< Зәбур 93 >
1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла.
The LORD reigns! He is clothed with majesty! The LORD is armed with strength. The world also is established. It can’t be moved.
2 Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән!
Your throne is established from long ago. You are from everlasting.
3 Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!
The floods have lifted up, LORD, the floods have lifted up their voice. The floods lift up their waves.
4 Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!
Above the voices of many waters, the mighty breakers of the sea, the LORD on high is mighty.
5 Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.
Your statutes stand firm. Holiness adorns your house, LORD, forever more.