< Зәбур 94 >

1 И итиқамлар алғучи Тәңри, Пәрвәрдигар! И интиқамлар алғучи Тәңри, парлиғайсән!
I itiⱪamlar alƣuqi Tǝngri, Pǝrwǝrdigar! I intiⱪamlar alƣuqi Tǝngri, parliƣaysǝn!
2 Көтирилгин, Өзүңни көтәргин, и җаһанни Сорақ Қилғучи, Мәғрурларға җазасини бәргин!
Kɵtürülgin, Ɵzüngni kɵtürgin, i jaⱨanni Soraⱪ Ⱪilƣuqi, Mǝƣrurlarƣa jazasini bǝrgin!
3 Қачанғичә рәзилләр, и Пәрвәрдигар, Қачанғичә рәзилләр тәнтәнә қилип жүривериду?
Ⱪaqanƣiqǝ rǝzillǝr, i Pǝrwǝrdigar, Ⱪaqanƣiqǝ rǝzillǝr tǝntǝnǝ ⱪilip yüriweridu?
4 Қачанғичә һакавурларчә сөзләп валақшийду, Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси йоған гәп қилип жүриду?
Ⱪaqanƣiqǝ ⱨakawurlarqǝ sɵzlǝp walaⱪxiydu, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning ⱨǝmmisi yoƣan gǝp ⱪilip yüridu?
5 Улар хәлқиңни езиду, и Пәрвәрдигар, Сениң мирасиңға җәбир-җапа салмақта.
Ular hǝlⱪingni ezidu, i Pǝrwǝrdigar, Sening mirasingƣa jǝbir-japa salmaⱪta.
6 Тул аял вә ғерип-мусапирларни қирип, Йетим-йесирләрни өлтүрүп: —
Tul ayal wǝ ƣerip-musapirlarni ⱪirip, Yetim-yesirlǝrni ɵltürüp: —
7 «Яһ көрмәйду», «Яқупниң Худаси көңүл бөлмәйду», — дәйду.
«Yaⱨ kɵrmǝydu», «Yaⱪupning Hudasi kɵngül bɵlmǝydu», — dǝydu.
8 Силәр көңүл қоюңлар, и әлниң һамақәтлири! Ахмақлар, қачан дана болисиләр?
Silǝr kɵngül ⱪoyunglar, i ǝlning ⱨamaⱪǝtliri! Əhmǝⱪlǝr, ⱪaqan dana bolisilǝr?
9 Қулақни тиклигүчиниң Өзи аңлимамду? Көзни Ясиғучиниң Өзи көрмәмду?
Ⱪulaⱪni tikligüqining Ɵzi anglimamdu? Kɵzni Yasiƣuqining Ɵzi kɵrmǝmdu?
10 Әлләрни тәрбийилигүчи, Инсанға әқил-билим үгәткүчиниң Өзи адәмни әйиплимәмду?
Əllǝrni tǝrbiyiligüqi, Insanƣa ǝⱪil-bilim ɵgǝtküqining Ɵzi adǝmni ǝyiblimǝmdu?
11 Пәрвәрдигар инсанниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду.
Pǝrwǝrdigar insanning oy-hiyallirining tutami yoⱪluⱪini bilidu.
12 Сән тәрбийилигән адәм бәхитликтур, и Яһ, Йәни Сән Тәврат-қанунуңдин әқил үгитидиған киши бәхитликтур!
Sǝn tǝrbiyiligǝn adǝm bǝhtliktur, i Yaⱨ, Yǝni Sǝn Tǝwrat-ⱪanunungdin ǝⱪil ɵgitidiƣan kixi bǝhtliktur!
13 Шундақ қилип, таки пасиқлар үчүн орәк коланғичә — Сән уни яман күнләрдин хатирҗәм сақлайсән.
Xundaⱪ ⱪilip, taki pasiⱪlar üqün orǝk kolanƣuqǝ — Sǝn uni yaman künlǝrdin hatirjǝm saⱪlaysǝn.
14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини тәрк әтмәйду, Яки Өз мирасидин ваз кәчмәйду.
Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪini tǝrk ǝtmǝydu, Yaki Ɵz mirasidin waz kǝqmǝydu.
15 Чүнки һөкүм-пәрман һоқуқи һаман адаләткә қайтиду, Барлиқ дили дуруслар болса, униң кәйнидин маңиду.
Qünki ⱨɵküm-pǝrman ⱨoⱪuⱪi ⱨaman adalǝtkǝ ⱪaytidu, Barliⱪ dili duruslar bolsa, uning kǝynidin mangidu.
16 Мән үчүн яманлар билән қаршилишишқа ким орнидин туриду? Мән үчүн қәбиһлик қилғучилар билән қаршилишишиқа ким мәйданға чиқиду?
Mǝn üqün yamanlar bilǝn ⱪarxilixixⱪa kim ornidin turidu? Mǝn üqün ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilar bilǝn ⱪarxilixixiⱪa kim mǝydanƣa qiⱪidu?
17 Әгәр Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болмиған болса, Җеним балдур чиқип сүкүт диярида ятар еди.
Əgǝr Pǝrwǝrdigar manga yardǝmdǝ bolmiƣan bolsa, Jenim baldur qiⱪip süküt diyarida yatar idi.
18 Айиғим путлишай дегинидә, Өзгәрмәс муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мени йөлиди.
Ayiƣim putlixay deginidǝ, Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting, i Pǝrwǝrdigar, meni yɵlidi.
19 Ичимдики көплигән ғәм-әндишиләр арисида, Сениң тәсәллилириң җенимни сөйүндүрди.
Iqimdiki kɵpligǝn ƣǝm-ǝndixilǝr arisida, Sening tǝsǝlliliring jenimni sɵyündürdi.
20 Инсапсизлиқни қанунға айландуридиған, Ач көз олтарған бир тәхт, Сән билән алақидә боламду?
Insapsizliⱪni ⱪanunƣa aylanduridiƣan, Aq kɵz olturƣan bir tǝht, Sǝn bilǝn alaⱪidǝ bolamdu?
21 Улар һәққанийларниң җениға һуҗум қилишқа жиғилиду, Бигуна қанни төкидиған һөкүмләрни чиқармақта.
Ular ⱨǝⱪⱪaniylarning jeniƣa ⱨujum ⱪilixⱪa yiƣilidu, Bigunaⱨ ⱪanni tɵkidiƣan ⱨɵkümlǝrni qiⱪarmaⱪta.
22 Бирақ Пәрвәрдигар мениң егиз қорғиним болиду; Һә, мениң Худайим панаһ Қорам Тешимдур.
Biraⱪ Pǝrwǝrdigar mening egiz ⱪorƣinim bolidu; Ⱨǝ, mening Hudayim panaⱨ Ⱪoram Teximdur.
23 У уларниң қәбиһлигини өз бешиға салиду, Уларниң өз явузлуқлири билән уларни үзүп ташлайду, Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Худайимиз уларни үзүп ташлар.
U ularning ⱪǝbiⱨlikini ɵz bexiƣa salidu, Ularning ɵz yawuzluⱪliri bilǝn ularni üzüp taxlaydu, Bǝrⱨǝⱪ, Pǝrwǝrdigar Hudayimiz ularni üzüp taxlar.

< Зәбур 94 >