< Вәһий 20 >
1 Униңдин кейин, қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған зәнҗир тутқан бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. (Abyssos )
2 Пәриштә әҗдиһани, йәни Иблис яки Шәйтан дейилидиған һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ зәнҗирләп қойди.
3 Униң миң жил тошқичә әлләрни аздурмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлап һаңниң ағзини етип печәтливәтти. Бу вақитлардин кейин, у вақтинчә қоюп берилиши муқәррәр. (Abyssos )
4 Андин мән тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Мән йәнә, Әйсаға бәргән гувалиғи вәҗидин вә Худаниң сөз-калами вәҗидин каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунмиған, униң тамғиси пешанисигә вә қолиға урулмиғанлар еди. Улар тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрди
5 (өлгәнләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәйду). Бу дәсләпки тирилиш еди.
6 Дәсләпки тирилиштин несивә болғанлар бәхитлик вә муқәддәстур; иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң каһинлири болиду вә Униң билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.
7 Миң жил тошқанда, Шәйтан зиндандин бошитилип,
8 йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду. Топланғанларниң сани деңиз саһилидики қумдәк санақсиз болиду.
9 Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип, муқәддәс бәндиләрниң баргаһини, йәни Худа сөйидиған шәһәрни муһасиригә алиду. Лекин асмандин от йеғип, уларни жутуветиду.
10 Уларни аздурған Иблис болса дивә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз әбәдил-әбәткичә қийнилиду. (aiōn , Limnē Pyr )
11 Униңдин кейин, чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң йүзидин өзини қачуруп, улар турған җай һәргиз тепилмайду.
12 Мән йәнә катта болсун, яки төвән болсун, өлгәнләрниң һәммисиниң тәхтниң алдида турғанлиғини көрдүм. Китаплар ечилди; андин йәнә бир китап — «Һаятлиқ дәптири» дәп аталған китап ечилди. Өлгәнләргә китапларда хатириләнгини бойичә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди.
13 Деңиз өзидә өлгәнләрни тапшуруп бәрди, өлүм вә тәһтисараму өзлиридики өлгәнләрни тапшуруп беришти. Һәр кимниң үстигә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. (Hadēs )
14 Андин өлүм вә тәһтисара от көлигә ташланди. Мана иккинчи өлүм — от көлидур. (Hadēs , Limnē Pyr )
15 Кимниң исминиң «Һаятлиқ дәптири»дә йезилмиғанлиғи байқалса, от көлигә ташланди. (Limnē Pyr )