< Вәһий 10 >

1 Андин кейин, әрштин чүшүватқан йәнә бир күчлүк пәриштини көрдүм. У бир парчә булут билән йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һәсән-һүсән бар еди. Чирайи қуяшқа, путлири от түврүккә охшайтти;
και ειδον αλλον αγγελον ισχυρον καταβαινοντα εκ του ουρανου περιβεβλημενον νεφελην και ιρις επι της κεφαλης και το προσωπον αυτου ως ο ηλιος και οι ποδες αυτου ως στυλοι πυρος
2 қолида бир кичик ечиқлиқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини қуруқлуққа қоюп туруп,
και ειχεν εν τη χειρι αυτου βιβλαριδιον ανεωγμενον και εθηκεν τον ποδα αυτου τον δεξιον επι την θαλασσαν τον δε ευωνυμον επι την γην
3 ширниң һөкиришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмама өз авазлирини аңлитип сөз қилди.
και εκραξεν φωνη μεγαλη ωσπερ λεων μυκαται και οτε εκραξεν ελαλησαν αι επτα βρονται τας εαυτων φωνας
4 Йәттә гүлдүрмама сөз қилғанда, дегәнлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: — «Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» дегән авазни аңлидим.
και οτε ελαλησαν αι επτα βρονται τας φωνας εαυτων εμελλον γραφειν και ηκουσα φωνην εκ του ουρανου λεγουσαν μοι σφραγισον α ελαλησαν αι επτα βρονται και μη ταυτα γραψης
5 Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у пәриштә оң қолини асманға көтирип,
και ο αγγελος ον ειδον εστωτα επι της θαλασσης και επι της γης ηρεν την χειρα αυτου εις τον ουρανον
6 асманлар һәм уларда болғанларниң һәммисини, йәр-зимин һәм униңда болғанларниң һәммисини, деңиз һәм униңда болған һәммисини Яратқучи, йәни әбәдил-әбәткичә һаят Яшиғучи билән қәсәм қилип: — Вақит йәнә кәйнигә сүрүлмәйду; (aiōn g165)
και ωμοσεν εν τω ζωντι εις τους αιωνας των αιωνων ος εκτισεν τον ουρανον και τα εν αυτω και την γην και τα εν αυτη και την θαλασσαν και τα εν αυτη οτι χρονος ουκ εσται ετι (aiōn g165)
7 бәлки йәттинчи пәриштә канай челиш алдида, йәни авази аңлиниш алдидики күнләрдә, Худаниң Өз қул-хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә хуш хәвирини йәткүзгинидәк Униң сири түгәллинип, әмәлгә ашиду, — деди.
αλλα εν ταις ημεραις της φωνης του εβδομου αγγελου οταν μελλη σαλπιζειν και τελεσθη το μυστηριον του θεου ως ευηγγελισεν τοις εαυτου δουλοις τοις προφηταις
8 Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә сөзләп: — Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған пәриштиниң қолидики ечиқлиқ орам язмини алғин, деди.
και η φωνη ην ηκουσα εκ του ουρανου παλιν λαλουσα μετ εμου και λεγουσα υπαγε λαβε το βιβλαριδιον το ηνεωγμενον εν τη χειρι αγγελου του εστωτος επι της θαλασσης και επι της γης
9 Мән берип, пәриштиниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа: — Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду, деди.
και απηλθον προς τον αγγελον λεγων αυτω δος μοι το βιβλαριδιον και λεγει μοι λαβε και καταφαγε αυτο και πικρανει σου την κοιλιαν αλλ εν τω στοματι σου εσται γλυκυ ως μελι
10 Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим; дәрвәқә ағзимға һәсәлдәк татлиқ тетиди, лекин йегәндин кейин ашқазиним зөрдаб болди.
και ελαβον το βιβλαριδιον εκ της χειρος του αγγελου και κατεφαγον αυτο και ην εν τω στοματι μου ως μελι γλυκυ και οτε εφαγον αυτο επικρανθη η κοιλια μου
11 Шуниң билән маңа: — Сән көп милләтләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиғанлар вә падишалар тоғрисидики вәһий-бешарәтләрни йәнә җакалишиң лазим, дейилди.
και λεγει μοι δει σε παλιν προφητευσαι επι λαοις και εθνεσιν και γλωσσαις και βασιλευσιν πολλοις

< Вәһий 10 >