< Вәһий 15 >
1 Асманда зор һәм карамәтлик йәнә бир аламәтни, йәни ахирқи йәттә балаю-апәтни тутуп турған йәттә пәриштини көрдүм (ахирқи балаю-апәт дейилиштики сәвәп, Худаниң ғәзиви булар билән ахирлишиду).
2 Мән йәнә от арилаш әйнәк деңизидәк бир көрүнүшни һәм әйнәк деңизниң үстидә турған, дивә вә униң бут-һәйкили вә наминиң рәқими үстидин ғалип кәлгәнләрни көрдүм. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп,
3 улар Худаниң қул-хизмәткари болған Мусаниң күйини һәм Қозиниң күйини ейтишатти: — «Улуқ вә карамәт Сениң қилғанлириң, И Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Йоллириң адил вә һәқтур, И пүткүл әлләрниң Падишаси!
4 И Пәрвәрдигар, ким Сәндин қорқмайдиған, Намиңни улуқлимайдиған болалисун? Чүнки бирдин-бир муқәддәс Өзүңдурсән; Барлиқ әлләр алдиңға келиду, Саңа сәҗдә қилиду; Чүнки һәққаний қилғанлириң ашкарә болди».
5 Бу ишлардин кейин, мән көрдүмки, мана әрштики ибадәтхана, йәни һөкүм-гувалиқ чедири ечилди!
6 Йәттә балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә пәриштә пакиз, пақирап туридиған либас кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти.
7 Төрт һаят мәхлуқниң бири йәттә пәриштигә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң қәһри билән толған йәттә алтун чинини бәрди. (aiōn )
8 Ибадәтхана Худаниң шан-шәриви вә қудритидин түтүн билән лиқ толди. Йәттә пәриштиниң йәттә балаю-апити аяқлашмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди.