< Зәбур 96 >
1 Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар! Пүткүл йәр йүзи, Пәрвәрдигарни күйләңлар!
2 Пәрвәрдигарға нахша ейтиңлар, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, Ниҗатлиғини һәр күни елан қилиңлар!
3 Униң шан-шөһритини әлләр арисида, Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар!
4 Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур! У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
5 Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
6 Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
7 Пәрвәрдигарға [тәәллуғини] бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!
8 Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр; Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!
9 Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар; Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!
10 Әлләр арисида елан қилиңлар: — «Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Шуңа мана, дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла. У адиллиқ билән хәлиқләр үстидә һөкүм чиқириду.
11 Асманлар шатлансун, йәр-җаһан хуш болсун, Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!
12 Далалар һәм улардики һәммә яйрисун! У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду;
13 Чүнки мана, У келиду! У җаһанни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.