< Вәһий 19 >
1 Бу ишлардин кейин, әрштә зор бир топ адәмләрниң вақирашлиридәк бир авазни аңлидим. Улар: — — Һәмдусана! Ниҗат, шан-шәрәп вә қудрәт Худайимизға мәнсуптур!
After this I heard the semblance of the mighty voice of a great multitude in heaven, crying. "Hallelujah! Salvation and glory and power Unto the Lord our God!
2 Чүнки Униң һөкүмлири һәқ вә адилдур; У йәр йүзини өз бузуқлуғи билән бузған чоң паһишиниң үстидин һөкүм чиқирип, Өз қул-хизмәткарлириниң қениниң интиқамини униңдин алди, — дейишәтти.
For true and righteous are his judgments; For he has judged the great harlot Who was corrupting the earth with her fornication. On her he has avenged the blood of his slaves."
3 Улар иккинчи қетим: — «Һәмдусана!» дейишти. Униңдин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәткичә пурқирайду! (aiōn )
And a second time they said. "Allelulia! For the smoke of her torment goes up forever and ever!" (aiōn )
4 Жигирмә төрт ақсақал вә төрт һаят мәхлуқ йәргә жиқилип: — «Амин! Һәмдусана!» дәп, тәхттә олтарған Худаға сәҗдә қилишти.
Then the four and twenty Elders and the four beasts fell down and worshiped God who sits on the throne, saying, "Amen, Hallelujah!"
5 Андин тәхттин көтирилгән бир аваз мундақ деди: — «Әй униң барлиқ қул-хизмәткарлири, Униңдин қорқидиған каттилар болсун, төвәнләр болсун, Һәммиңлар Худайимизни мәдһийиләңлар!»
And a voice came forth from the throne, saying, "Praise our God, all you his slaves, All you who fear him, small and great!"
6 Андин зор бир топ адәмләрниң авазиға, нурғун суларниң шарқиришиға, қаттиқ гүлдүрмамиларниң гүлдүрлишигә охшаш бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Һәмдусана! Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худаймиз сәлтәнәт қилди!
And I heard a sound like the voice of a great multitude, and like the voice of many waters, and like the voice of mighty thunderings, saying. "Alleluia, for the Lord God omnipotent reigns!
7 Шатлинайли, тәнтәнә қилайли вә уни мәдһийиләп улуқлайли! Чүнки Қозиниң той-мәрикә күни йетип кәлди, Қиз өзини тәйяр қилди!»
Let us rejoice and triumph and give him the glory; For the marriage of the Lamb is come, And his bride has made herself ready,
8 Қизға кийиш үчүн пакиз, пақирап туридиған нәпис либас берилди (нәпис либас болса муқәддәс бәндиләрниң һәққаний әмәллиридур).
And it has been granted to her to array herself in fine linen, bright and pure; For the fine linen is the righteous deeds of the saints."
9 Андин, [пәриштә] маңа: — Муну сөзләрни хатириливал: — «Қозиниң той зияпитигә чақирилғанлар бәхитликтур!» — деди. У маңа йәнә: — Булар Худаниң һәқиқий сөзлиридур, — деди.
And he said to me, Write, "Blessed are those who have been bidden to the marriage supper of the Lamb." And he said to me, "These are true words of God."
10 Мән униңға сәҗдә қилғили айиғиға жиқилдим. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргүчи қериндашлириң билән охшаш қул-хизмәткармән. Худағила ибадәт қил! Чүнки вәһий-бешарәтниң роһ-маһийити болса Әйса һәққидә гувалиқ бериштур, — деди.
And I fell down at his feet to worship him, and he said to me. "See that you do it not. I am a fellow slave of yours and of your brothers who hold the testimony of Jesus; for the testimony of Jesus is the vital breath of prophecy."
11 Андин көрдүмки, асман ечилди вә мана, бир ақ ат туратти; үстигә мингүчиниң болса нами «Садиқ» вә «Һәқиқий» болуп, У һәққанийлиқ билән һөкүм чиқириду вә җәң қилиду.
And I saw heaven opened, and lo! a white horse; and he who sat upon him was named "Faithful and True"; and in righteousness does he judge and make war.
12 Униң көзлири от ялқуниға охшайтти, бешида нурғун таҗи болуп, тенидә Өзидин башқа һеч ким билмәйдиған бир нам пүтүклүк еди.
His eyes are a flame of fire, and upon his head are many diadems; and he has a name written, which none knows but himself.
13 У учисиға қанға миләнгән бир тон кийгән еди, Униң нами «Худаниң Калами» дәп атилиду.
He is clothed in a vesture dipped in blood; and his name is called, THE WORD OF GOD
14 Униң кәйнидин әгишип келиватқан әрштики қошунлар болса, ақ атларға мингән, аппақ, пак нәпис канап либас билән кийдүрүлгән еди.
And the armies of heaven followed him upon white horses, clothed in fine linen, white and pure.
15 Униң ағзидин өткүр бир қилич чиқип туратти; У буниң билән барлиқ әлләрни уриду; У уларни төмүр калтәк билән падичидәк бақиду; У Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик ғәзивиниң «шарап көлчиги»ниң чәйлигүчисидур.
And there issues from his lips a sharp sword with which to smite the nations. He shall shepherd them with a rod of iron. And he treads the winepress of the passion of the anger of Almighty God.
16 Униң тони вә янпиши үстигә «Падишаһларниң Падишаси вә рәбләрниң Рәбби» дегән нам йезилған еди.
And on his robe and on his thigh he has a name written, KING OF KINGS AND LORD OF LORDS
17 Андин мән қуяшниң ичидә турған бир пәриштини көрдүм. У асманниң оттурисида учуватқан барлиқ қушларға жуқури аваз билән: —Келиңлар, Худаниң катта зияпитигә жиғилиңлар!
And I saw an angel standing in the sun, who shouted in a loud voice to all the birds that fly in mid-heaven, "Come, gather yourselves together to the great supper of God,
18 Падишаһларниң, сәрдарларниң вә палванларниң, атларниң вә уларға мингәнләрниң, шундақла барлиқ әт егилириниң, қулларниң һәм һөрләрниң, каттиларниң һәм төвәнләрниң гөшлирини йәңлар! — деди.
to eat the flesh of kings, the flesh of generals, the flesh of horses and their riders, and the flesh of all men, bond and free, small and great."
19 Шуниң билән мән дивә, йәр йүзидики падишалар вә уларниң қошунлириниң атқа Мингүчи һәм Униң қошуни билән җәң қилиш үчүн топланғанлиғини көрдүм.
And I saw the beast and the kings of the earth and their armies gathered together to make war on him who sat on the horse and on his army.
20 Әнди дивә вә униңға вакалитән мөҗизилик аламәтләрни көрсәткән сахта пәйғәмбәрниң һәр иккиси тутувелинди (сахта пәйғәмбәр шу аламәтләр билән дивиниң тамғисини қобул қилған һәмдә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларни аздуруп жүргән еди). Улар иккиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди. (Limnē Pyr )
And the beast was seized, and with him the false prophet who performed miracles in his presence to deceive those who had received the brand of the beast, and those who worshiped his image. The two were thrown alive into the lake of fire, blazing with brimstone. (Limnē Pyr )
21 Қалғини болса атқа Мингүчиниң ағзидин чиққан қилич билән қирилди. Барлиқ пүтүн учар-қанатлар буларниң гөши билән йәп тоюнди.
And the rest were slain with the sword of him who sat on the horse, that sword which issued from his lips. And all the birds gorged themselves with their flesh.