< Вәһий 21 >
1 Андин, йеңи асман вә йеңи зиминни көрдүм; чүнки бурунқи асман вә зимин өтүп кәткән еди, деңизму мәвҗут болмиди.
2 Муқәддәс шәһәрниң, йәни Худадин чиққан, худди өз жигитигә той пәрдазлирини қилип һазирланған қиздәк йеңи Йерусалимниң әрштин чүшүватқанлиқни көрдүм.
3 Әрштин жуқури көтирилгән бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: «Мана, Худаниң макани инсанларниң арисидидур; У улар билән биллә маканлишип туриду, улар Униң хәлқи болиду. Худа Өзиму улар билән биллә туруп, уларниң Худаси болиду.
4 У уларниң көзлиридики һәр тамчә яшни сүртиду; әнди өлүм әсла болмайду, нә матәм, нә жиға-зерә, нә қайғу-әләм болмайду, чүнки бурунқи ишлар өтүп кәтти».
5 Тәхттә Олтарғучи: — Мана, һәммини йеңи қилимән! — деди. У маңа йәнә: Буларни хатириливал! Чүнки бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур, — деди.
6 У йәнә маңа мундақ деди: — «Иш тамам болди! Мән «Алфа» вә «Омега»дурмән, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән. Уссиған һәр кимгә һаятлиқ сүйиниң булиқидин һәқсиз беримән.
7 Ғәлибә қилғучи һәр ким буларға мирасхорлуқ қилиду; Мән униң Худаси болимән, уму Мениң оғлум болиду.
8 Лекин қорққанчақлар, етиқатсизлар, жиркиничликләр, қатиллар, бузуқлуқ қилғучилар, сеһиргәрләр, бутпәрәсләр вә барлиқ ялғанчиларға болса, уларниң қисмити от билән гуңгут йенип туруватқан көлдур — бу болса иккинчи өлүмдур». (Limnē Pyr )
9 Ахирқи йәттә балаю-апәт билән толған йәттә чинини тутқан йәттә пәриштидин бири келип, маңа сөзләп: — Кәл! Саңа Қозиниң җориси болидиған қизни көрситип қояй, — деди.
10 Андин у мени Роһниң илкидә болған һалда йоған вә егиз бир таққа елип қойди. У йәрдин маңа Худадин чиққан муқәддәс шәһәр Йерусалимниң әрштин чүшүватқанлиғини көрсәтти.
11 Униңда Худаниң шан-шәриви бар еди, униң җуласи интайин қиммәтлик гөһәрниң, йешил яқуттәк ялтириған хрусталъниң җуласиға охшайтти.
12 Униң чоң һәм егиз сепили бар еди; сепилниң он икки дәрвазиси болуп, дәрвазиларда он икки пәриштә туратти. Һәр бир дәрвазиниң үстигә Исраилларниң он икки қәбилисидин бириниң исми йезилған еди.
13 Мәшриқ тәрипидә үч дәрваза, шимал тәрипидә үч дәрваза, җәнуп тәрипидә үч дәрваза вә мәғрип тәрипидә үч дәрваза бар еди.
14 Шәһәрниң сепилиниң он икки һул теши болуп, уларниң үстигә он икки исим, йәни Қозиниң расулиниң исимлири пүтүклүктур.
15 Маңа сөз қилған пәриштиниң қолида шәһәрни, униң дәрвазилири вә униң сепилини өлчәйдиған алтун қомуш өлчигүч һаса бар еди.
16 Шәһәр төрт часа болуп, узунлуғи билән кәңлиги охшаш еди. Пәриштә шәһәрни һаса билән өлчиди — он икки миң стадийон кәлди (узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги тәңдур).
17 У сепилниму өлчиди. Сепилниң [қелинлиғи] инсанларниң өлчәм бирлиги бойичә, йәни шу пәриштиниң өлчими бойичә бир йүз қириқ төрт җәйнәк кәлди.
18 Сепилниң қурулуши болса йешил яқуттин, шәһәр әйнәктәк сүзүк сап алтундин бена қилинған еди.
19 Шәһәр сепилиниң һуллири һәр хил қиммәтлик яқутлар билән безәлгән еди. Биринчи һул таш йешил яқут, иккинчиси көк яқут, үчинчиси һеқиқ, төртинчиси зумрәт,
20 бәшинчиси қизил һеқиқ, алтинчиси қизил қашташ, йәттинчиси сериқ квартс, сәккизинчиси сус йешил яқут, тоққузинчиси топаз, онинчиси йешил квартс, он биринчиси сөсүн яқут вә он иккинчиси пироза еди.
21 Он икки дәрваза он икки мәрвайит еди, демәк дәрвазиларниң һәр бири бирдин мәрвайиттин ясалған еди. Шәһәрниң ғол йоли әйнәктәк сүзүк сап алтундин еди.
22 Шәһәрдә һеч қандақ ибадәтхана көрмидим, чүнки Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа вә Қоза униң ибадәтханисидур.
23 Шәһәрниң йорутулуши үчүн қуяшқа яки айға муһтаҗ әмәс, чүнки Худаниң шан-шәриви уни йорутқан еди, униң чириғи болса Қозидур.
24 Әлләр шәһәрдики йоруқлуқта жүриду; йәр йүзидики падишалар шанушәвкитини униң ичигә елип келиду.
25 Униң дәрвазилири күндүздә һәргиз тақалмайду (әмәлийәттә у йәрдә кечә зади болмайду).
26 Һәр қайси әлләрниң шанушәвкити вә һөрмәт-иззити униң ичигә елип келиниду.
27 Һәр қандақ һарам нәрсә вә һәр қандақ жиркиничлик ишларни қилғучи яки ялғанчилиқ қилғучи униңға кирәлмәйду; пәқәт нами Қозиниң һаятлиқ дәптиридә йезилғанларла кирәләйду.