< Вәһий 14 >
1 Андин мән көрдүмки, мана, Қоза Зион теғи үстидә туратти. Униң йенида пешанисигә Өз нами вә Атисиниң нами йезилған бир йүз қириқ төрт миң киши бар еди.
2 Асмандин худди [шарқирап еқиватқан] нурғун суларниң авазидәк вә қаттиқ гүлдүрмаминиң авазидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар чилтарларни чалған авазға охшайтти;
3 һелиқи кишиләр тәхтниң, төрт һаят мәхлуқниң вә ақсақалларниң алдида йеңи бир күйни ейтишти. Бу күйни [гуналириниң] бәдили төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләрдин бир йүз қириқ төрт миңдин башқа һеч ким үгинәлмәйтти.
4 Улар аяллар тәрипидин гунада булғанмиған, чүнки улар пак адәмләрдур. Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған.
5 Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду.
6 Андин мән асманниң оттурисида учуп жүргән башқа бир пәриштини көрдүм. Униңға йәр йүзидә туруватқанларға, йәни һәр бир әл, қәбилә, һәр хил тилда сөзлишидиғанлар, һәр милләтләргә елип йәткүзүши үчүн мәңгүлүк хуш хәвәр тапшурулди. (aiōnios )
7 У жуқури аваз билән: — Худадин қорқуңлар, Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң сот қилиш саити йетип кәлди; асманни, зиминни, деңизни вә су булақлирини Яратқучиға сәҗдә қилиңлар! — дәйтти.
8 Униң кәйнидин иккинчи пәриштә келип мундақ деди: «Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди, у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән».
9 Алдинқи икки пәриштиниң кәйнидин йәнә бир пәриштә, йәни үчинчи пәриштә жуқури аваз билән мундақ деди: — «Кимдиким дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунса, униң тамғисини пешанисигә яки қолиға қобул қилса,
10 Худаниң қәһриниң әбҗәш қилинмиған сап шарабини Униң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс пәриштиләрниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгуттә қийнилиду.
11 Уларниң қийнилишлиридин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәт пурқирап туриду; дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанлар яки униң наминиң тамғисини қобул қилғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду». (aiōn )
12 Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.
13 Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: — «Бу сөзни яз: «Буниңдин кейин Рәбдә вапат болуп өлгәнләр бәхитликтур! — Дурус, дәйду Роһ, — улар һазир өз ишлиридин тохтап арам алалайду. Чүнки қилған әмәллири уларға әгишип келиду»».
14 Мән көрдүмки, мана бир парчә ақ булут, булутниң үстидә бешиға алтун таҗ кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан Инсаноғлиға охшайдиған бириси олтиратти.
15 Ибадәтханидин башқа бир пәриштә чиқип, булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән: — Орғиқиңни сал вә орушқа башла! Чүнки орма вақти кәлди, йәр йүзидики зираәтләр пишип йетилди, деди.
16 Булут үстидә Олтарғучи орғиқини йәр йүзигә салди вә йәр йүзидики зираәтләр орулди.
17 Әрштә болған ибадәтханидин йәнә бир пәриштә чиқти. Униңму өткүр бир орғиқи бар еди.
18 Арқидинла, отни башқуридиған йәнә бир пәриштә қурбангаһдин чиқип, өткүр оғақ тутқан пәриштигә жуқури аваз билән: — Өткүр орғиқиңни селип, йәр йүзидики үзүм телиниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмлири пишип йетилди, — деди.
19 Буниң билән пәриштә орғиқини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм телиниң мевилирини жиғип, Худаниң қәһриниң чоң шарап көлчигигә ташлиди.
20 Шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә чиқидиған егизликтә үч йүз чақирим жирақлиққа ақти.