< Зәбур 97 >

1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Йәр-зимин хуш болсун, Көплигән араллар шатлансун!
The Lord is king, let the earth rejoice: let her many isles be glad.
2 Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур, Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур;
Clouds and darkness are round about him, justice and right are the base of his throne.
3 Униң алдида от ялқуни жүриду, Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду;
Fire goes before him, and blazes around his steps,
4 Униң чақмақлири җаһанни йорутти, Йәр буни көрүп титрәп кәтти;
his lightnings illumine the world: the earth quakes at the sight.
5 Пәрвәрдигарниң алдида, Пүткүл зиминниң егисиниң алдида, Тағлар момдәк ерип кетиду.
Mountains melt like wax before the Lord of all the earth.
6 Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду, Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду.
The heavens proclaim his justice, all nations behold his glory.
7 Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду. Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар!
Shamed are all image-worshippers, who make a boast of their idols. All the gods bow before him.
8 Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди.
Zion is glad at the tidings, the towns of Judah rejoice because of your judgments, Lord.
9 Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
For you are most high over all the earth, greatly exalted above all gods.
10 Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду.
The Lord loves those who hate evil, he guards the lives of the faithful: from the hand of the wicked he saves them.
11 Һәққанийлар үчүн нур, Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур;
Light arises for the righteous, and joy for the upright in heart.
12 Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!
Rejoice in the Lord, you righteous: give thanks to his holy name.

< Зәбур 97 >