< Вәһий 3 >

1 — Сардистики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Худаниң йәттә Роһи вә йәттә юлтузиниң Егиси Болғучи мундақ дәйду: — Сениң әмәллириңни вә шундақла «һаят» дегән нам-абруюңниң барлиғини, лекин әмәлийәттә өлүк екәнлигиңни билимән.
「你要寫信給撒狄教會的使者,說:『那有上帝的七靈和七星的,說:我知道你的行為,按名你是活的,其實是死的。
2 Шуңа, ойған, сениңдә бар болған, амма өләй дәп қалған [хисләтлириңни] күчәйт; чүнки Худайим алдида әмәллириңниң түгәл әмәслигини билдим.
你要警醒,堅固那剩下將要衰微的;因我見你的行為,在我上帝面前,沒有一樣是完全的。
3 Униң үчүн [сөз-каламни] қандақ қобул қилип аңлиғиниңни ядиңға кәлтүрүп, уни чиң тутуп товва қилғин. Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән.
所以要回想你是怎樣領受、怎樣聽見的,又要遵守,並要悔改。若不警醒,我必臨到你那裏,如同賊一樣。我幾時臨到,你也決不能知道。
4 Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар. Улар ақ кийим кийип Мән билән биллә маңиду, чүнки улар буниңға лайиқтур.
然而在撒狄,你還有幾名是未曾污穢自己衣服的,他們要穿白衣與我同行,因為他們是配得過的。
5 Ғәлибә қилғучилар мана шундақ ақ кийимләрни кийиду. Мән уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән, бәлки уларниң намини Атам Худаниң вә Униң пәриштилириниң алдида очуқ етирап қилимән.
凡得勝的必這樣穿白衣,我也必不從生命冊上塗抹他的名;且要在我父面前,和我父眾使者面前,認他的名。
6 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!』」
7 — Филаделфийәдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Муқәддәс вә Һәқиқий Болғучи, шундақла Давутниң ачқучиға егә Болғучи, ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду дегүчи муну ишларни дәйду:
「你要寫信給非拉鐵非教會的使者,說:『那聖潔、真實、拿着大衛的鑰匙、開了就沒有人能關、關了就沒有人能開的,說:
8 — Сениң әмәллириңни билимән. Сениң бир аз күчүң болғач сөз-каламимға итаәт қилғиниң вә намимдин тенип кәтмигиниң үчүн, алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.
我知道你的行為,你略有一點力量,也曾遵守我的道,沒有棄絕我的名。看哪,我在你面前給你一個敞開的門,是無人能關的。
9 Мана, Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчиларни болса шундақ ақивәткә қалдуримәнки, уларни келип сениң айиғиңға баш уридиған вә Мениң сени сөйгәнлигимни билидиған қилимән.
那撒但一會的,自稱是猶太人,其實不是猶太人,乃是說謊話的,我要使他們來,在你腳前下拜,也使他們知道我是已經愛你了。
10 Сән Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламимни сақлап әмәл қилишиң үчүн бу дуниядики инсанларни синашқа пүткүл йәр йүзигә чүшидиған вабалиқ синақниң вақит-саити кәлгәндә сени униңдин сақлап қоғдап қалимән.
你既遵守我忍耐的道,我必在普天下人受試煉的時候,保守你免去你的試煉。
11 Мән пат арида келимән. Таҗиңни һеч кимниң тартивалмаслиғи үчүн, өзүңдә бар болғанни чиң тутқин.
我必快來,你要持守你所有的,免得人奪去你的冠冕。
12 Ғәлибә қилғучини болса, Худайимниң ибадәтханисиға түврүк қилимәнки, у у йәрдин әсла чиқмайду. Мән униң үстигә Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни әрштин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.
得勝的,我要叫他在我上帝殿中作柱子,他也必不再從那裏出去。我又要將我上帝的名和我上帝城的名(這城就是從天上、從我上帝那裏降下來的新耶路撒冷),並我的新名,都寫在他上面。
13 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!』」
14 — Лаодикиядики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси мундақ дәйду:
「你要寫信給老底嘉教會的使者,說:『那為阿們的,為誠信真實見證的,在上帝創造萬物之上為元首的,說:
15 Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!
我知道你的行為,你也不冷也不熱;我巴不得你或冷或熱。
16 Сән я соғ я қизиқ әмәс, бәлки илман болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин һө қилимән.
你既如溫水,也不冷也不熱,所以我必從我口中把你吐出去。
17 Сән бай адәммән, дөләтмән болдум, һеч нәрсигә һаҗәтмән әмәсмән дегиниң билән өзүңниң ғериб, бечарә, йоқсул, кор вә ялаңач екәнлигиңни билмигәчкә,
你說:我是富足,已經發了財,一樣都不缺;卻不知道你是那困苦、可憐、貧窮、瞎眼、赤身的。
18 бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән.
我勸你向我買火煉的金子,叫你富足;又買白衣穿上,叫你赤身的羞恥不露出來;又買眼藥擦你的眼睛,使你能看見。
19 Мән кимни сөйсәм, шуниң әйивини көрситип тәрбийиләймән; шуниң үчүн қизғин көйүп-пишип товва қил.
凡我所疼愛的,我就責備管教他;所以你要發熱心,也要悔改。
20 Мана, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.
看哪,我站在門外叩門,若有聽見我聲音就開門的,我要進到他那裏去,我與他,他與我一同坐席。
21 Ғәлибә қилғучини болса, Мәнму ғәлибә қилип, Атамниң тәхтидә униң билән биргә олтарғинимдәк, униму тәхтимдә Мән билән биргә олтиришқа муйәссәр қилимән.
得勝的,我要賜他在我寶座上與我同坐,就如我得了勝,在我父的寶座上與他同坐一般。
22 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!』」

< Вәһий 3 >