< Зәбур 98 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.
2 Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.
3 У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.
4 Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!
5 Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, Чилтар билән, күйниң садаси билән!
6 Канай һәм сүнай авазлири билән, Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар;
7 Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!
8 Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;
9 Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.