< Вәһий 20 >

1 Униңдин кейин, қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған зәнҗир тутқан бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. (Abyssos g12)
And I saw an angel descending from heaven, who had the key of the abyss, and a great chain in his hand. (Abyssos g12)
2 Пәриштә әҗдиһани, йәни Иблис яки Шәйтан дейилидиған һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ зәнҗирләп қойди.
And he laid hold on the dragon, that old serpent, who is the Devil, and Satan, and bound him for a thousand years;
3 Униң миң жил тошқичә әлләрни аздурмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлап һаңниң ағзини етип печәтливәтти. Бу вақитлардин кейин, у вақтинчә қоюп берилиши муқәррәр. (Abyssos g12)
and he cast him into the abyss, and shut him down, and set a seal upon him, that he might not deceive the nations any more, till the thousand years were accomplished; and then he must be loosed again for a little time. (Abyssos g12)
4 Андин мән тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Мән йәнә, Әйсаға бәргән гувалиғи вәҗидин вә Худаниң сөз-калами вәҗидин каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунмиған, униң тамғиси пешанисигә вә қолиға урулмиғанлар еди. Улар тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрди
And I saw thrones, and they sat upon them, and judgment was given to them--even the souls of them who had been beheaded for the testimony of Jesus, and for the word of God, and who had not worshiped the beast, nor his image, and had not received his mark on their foreheads, and upon their hands; and they lived, and reigned with Christ a thousand years:
5 (өлгәнләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәйду). Бу дәсләпки тирилиш еди.
but the rest of the dead revived not till the thousand years were accomplished: this is the first resurrection.
6 Дәсләпки тирилиштин несивә болғанлар бәхитлик вә муқәддәстур; иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң каһинлири болиду вә Униң билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.
Happy and holy is he who has a part in the first resurrection! on such, the second death shall have no power; but they shall be the priests of God, and of Christ: and they shall reign with him a thousand years.
7 Миң жил тошқанда, Шәйтан зиндандин бошитилип,
And when the thousand years shall be accomplished, Satan shall be loosed from his confinement;
8 йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду. Топланғанларниң сани деңиз саһилидики қумдәк санақсиз болиду.
and he shall go forth to deceive the nations which are in the four corners of the earth. Gog and Magog, to gather them together for war; whose number is like the sand of the sea.
9 Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип, муқәддәс бәндиләрниң баргаһини, йәни Худа сөйидиған шәһәрни муһасиригә алиду. Лекин асмандин от йеғип, уларни жутуветиду.
And they went up over the breadth of the earth, and surrounded the camp of the saints, and the beloved city: and fire came down from God, out of heaven, and devoured them.
10 Уларни аздурған Иблис болса дивә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз әбәдил-әбәткичә қийнилиду. (aiōn g165, Limnē Pyr g3041 g4442)
And the devil, who had deceived them, was cast into the lake of fire and brimstone, where the beast and the false prophet were: and they shall be tormented day and night for ages and ages. (aiōn g165, Limnē Pyr g3041 g4442)
11 Униңдин кейин, чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң йүзидин өзини қачуруп, улар турған җай һәргиз тепилмайду.
And I saw a great white throne, and him who sat on it, from whose face earth and heaven fled away, and there was found no place for them.
12 Мән йәнә катта болсун, яки төвән болсун, өлгәнләрниң һәммисиниң тәхтниң алдида турғанлиғини көрдүм. Китаплар ечилди; андин йәнә бир китап — «Һаятлиқ дәптири» дәп аталған китап ечилди. Өлгәнләргә китапларда хатириләнгини бойичә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди.
And I saw the dead, small and great, standing before God; and the books were opened: and another book was opened, which is the book of life; and the dead were judged out of the things written in the books, according to their works.
13 Деңиз өзидә өлгәнләрни тапшуруп бәрди, өлүм вә тәһтисараму өзлиридики өлгәнләрни тапшуруп беришти. Һәр кимниң үстигә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. (Hadēs g86)
And the sea gave up the dead that were in it; and death and hades gave up the dead that were in them: and they were judged every one according to his works. (Hadēs g86)
14 Андин өлүм вә тәһтисара от көлигә ташланди. Мана иккинчи өлүм — от көлидур. (Hadēs g86, Limnē Pyr g3041 g4442)
And death and hades were cast into the lake of fire: this is the second death. (Hadēs g86, Limnē Pyr g3041 g4442)
15 Кимниң исминиң «Һаятлиқ дәптири»дә йезилмиғанлиғи байқалса, от көлигә ташланди. (Limnē Pyr g3041 g4442)
And if any one was not found written in the book of life, he was cast into the lake of fire. (Limnē Pyr g3041 g4442)

< Вәһий 20 >