән тунҗа қетим аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз маңа: «Бу яққа чиқ, саңа булардин кейин йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситәй» деди
이 일 후에 내가 보니 하늘에 열린 문이 있는데 내가 들은 바 처음에 내게 말하던 나팔소리 같은 그 음성이 가로되 `이리로 올라 오라 이 후에 마땅히 될 일을 내가 네게 보이리라' 하시더라
2 вә дәрһал мән Роһниң илкидә болдум; мана, әрштә бир тәхт, тәхттә бир зат олтиратти.
내가 곧 성령에 감동하였더니 보라, 하늘에 보좌를 베풀었고 그 보좌 위에 앉으신 이가 있는데
3 Тәхттә олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил квартсқа охшайтти. Тәхтниң чөрисини зумрәттәк бир һәсән-һүсән орап туратти.
앉으신 이의 모양이 벽옥과 홍보석 같고 또 무지개가 있어 보좌에 둘렸는데 그 모양이 녹보석 같더라
4 Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти.
또 보좌에 둘려 이십 사 보좌들이 있고 그 보좌들 위에 이십 사장로들이 흰 옷을 입고 머리에 금면류관을 쓰고 앉았더라
5 Тәхттин чақмақлар чеқип, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә Роһи еди.
보좌로부터 번개와 음성과 뇌성이 나고 보좌 앞에 일곱 등불 켠 것이 있으니 이는 하나님의 일곱 영이라
6 Тәхтниң алди худди хрусталъдәк пақирап туридиған, сүзүк әйнәк деңиздәк еди. Тәхтниң оттурисида вә тәхтниң чөрисидә, алди вә кәйни көзләр билән толған төрт һаят мәхлуқ туратти.
보좌 앞에 수정과 같은 유리 바다가 있고 보좌 가운데와 보좌 주위에 네 생물이 있는데 앞 뒤에 눈이 가득하더라
7 Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшайтти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшайтти. Төртинчи мәхлуқ пәрваз қиливатқан бүркүткә охшайтти.
그 첫째 생물은 사자 같고 그 둘째 생물은 송아지 같고 그 세째 생물은 얼굴이 사람 같고 그 네째 생물은 날아가는 독수리 같은데
8 Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди; уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди; улар кечә-күндүз тохтимай: — «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидиму Болғучи, Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа!» — дейишәтти.
네 생물이 각각 여섯 날개가 있고 그 안과 주위에 눈이 가득하더라 그들이 밤낮 쉬지 않고 이르기를 `거룩하다, 거룩하다, 거룩하다, 주 하나님 곧 전능하신 이여 전에도 계셨고 이제도 계시고 장차 오실 자라' 하고
9 Һаят мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт-шәвкәт вә тәшәккүр изһар қилғинида, (aiōn )
그 생물들이 영광과 존귀와 감사를 보좌에 앉으사 세세토록 사시는 이에게 돌릴 때에 (aiōn )
10 жигирмә төрт ақсақал тәхттә олтарғучиниң айиғиға жиқилип әбәдил-әбәт һаят Болғучиға баш қоюп сәҗдә қилатти, таҗлирини тәхтниң алдиға ташлап қоюп, мундақ дейишәтти: — (aiōn )
이십 사 장로들이 보좌에 앉으신 이 앞에 엎드려 세세토록 사시는 이에게 경배하고 자기의 면류관을 보좌 앞에 던지며 가로되 (aiōn )
11 «Сән, и Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз, Шан-шәрәп, һөрмәт-шөһрәт вә қудрәткә лайиқтурсән. Чүнки Өзүң һәммини яраттиң, Уларниң һәммиси ирадәң билән мәвҗут еди вә яритилди!»
`우리 주 하나님이여 영광과 존귀와 능력을 받으시는 것이 합당하오니 주께서 만물을 지으신지라 만물이 주의 뜻대로 있었고 또 지으심을 받았나이다' 하더라