< Вәһий 13 >
1 Андин, деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗ бар еди, һәр бир бешида күпүрлүк намлири йезиқлиқ еди.
2 Мән көргән бу дивә илпизға охшайтти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшайтти. Әҗдиһа униңға өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
3 Дивиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин, бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүткүл дуния дивигә һәйрануһәс болуп униңға [әгәшти].
4 Әҗдиһа дивигә [сәлтәнәтлик] һоқуқ бәргәчкә улар әҗдиһаға чоқунушти. Улар йәнә дивигиму чоқунуп: — Дивиниң тәңдиши барму? Униң билән кимму елишалисун? — деди.
5 Дивигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз берилди; униңға қириқ икки ай иш көрүшкә һоқуқ берилди.
6 У Худаға күпүрлүк қилғили — Униң намиға вә Униң дәргаһиға, шундақла әршни макан қилғанларға күпүрлүк қилғили ағзини ачти.
7 Униң муқәддәс бәндиләргә қарши җәң қилип, уларниң үстидин ғалип келишигә йол қоюлди; һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған әлләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи униңға берилди.
8 Йәр йүзидикиләрниң һәммиси — аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса, униңға сәҗдә қилиду.
9 Қулиқи барлар, буни аңлисун!
10 ««Тутқун болиду» дәп бекитилгәнләр чоқум тутқун болиду, «қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду». Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.
11 Мән йәрдин чиқиватқан йәнә бир дивини көрдүм. Униң қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
12 У авалқи дивигә вакалитән униң пүтүн һоқуқини жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда туруватқанларни әҗәллик яриси сақайған авалқи дивигә чоқундуриду.
13 У зор мөҗизилик аламәтләрни көрситәтти, һәтта кишиләрниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
14 У авалқи дивигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған аламәтләр билән йәр йүзидә туруватқанларни аздуруп, уларға «қилич билән яриланған, лекин тирик қалған» дегән авалқи дивигә атап бир бут-һәйкәл ясап тикләшни тапилиди.
15 Дивиниң бут-һәйкилигә нәпәс киргүзүп, униңға уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға чоқунмиғанларниң һәммисини өлтүргүзүш қудрити берилди.
16 У төвән вә катта, бай вә кәмбәғәл, һөр вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә тамға бастурушқа мәҗбурлиди.
17 У йәнә бу тамға, йәни дивиниң нами яки униң намидики рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалмайду яки саталмайду, дәп бекитти.
18 Мана бу йәрдә һекмәт бар. Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун; чүнки бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду. Униң рәқими 666дур.