< Вәһий 12 >
1 У чағда, әрштә әҗайип бир карамәт пәйда болди — у қуяшни йепинчақлиған, путлириниң астида ай, бешида он икки юлтузлуқ таҗ бар бир аял еди.
Yon gwo sign te vin parèt nan syèl la: yon fanm abiye avèk solèy la, ak lalin nan anba pye li, e sou tèt li, yon kouwòn douz etwal.
2 У һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди.
Li te gwo ansent e te kriye fò ak tranche ak doulè pou l akouche.
3 Андин әрштә йәнә бир аламәт көрүнди — мана, йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, йәттә бешида йәттә таҗ бар болған чоң бир қизил әҗдиһа туратти.
Answit, yon lòt sign te parèt nan syèl la. Gade byen, yon gwo dragon wouj avèk sèt tèt ak dis kòn, e sou tèt li yo te gen sèt kouwòn.
4 У қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти. Әҗидиһа туғай дәп қалған аял йәңгигән һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп униң алдида турди.
Konsa, ke li te baleye nèt yon tyè nan zetwal nan syèl yo e te jete yo sou latè. Dragon an te kanpe devan fanm ki te prèt pou akouche a, pou lè li fè pitit la, li ta kab devore pitit li a.
5 Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр һасиси билән падичидәк бақидиған бир оғул туғди. Бала болса Худаниң вә Униң тәхтиниң алдиға ғаччидә елип чиқилди.
Konsa, li te fè yon fis, yon pitit mal, ki gen pou gouvène tout nasyon yo avèk yon baton fè. Pitit li a te rale monte kote Bondye, e anvè twòn Li an.
6 Аял чөлгә қачти; у йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.
Answit fanm nan te sove ale nan dezè a kote li te gen yon plas prepare pa Bondye, pouke la, li ta kapab nouri pandan mil-de-san-swasann jou.
7 Андин әрштә җәң болди. [Баш пәриштә] Микаил вә униң пәриштилири әҗдиһа билән җәң қилғили турди; әҗдиһаму өз пәриштилири билән уларға етилди.
Epi te gen lagè nan syèl la. Michel avèk zanj li yo t ap fè lagè avèk dragon an. Dragon an avèk zanj pa li yo t ap fè lagè.
8 Лекин у үстүнлүк қазиналмиди, униңға вә пәриштилиригә әрштә турушқа орун қалмиди.
Men yo pa t reyisi genyen. Konsa, yo pa t jwenn plas ankò nan syèl la.
9 Шуниң билән зор әҗдиһа, йәни Иблис вә Шәйтан дәп аталған, пүтүн җаһанни аздурғучи һелиқи қедимий илан йәр йүзигә ташланди. Униң пәриштилириму униң билән тәң ташланди.
Gran dragon an te jete anba; sèpan ansyen an ki rele dyab la ak Satan, ki twonpe tout mond lan. Li te jete anba sou latè, e zanj li yo te jete anba avèk li.
10 Андин мән әрштә жуқури бир авазниң мундақ дегәнлигини аңлидим: — «Кәлди Худайимизниң ниҗатлиғи, қудрити, падишалиғи вә Униң Мәсиһиниң һоқуқи! Чүнки қериндашлиримизниң үстидин Худайимизниң алдида кечә-күндүз шикайәт қилип турған шикайәт қилғучи әрштин ташливетилди;
Answit mwen te tande yon gwo vwa nan syèl la ki t ap di: “Koulye a delivrans lan, pwisans lan, wayòm Bondye nou an, ak otorite Kris Li a te vini an. Paske akizatè a frè nou yo jete anba; Sila ki te konn akize yo devan Bondye nou an lajounen kon lannwit lan.
11 қериндашлар униң үстидин Қозиниң қени вә уларниң гувалиқ сөзи билән ғалип кәлди; Улар һәтта өлүмни көзигә илмай өз җенини әзиз көрмиди.
Yo te venk li akoz san Jèn Mouton an e akoz pawòl temwayaj yo. Konsa, yo pa t renmen lavi yo, menm fas a lanmò.
12 Шуниң үчүн, шатлиниңлар, әй әршләр вә уларда туруватқалар! Лекин һалиңларға вай, әй йәр вә деңизлар! Чүнки Иблис үстүңларға чүшти; Вақтиниң аз қалғанлиғини билгәч, Ғәзәп-қәһри билән кәлди!».
“Pou rezon sa a, rejwi nou o syèl, ak nou menm ki demere ladann yo. Malè a tè a ak lanmè a paske dyab la gen tan desann sou nou avèk gwo kòlè, akoz li konnen tan li an vrèman kout.”
13 Әҗдиһа өзиниң йәр йүзигә ташланғанлиғини көрүп, оғул балини туққан аялни қоғлашқа башлиди.
Alò, lè dragon an te wè ke li te jete anba sou latè, li te pèsekite fanm ki te bay nesans a pitit mal la.
14 Аялниң иланниң йүзидин далдилиниши, чөлдә өзи [үчүн һазирланған] маканиға берипбир мәзгил, икки мәзгил вә йерим мәзгил беқилсун дәп шу йәргә учуп кетиши үчүн, униңға йоған бир бүркүтниң икки қанити берилди.
Men de zèl a gwo èg la te bay a fanm nan pou li ta kapab vole rive nan dezè a nan pwòp plas li, kote li te nouri pandan yon ti tan, tan ak mwatye tan, lib de prezans sèpan an.
15 Андин илан аялниң арқисидин ағзи билән дәриядәк су пүркүп, уни сәл билән еқитип йоқатмақчи болди.
Konsa, sèpan an te vide yon dlo sòti nan bouch li tankou yon rivyè dèyè fanm nan, pou li ta kapab baleye l avèk lavalas dlo.
16 Лекин зимин аялға ярдәм қилип, ағзини ечип, әҗдиһа ағзидин пүркүп чиқарған дәрияни жутувәтти.
Men tè a te ede fanm nan. Tè a te louvri bouch li e te bwè tout larivyè dlo ke dragon an te vide soti nan bouch li a.
17 Буниң билән әҗдиһаниң аялға қаттиқ ғәзиви келип, униң қалған нәсли, йәни Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрзәнтлири билән җәң қилғили кәтти; у деңиз саһили үстидә туратти.
Donk, dragon a te vin anraje avèk fanm nan. Konsa, li te ale pou fè lagè avèk rès pitit li yo ki kenbe kòmandman Bondye yo, e ki kenbe temwayaj a Jésus a.