< Зәбур 1 >

1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған, Гунакарларниң йолида турмайдиған, Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур!
Rǝzillǝrning gepi boyiqǝ mangmaydiƣan, Gunaⱨkarlarning yolida turmaydiƣan, Mǝshirǝ ⱪilƣuqining ornida olturmaydiƣan adǝm bǝht tapur!
2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.
Uning hursǝnliki pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigarning tǝwrat-ⱪanunidilidur; U Pǝrwǝrdigarning ⱪanunini keqǝ-kündüz seƣinip oylaydu.
3 У худди ериқ бойиға тикилгән, Өз пәслидә мевисини беридиған, Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур; У немила қилса ронақ тапиду.
U huddi eriⱪ boyiƣa tikilgǝn, Ɵz pǝslidǝ mewisini beridiƣan, Yopurmaⱪliri solaxmaydiƣan dǝrǝhtǝktur; U nemila ⱪilsa ronaⱪ tapidu.
4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас; Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур.
Rǝzil adǝmlǝr bolsa undaⱪ bolmas; Ular huddi xamal uquriwǝtkǝn tozandǝktur.
5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду, Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду.
Xuning üqün rǝzillǝr soraⱪ künidǝ tik turalmaydu, Gunaⱨkarlar ⱨǝⱪⱪaniylarning jamaitidǝ ⱨeq bexini kɵtürüp turalmaydu.
6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән; Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.
Qünki Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniylarning yolini kɵngligǝ pükkǝn; Rǝzillǝrning yoli bolsa yoⱪilidu.

< Зәбур 1 >