< Вәһий 2 >
1 — Әфәсустики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: «Оң қолида йәттә юлтузни тутуп, йәттә алтун чирақданниң оттурисида Маңғучи мундақ дәйду:
「你要寫信給以弗所教會的使者,說:『那右手拿着七星、在七個金燈臺中間行走的,說:
2 — Сениң әҗир-әмәллириңни, тартқан җапалириңни һәм сәвир-тақитиңни, рәзил адәмләрниң қилмишлириға чидап туралмайдиғанлиғиңни, шундақла расул болмисиму өзлирини расул дәп ативалғанларни синап, уларниң ялғанчи болғанлиғини тонуғанлиғиңниму билимән.
我知道你的行為、勞碌、忍耐,也知道你不能容忍惡人。你也曾試驗那自稱為使徒卻不是使徒的,看出他們是假的來。
3 Шундақ, сениң сәвир-тақәт қиливатқанлиғиңни, Мениң намим вәҗидин җапа-мушәққәткә бәрдашлиқ бәргәнлигиңни амма еринмигәнлигиңни билимән.
你也能忍耐,曾為我的名勞苦,並不乏倦。
4 Лекин саңа шу бир етиразим барки, сән өзүңдики дәсләпки меһир-муһәббәттин ваз кәчтиң.
然而有一件事我要責備你,就是你把起初的愛心離棄了。
5 Шуңа қайси һаләттин жиқилип чүшкәнлигиңни есиңгә елип товва қилғин, авалқи әмәлләрни қайта қилғин. Болмиса йениңға келимән вә товва қилмисаң чирақдениңни җайидин йөткиветимән.
所以,應當回想你是從哪裏墜落的,並要悔改,行起初所行的事。你若不悔改,我就臨到你那裏,把你的燈臺從原處挪去。
6 Бирақ, сениң шу артуқчилиғиң барки, Мән Өзүм нәпрәтлинидиған Николас тәрәпдарлириниң қилмишлиридин сәнму нәпрәтлинисән.
然而你還有一件可取的事,就是你恨惡尼哥拉一黨人的行為,這也是我所恨惡的。
7 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучиларни Худаниң җәннитиниң оттурисидики һаятлиқ дәриғиниң мевилиридин йейишкә муйәссәр қилимән».
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!得勝的,我必將上帝樂園中生命樹的果子賜給他吃。』」
8 — Измирдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Авалқиси вә Ахирқиси, өлгән вә Тирилгүчи мундақ дәйду:
「你要寫信給士每拿教會的使者,說:『那首先的、末後的、死過又活的,說:
9 — Сениң азап-оқубәтлириңни вә намратлиғиңни билимән (лекин сән бай!), Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәвалған, Шәйтанниң бир синагоги болғанларниң төһмәтлириниму билимән.
我知道你的患難,你的貧窮(你卻是富足的),也知道那自稱是猶太人所說的毀謗話,其實他們不是猶太人,乃是撒但一會的人。
10 Алдиңда чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Мана, Иблис араңлардин бәзилириңларни синилишиңлар үчүн йеқинда зинданға ташлитиду. Силәр он күн қийнилисиләр. Таки өлгичә садиқ болғин, Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.
你將要受的苦你不用怕。魔鬼要把你們中間幾個人下在監裏,叫你們被試煉,你們必受患難十日。你務要至死忠心,我就賜給你那生命的冠冕。
11 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду!».
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!得勝的,必不受第二次死的害。』」
12 — Пәргамумдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Икки бислиқ өткүр қиличи бар Болғучи мундақ дәйду:
「你要寫信給別迦摩教會的使者,說:『那有兩刃利劍的,說:
13 — Мән сән олтарған йәрни, йәни Шәйтанниң тәхти болған җайни билимән. Шундақтиму, сән Мениң намимни чиң тутуп, һәтта садиқ гувачим Антипас маканиңда, йәни Шәйтан турған җайда қәтл қилинған күнләрдиму, Маңа қилған етиқатиңдин тенип кәтмидиң.
我知道你的居所,就是有撒但座位之處;當我忠心的見證人安提帕在你們中間、撒但所住的地方被殺之時,你還堅守我的名,沒有棄絕我的道。
14 Лекин саңа шу бир нәччә етиразим барки, араңларда Балаамниң тәлимигә әгәшкәнләрдин бәзиләр болмақта — Балаам болса Балаққа Исраилларни бутқа атап қурбанлиқ қилинған гөшни йейиш вә җинсий бузуқлуқ қилишқа аздурушни үгәткән еди.
然而,有幾件事我要責備你:因為在你那裏有人服從了巴蘭的教訓;這巴蘭曾教導巴勒將絆腳石放在以色列人面前,叫他們吃祭偶像之物,行姦淫的事。
15 Шуниңға охшаш, силәрниң араңларда Николас тәрәпдарлириниң тәлимини тутқанларму бар.
你那裏也有人照樣服從了尼哥拉一黨人的教訓。
16 Шуниң үчүн, товва қил! Ундақ қилмисаң, йениңға тез арида берип, ағзимдики қиличим билән шуларға һуҗум қилимән.
所以,你當悔改;若不悔改,我就快臨到你那裏,用我口中的劍攻擊他們。
17 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун! Ғәлибә қилғучилар болса йошуруп қойған маннадин беримән вә һәр биригә бирдин ақ таш беримән. Таш үстидә йеңи бир исим пүтүклүк болиду, шу исимни уни қобул қилған кишидин башқа һеч ким билмәйду».
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!得勝的,我必將那隱藏的嗎哪賜給他,並賜他一塊白石,石上寫着新名;除了那領受的以外,沒有人能認識。』」
18 — Тиятирадики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Көзлири ялқунлиған отқа вә путлири пақирақ тучқа охшайдиған Худаниң Оғли мундақ дәйду:
「你要寫信給推雅推喇教會的使者,說:『那眼目如火焰、腳像光明銅的上帝之子說:
19 — Сениң әмәллириңни, меһир-муһәббитиңни, етиқатиңни, әҗир-хизмитиңни вә сәвир-тақитиңни, шундақла һазирқи әмәллириңниң авалқидин ешип чүшүватқанлиғиниму билимән.
我知道你的行為、愛心、信心、勤勞、忍耐,又知道你末後所行的善事,比起初所行的更多。
20 Лекин, саңа шу бир етиразим барки, өзини пәйғәмбәр дәп ативалған әшу хотун Йизәбәлгә йол қоюватисән. У хотун қул-хизмәткарлиримға тәлим берип, уларни җинсий бузуқлуқ қилишқа вә бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейишкә аздурмақта.
然而,有一件事我要責備你,就是你容讓那自稱是先知的婦人耶洗別教導我的僕人,引誘他們行姦淫,吃祭偶像之物。
21 Мән униңға товва қилғидәк вақит бәргән едим, лекин у өз бузуқлуғиға товва қилишни халимайду.
我曾給她悔改的機會,她卻不肯悔改她的淫行。
22 Әнди мана, Мән уни [еғир кесәл] орниға ташлап ятқузимән вә униң билән зина қилғанлар қилмишлириға товва қилмиса, уларниму еғир азапқа чөмдүримән.
看哪,我要叫她病臥在床。那些與她行淫的人,若不悔改所行的,我也要叫他們同受大患難。
23 Униң пәрзәнтлириниму әҗәллик кесәл билән уримән. Шу чағда, барлиқ җамаәтләр нийәт-нишанларни вә қәлбләрни күзитип тәкшүргүчиниң Өзүм екәнлигимни, шундақла Мениң һәр бириңларға қилған әмәлийитиңларға яриша яндуридиғанлиғимни билиду.
我又要殺死她的黨類,叫眾教會知道,我是那察看人肺腑心腸的,並要照你們的行為報應你們各人。
24 Лекин, Тиятирадики қалғанларға, йәни бу тәлимни қобул қилмиғанлар (уларниң пикри бойичә, Шәйтанниң аталмиш «чоңқур сирлири»ни үгәнмигәнләр), йәни силәргә шуни ейтимәнки: Өзүңларда бар болғанни Мән кәлгичә чиң тутуңлар. Үстүңларға буниңдин башқа жүкни артмаймән.
至於你們推雅推喇其餘的人,就是一切不從那教訓、不曉得他們素常所說撒但深奧之理的人,我告訴你們,我不將別的擔子放在你們身上。
26 Ғәлибә қилғучиларға, йәни әмәллиримни ахирғичә чиң тутқан кишиләргә болса, уларға пүткүл әлләргә һаким болуш һоқуқини беримән.
那得勝又遵守我命令到底的,我要賜給他權柄制伏列國;
27 Мана бу Атам Маңа бәргән һоқуққа охшаш һоқуқтур: — «У уларни төмүр калтәк билән падичидәк башқуруп, сапал қачиларни уруп чаққандәк тар мар қилиду».
他必用鐵杖轄管他們,將他們如同窯戶的瓦器打得粉碎,像我從我父領受的權柄一樣。
28 Мән униңға таң юлтузиниму ата қилимән.
我又要把晨星賜給他。
29 Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
聖靈向眾教會所說的話,凡有耳的,就應當聽!』」