< Зәбур 95 >
1 Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли!
Kelinglar, Pǝrwǝrdigarni yangritip küylǝyli, Nijatliⱪimiz bolƣan Ⱪoram Teximizƣa tǝntǝnǝ ⱪilayli!
2 Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли!
Tǝxǝkkürlǝr bilǝn uning aldiƣa kelǝyli, Uningƣa küylǝr bilǝn tǝntǝnǝ ⱪilayli!
3 Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур.
Qünki Pǝrwǝrdigar — büyük bir ilaⱨtur, Pütkül ilaⱨlar üstidiki büyük bir Padixaⱨtur.
4 Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур.
Yǝrning tǝgliri Uning ⱪolididur, Taƣlarning qoⱪⱪilirimu Uningkidur.
5 Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди.
Dengiz Uningki, U uni yaratⱪan; Ⱪuruⱪluⱪni Uning ⱪolliri xǝkillǝndürdi.
6 Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли!
Kelinglar, Uningƣa bax urup sǝjdǝ ⱪilayli, Pǝrwǝrdigar Yaratⱪuqimiz aldida tiz pükǝyli!
7 Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар,
Qünki U bizning Hudayimizdur, Biz bolsaⱪ Uning yayliⱪidiki hǝlⱪ, Uning ⱪoli baⱪidiƣan ⱪoylarmiz. Bügün, ǝgǝr Uning awazini anglisanglar,
8 Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!
Əyni qaƣlarda Mǝribaⱨda bolƣandǝk, qɵl-bayawandiki Massaⱨda bolƣan kündǝk, Yürikinglarni jaⱨil ⱪilmanglar!
9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди.
Mana xu yǝrdǝ ata-bowiliringlar Meni sinidi, ispatlidi ⱨǝm ⱪilƣinimni kɵrdi.
10 Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим.
Mǝn ⱪiriⱪ yil xu dǝwrdin bizar bolup: — «Bular kɵnglidǝ adaxⱪan bir hǝlⱪtur, Mening yollirimni ⱨeq bilip yǝtmigǝn» — dedim.
11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.
Xunga Mǝn ƣǝzǝplinip ⱪǝsǝm iqip: — «Ular ⱨǝrgiz Mening aramgaⱨimƣa kirmǝydu» — dedim.