< Вәһий 16 >

1 Шуниңдин кейин, ибадәтханидин көтирилгән жуқури бир авазниң йәттә пәриштигә: «Бериңлар, Худаниң қәһри толған йәттә чинини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
ܘܫܡܥܬ ܩܠܐ ܪܒܐ ܡܢ ܗܝܟܠܐ ܕܐܡܪ ܠܫܒܥܐ ܡܠܐܟܝܢ ܙܠܘ ܘܐܫܘܕܘ ܫܒܥ ܙܒܘܪܝܢ ܕܚܡܬܗ ܕܐܠܗܐ ܥܠ ܐܪܥܐ
2 Биринчиси берип ченидикини йәр-зиминға төкти. Буниң билән дивиниң тамғиси бесилған вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларда бир хил жиркиничлик һәм азаплиқ чақа-җаһарәт пәйда болди.
ܘܐܙܠ ܩܕܡܝܐ ܘܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܥܠ ܐܪܥܐ ܘܗܘܐ ܫܘܚܢܐ ܒܝܫܐ ܘܟܐܒܢܐ ܥܠ ܐܢܫܐ ܕܐܝܬ ܠܗܘܢ ܪܘܫܡܐ ܕܚܝܘܬܐ ܘܐܝܠܝܢ ܕܤܓܕܝܢ ܠܨܠܡܗ
3 Иккинчиси чинидикини деңизға төкти; деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
ܘܡܠܐܟܐ ܕܬܪܝܢ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܒܝܡܐ ܘܗܘܐ ܝܡܐ ܐܝܟ ܡܝܬܐ ܘܟܠ ܢܦܫܐ ܚܝܬܐ ܡܝܬܬ ܒܝܡܐ
4 Үчинчиси чинидикини дәрия вә булақларниң сулириға төкти; уларниң сүйиму қанға айланди.
ܘܡܠܐܟܐ ܕܬܠܬܐ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܒܢܗܪܘܬܐ ܘܒܥܝܢܬܐ ܕܡܝܐ ܘܗܘܘ ܕܡܐ
5 Андин мән суларниң пәриштисиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Мошундақ һөкүмләрни чиқиришиңда адил болғансән, И һазир бар Болғучи, бар болған Муқәддәс Болғучи!
ܘܫܡܥܬ ܠܡܠܐܟܐ ܕܡܝܐ ܕܐܡܪ ܙܕܝܩ ܐܢܬ ܗܘ ܕܐܝܬܘܗܝ ܘܐܝܬܘܗܝ ܗܘܐ ܘܚܤܝܐ ܕܗܠܝܢ ܕܢܬ
6 Мошу адәмләр муқәддәс бәндиләр вә пәйғәмбәрләрниң қенини төккәнлиги вәҗидин, Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар шуниңға лайиқтур».
ܡܛܠ ܕܕܡܐ ܕܢܒܝܐ ܘܕܩܕܝܫܐ ܐܫܕܘ ܘܕܡܐ ܝܗܒܬ ܠܗܘܢ ܠܡܫܬܐ ܫܘܝܢ ܐܢܘܢ
7 Андин қурбангаһниң җававән: — «Шундақ, и Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Һөкүмлириң һәқ вә адилдур» — дегәнлигини аңлидим.
ܘܫܡܥܬ ܠܡܕܒܚܐ ܕܐܡܪ ܐܝܢ ܡܪܝܐ ܐܠܗܐ ܐܚܝܕ ܟܠ ܫܪܝܪܝܢ ܘܙܕܝܩܝܢ ܕܝܢܝܟ
8 Төртинчиси чинидикини қуяшниң үстигә төкти; буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди.
ܘܡܠܐܟܐ ܕܐܪܒܥܐ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܥܠ ܫܡܫܐ ܘܐܬܝܗܒ ܠܗ ܕܢܚܡ ܠܒܢܝܢܫܐ ܒܢܘܪܐ
9 Шуниң билән инсанлар дәһшәтлик қизиқта өртәлди; бирақ улар һеч товва қилмиди вә бу балаю-апәтләрниң Егиси болған Худани улуқлашниң орниға Униң намини қарғашти.
ܘܐܬܚܡܡܘ ܒܢܝܢܫܐ ܒܚܘܡܐ ܪܒܐ ܘܓܕܦܘ ܠܫܡܐ ܕܐܠܗܐ ܕܐܝܬ ܠܗ ܫܘܠܛܢܐ ܥܠ ܡܚܘܬܐ ܗܠܝܢ ܘܠܐ ܬܒܘ ܠܡܬܠ ܠܗ ܬܫܒܘܚܬܐ
10 Бәшинчиси чинидикини дивиниң тәхтигә төкти; дивиниң падишалиғини қараңғулуқ басти, кишиләр азаптин тиллирини чишләшти
ܘܡܠܐܟܐ ܕܚܡܫܐ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܥܠ ܟܘܪܤܝܗ ܕܚܝܘܬܐ ܘܗܘܬ ܡܠܟܘܬܗ ܚܫܘܟܬܐ ܘܡܠܥܤܝܢ ܗܘܘ ܠܫܢܝܗܘܢ ܡܢ ܟܐܒܐ
11 вә ағриқ-азави вә чақа-җараһәтлириниң дәстидин әрштики Худани күпүрлүк қилип қарғишип, қилмишлириға һеч товва қилишмиди.
ܘܓܕܦܘ ܠܫܡܐ ܕܐܠܗܐ ܕܫܡܝܐ ܡܢ ܟܐܒܝܗܘܢ ܘܡܢ ܫܘܚܢܝܗܘܢ ܘܠܐ ܬܒܘ ܡܢ ܥܒܕܝܗܘܢ
12 Алтинчиси чинидикини улуқ Әфрат дәриясиға төкти; шу һаман күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди.
ܘܡܠܐܟܐ ܕܫܬܐ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܥܠ ܢܗܪܐ ܪܒܐ ܦܪܬ ܘܝܒܫܘ ܡܘܗܝ ܕܬܬܛܝܒ ܐܘܪܚܐ ܕܡܠܟܐ ܡܢ ܡܕܢܚܝ ܫܡܫܐ
13 Андин мән әҗдиһаниң, дивиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч напак роһни көрдүм.
ܘܚܙܝܬ ܡܢ ܦܘܡܗ ܕܬܢܝܢܐ ܘܡܢ ܦܘܡܗ ܕܚܝܘܬܐ ܘܡܢ ܦܘܡܗ ܕܢܒܝܐ ܕܓܠܐ ܪܘܚܐ ܬܠܬ ܠܐ ܕܟܝܬܐ ܐܝܟ ܐܘܪܕܥܐ
14 Булар мөҗизилик аламәтләрни көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүткүл йәр йүзидики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик күнидики җәңгә җәм қилишқа уларниң йениға чиқип кетивататти
ܐܝܬܝܗܝܢ ܓܝܪ ܪܘܚܐ ܕܫܐܕܐ ܐܝܠܝܢ ܕܥܒܕܢ ܐܬܘܬܐ ܕܐܙܠܢ ܥܠ ܡܠܟܐ ܕܬܐܒܝܠ ܠܡܟܢܫܘ ܐܢܘܢ ܠܩܪܒܐ ܕܝܘܡܐ ܗܘ ܪܒܐ ܕܐܠܗܐ ܐܚܝܕ ܟܠ
15 («мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!»).
ܗܐ ܐܬܐ ܐܝܟ ܓܢܒܐ ܛܘܒܘܗܝ ܠܗܘ ܕܥܝܪ ܘܢܛܪ ܡܐܢܘܗܝ ܕܠܐ ܥܪܛܠ ܢܗܠܟ ܘܢܚܙܘܢ ܒܗܬܬܗ
16 Әнди [напак роһлар] [падишаларни] ибранийчә «Һармагеддон» дейилидиған йәргә җәм қилди.
ܘܢܟܢܫ ܐܢܘܢ ܠܐܬܪܐ ܕܡܬܩܪܐ ܥܒܪܐܝܬ ܡܓܕܘ
17 Йәттинчиси чинидикини һаваға төкти; әрштики ибадәтханидин, тәхттин жуқури бир аваз көтирилип: «Иш тамам болди!» дейилди.
ܘܡܠܐܟܐ ܕܫܒܥܐ ܐܫܕ ܙܒܘܪܗ ܒܐܐܪ ܘܢܦܩ ܩܠܐ ܪܒܐ ܡܢ ܗܝܟܠܐ ܡܢ ܩܕܡ ܟܘܪܤܝܐ ܕܐܡܪ ܗܘܐ
18 Шуан чақмақлар чеқилди, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңланди вә дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди; инсанлар йәр йүзидә апиридә болғандин бери бунчилик дәһшәтлик йәр тәврәш һеч болуп бақмиған еди.
ܘܗܘܘ ܒܪܩܐ ܘܪܥܡܐ ܘܢܘܕܐ ܗܘܐ ܪܒܐ ܕܐܟܘܬܗ ܠܐ ܗܘܐ ܡܢ ܕܗܘܘ ܒܢܝܢܫܐ ܥܠ ܐܪܥܐ ܕܐܝܟ ܗܢܐ ܙܘܥܐ ܗܟܢܐ ܪܒ ܗܘܐ
19 Катта шәһәр үчкә бөлүнди; һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму ғулитилди. Шуниң билән катта шәһәр Бабил Худаниң ядиға кечип униң әшәддий қәһрлик шараби билән толған қәдәһ униңға берилди.
ܘܗܘܬ ܡܕܝܢܬܐ ܪܒܬܐ ܠܬܠܬ ܡܢܘܢ ܘܡܕܝܢܬܐ ܕܥܡܡܐ ܢܦܠܝ ܘܒܒܝܠ ܪܒܬܐ ܐܬܕܟܪܬ ܩܕܡ ܐܠܗܐ ܠܡܬܠ ܠܗ ܟܤܐ ܕܚܡܪܐ ܕܚܡܬܗ ܘܕܪܘܓܙܗ
20 Барлиқ араллар өзини қачуруп ғайип болди, тағларму йоқ болди;
ܘܟܠ ܓܙܪܬܐ ܥܪܩܬ ܘܛܘܪܐ ܠܐ ܐܫܬܟܚܘ
21 Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди. Мөлдүр апити шундақ дәһшәтлик болдики, адәмләр апәтниң дәстидин Худани күпүрлүк қилип қарғашти.
ܘܒܪܕܐ ܪܒܐ ܐܝܟ ܟܟܪܐ ܢܚܬ ܡܢ ܫܡܝܐ ܥܠ ܒܢܝܢܫܐ ܘܓܕܦܘ ܒܢܝܢܫܐ ܠܐܠܗܐ ܥܠ ܡܚܘܬܐ ܕܒܪܕܐ ܡܛܠ ܕܪܒܐ ܗܝ ܡܚܘܬܗ ܛܒ

< Вәһий 16 >