< Вәһий 11 >
1 Маңа өлчигүч һасидәк бир қомуш берилип, мундақ дейилди: «Барғин, Худаниң ибадәтханиси, қурбангаһи вә у йәрдә ибадәт қиливатқанларни өлчигин.
2 Лекин ибадәтханиниң ташқириқи һойлисини өлчимәй қой, чүнки у йәр ят таипиләргә берилди, шуниң билән муқәддәс шәһәр қириқ икки ай дәпсәндә қилиниду.
3 Мән икки гувачимға қудрәт беримән, шуниң билән улар бөз кийим кийип, вәһий-бешарәтләрни бир миң икки йүз атмиш күн йәткүзиду»
4 (булар йәр-зиминниң Рәбби алдида турған икки түп зәйтун дәриғи вә икки чирақдандур).
5 Бирәрси уларни зәхимләндүрмәкчи болса, еғизлиридин от пүркүлүп чиқип, дүшмәнлирини йәп түгитиду. Уларни зәхимләндүрмәкчи болғанлар мана шундақ өлтүрүлиду.
6 Улар бешарәт-вәһийни йәткүзгән күнләрдә ямғур яғдурмаслиққа асманни етиветиш қудритикә егә; суларни қанға айландуруш вә һәр хил бала-ваба билән йәр-зиминни халиған вақитта уруш қудритигиму егә.
7 Уларниң гувалиқ вәзиписи аяқлишиши билән, теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду. (Abyssos )
8 Җәсәтлири роһий җәһәттин Содом вә Мисир дәп атилидиған шу катта шәһәрниң ғол кочисида ятиду; шу йәрдә уларниң Рәббиму крестләнгән еди.
9 Һәр милләттин, һәр қәбилидин вә һәр хил тилда сөзлишидиғанлардин, һәр әлдин болған адәмләр уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн тикилип қарайду вә җәсәтләрниң йәрликкә қоюлушиға йол қоймайду.
10 Йәр йүзидә туруватқанлар уларниң бу һалидин хошаллинип, тәбриклишип, бир-биригә һәдийәләр әвәтишиду; чүнки бу икки пәйғәмбәр йәр йүзидикиләрни қийнайтти.
11 Лекин үч йерим күндин кейин, Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси иккиләнгә кирди, улар орнидин пут тирәп турди; уларға қараватқанларниң үстигә чоң бир қорқунуч чүшти.
12 Андин улар иккәйләнгә әрштин кәлгән: — «Бу яққа чиқ!» дегән жуқури бир авазни аңлиди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң көз алдида бир булут ичидә асманға көтирилди.
13 Дәл шу саат ичидә шиддәтлик йәр тәврәш йүз бәрди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири дәккә-дүккигә чөмүп, әрштики Худани улуқлашти.
14 Иккинчи «вай» өтүп кәтти; мана, үчинчи «вай» келишкә аз қалди.
15 Андин йәттинчи пәриштә канийини чалди; әрштә жуқури авазлар аңлинип мундақ дейилди: — «Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз Вә униң Мәсиһиниң падишалиғи болди, У әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду». (aiōn )
16 Худаниң алдида өз тәхтлиридә олтарған жигирмә төрт ақсақал йәргә жиқилип баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишти: —
17 «Шүкүрләр ейтимиз саңа, И бар Болғучи вә бар болған Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Чүнки улуқ қудритиңни қолуңға елип, Һөкүмүңни жүргүзүшкә башлидиң.
18 Әлләр ғәзәпләнгән еди, Әнди Сениң ғәзивиң йетип кәлди! Өлгәнләрни сорақ қилиш, Қул-хизмәткарлириң болған пәйғәмбәрләрни, Муқәддәс бәндиләрни, Төвән яки катта болсун намиңдин қорққанларни инъамиға егә қилиш, Йәр йүзини һалак қилғанларни һалак қилиш вақти кәлди».
19 Андин Худаниң әрштики ибадәтханиси ечилди вә униң әһдә сандуғи ибадәтханида көрүнди; чақмақлар, түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар, йәр тәврәш вә дәһшәтлик мөлдүр болди.