< Вәһий 22 +

1 Андин [пәриштә] маңа хрусталъдәк пақирақ һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көрсәтти. Дәрия Худаниң вә Қозиниң тәхтидин чиққан болуп,
天使又指示我在城內街道當中一道生命水的河,明亮如水晶,從上帝和羔羊的寶座流出來。
2 шәһәрниң ғол йолиниң оттурисида еқиватқан еди. Дәрияниң бу тәрипидә вә у тәрипидиму он икки хил мевә беридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи бар еди; дәрәқниң йопурмақлири әлләрниң шипаси үчүн еди.
在河這邊與那邊有生命樹,結十二樣果子,每月都結果子;樹上的葉子乃為醫治萬民。
3 Ләнәт дегән әнди болмайду; Худаниң вә Қозиниң тәхти шәһәрниң ичидә болуп, Униң қул-хизмәткарлири Униң хизмәт-ибадитидә болиду.
以後再沒有咒詛;在城裏有上帝和羔羊的寶座;他的僕人都要事奉他,
4 Улар Униң җамалини көриду; Униң нами уларниң пешанилиригә пүтүклүк болиду.
也要見他的面。他的名字必寫在他們的額上。
5 У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға муһтаҗ болмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң үстидә йориду, улар әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду. (aiōn g165)
不再有黑夜;他們也不用燈光、日光,因為主上帝要光照他們。他們要作王,直到永永遠遠。 (aiōn g165)
6 Пәриштә маңа: — Бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур; пәйғәмбәрләрниң роһлириниң Рәб Худаси йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни Өз қул-хизмәткарлириға көрситиш үчүн, пәриштисини әвәтти, — деди.
天使又對我說:「這些話是真實可信的。主就是眾先知被感之靈的上帝,差遣他的使者,將那必要快成的事指示他僕人。」
7 («Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини тутқучи киши бәхитликтур!»)
「看哪,我必快來!凡遵守這書上預言的有福了!」
8 Буларни аңлиғучи вә көргүчи мән Юһаннамән. Бу ишларни аңлиғинимда вә көргинимдә, буларни маңа көрсәткән пәриштигә сәҗдә қилғили айиғи алдиға жиқилдим.
這些事是我-約翰所聽見、所看見的;我既聽見、看見了,就在指示我的天使腳前俯伏要拜他。
9 Лекин у маңа: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә қериндашлириң болған пәйғәмбәрләр билән охшаш қул-хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! — деди.
他對我說:「千萬不可!我與你和你的弟兄眾先知,並那些守這書上言語的人,同是作僕人的。你要敬拜上帝。」
10 У маңа йәнә: — Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини печәтлимә; чүнки буларниң вақти йеқин кәлди.
他又對我說:「不可封了這書上的預言,因為日期近了。
11 Қәбиһлик қилғучи киши қәбиһликни қиливәрсун; пәскәш киши болса пәскәшликтә туривәрсун; һәққаний киши болса һәққанийлиғини жүргүзивәрсун; пак-муқәддәс киши болса пак-муқәддәсликтә туривәрсун, — деди.
不義的,叫他仍舊不義;污穢的,叫他仍舊污穢;為義的,叫他仍舊為義;聖潔的,叫他仍舊聖潔。」
12 «Мана, пат йеқинда келимән! Һәр кимниң әмәлийитигә қарап беридиғинимни Өзүм билән биллә елип келимән.
「看哪,我必快來!賞罰在我,要照各人所行的報應他。
13 Мән «Алфа» вә «Омега», Биринчи вә Ахирқи, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән».
我是阿拉法,我是俄梅戛;我是首先的,我是末後的;我是初,我是終。」
14 Һаятлиқ дәриғиниң мевисидин несип болуш вә дәрвазилиридин шәһәргә киришкә муйәссәр болуш үчүн тонлирини жуйғанлар бәхитликтур!
那些洗淨自己衣服的有福了!可得權柄能到生命樹那裏,也能從門進城。
15 Шәһәрниң сиртидикиләр — иштлар, сеһиргәрләр, бузуқлуқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилиққа хуштар болғанлар вә әмәл қилғучилардур.
城外有那些犬類、行邪術的、淫亂的、殺人的、拜偶像的,並一切喜好說謊言、編造虛謊的。
16 «Мәнки Әйса җамаәтләрни дәп силәргә бу ишларниң гувалиқини йәткүзүш үчүн пәриштәмни әвәттим. Давутниң Йилтизи һәм Нәсли, Парлақ Таң Юлтузидурмән!»
「我-耶穌差遣我的使者為眾教會將這些事向你們證明。我是大衛的根,又是他的後裔。我是明亮的晨星。」
17 Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» дәйду. Аңлиғучи: «Кәл!» десун. Уссиғучи һәр ким кәлсун, халиған һәр ким һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун.
聖靈和新婦都說:「來!」聽見的人也該說:「來!」口渴的人也當來;願意的,都可以白白取生命的水喝。
18 Мәнки бу китаптики бешарәтниң сөзлирини аңлиғанларға гувалиқ берип агаһландуримәнки: кимдиким бу сөзләргә бир немини қошса, Худа униңға бу китапта йезилған балаю-апәтләрни қошиду.
我向一切聽見這書上預言的作見證,若有人在這預言上加添甚麼,上帝必將寫在這書上的災禍加在他身上;
19 Кимдиким бу бешарәтлик китапниң сөзлиридин бирәр сөзни елип ташлиса, Худаму униңдин бу китапта йезилған һаятлиқ дәриғидин вә муқәддәс шәһәрдин болидиған несивисини елип ташлайду.
這書上的預言,若有人刪去甚麼,上帝必從這書上所寫的生命樹和聖城刪去他的分。
20 — Мана, буларға агаһ-гува Бәргүчи болса мундақ дәйду: — «Шундақ, пат йеқинда келимән!» — «Амин! Кәл, я Рәб Әйса!»
證明這事的說:「是了,我必快來!」阿們!主耶穌啊,我願你來!
21 Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә болғай, амин!
願主耶穌的恩惠常與眾聖徒同在。阿們!

< Вәһий 22 +