< Зәбур 92 >
1 Шабат күни үчүн бир күй-нахша: — Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиш, Намиңни күйләш әладур, и Һәммидин Алий Болғучи!
Shabat küni üchün bir küy-naxsha: — Perwerdigargha teshekkür éytish, Namingni küylesh eladur, i Hemmidin Aliy Bolghuchi!
2 Өзгәрмәс муһәббитиңни сәһәрдә, Кечиләрдә болса, һәқиқәт-садақитиңни җакалаш,
Özgermes muhebbitingni seherde, Kéchilerde bolsa, heqiqet-sadaqitingni jakarlash,
3 Он тарлиқ саз вә равабни челип, Чилтар билән муңлуқ аһаңда челиш әладур!
On tarliq saz we rawabni chélip, Chiltar bilen mungluq ahangda chélish eladur!
4 Чүнки Сән Пәрвәрдигар, Өз қилғиниң арқилиқ мени хурсән қилдиң, Қоллириңниң қилғанлири билән мән роһлинип нахша ейтимән.
Chünki Sen Perwerdigar, Öz qilghining arqiliq méni xursen qilding, Qolliringning qilghanliri bilen men rohlinip naxsha éytimen.
5 Пәрвәрдигар, қилған ишлириң немидегән улуқдур! Ойлириң наһайити чоңқурдур!
Perwerdigar, qilghan ishliring némidégen ulughdur! Oyliring nahayiti chongqurdur!
6 Беғәм киши буни билмәс, Һамақәт буни чүшәнмәс,
Bighem kishi buni bilmes, Hamaqet buni chüshenmes,
7 Рәзилләр от-чөптәк айниғанда, Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси гүлләнгәндә, Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур!
Reziller ot-chöptek aynighanda, Qebihlik qilghuchilarning hemmisi güllen’gende, Menggü halak bolup kétidighanlar shulardur!
8 Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, әбәдил-әбәт үстүн турисән.
Lékin Sen, i Perwerdigar, ebedil’ebed üstün turisen.
9 Чүнки мана дүшмәнлириң, и Пәрвәрдигар, Мана дүшмәнлириң йоқилиду; Барлиқ қәбиһлик қилғучилар тирипирән қиливетилиду!
Chünki mana düshmenliring, i Perwerdigar, Mana düshmenliring yoqilidu; Barliq qebihlik qilghuchilar tiripiren qiliwétilidu!
10 Мүңгүзүмни явайи буқиниңкидәк көтирисән; Бешим йеңи май сүркәп, мәсиһ қилиниду.
Münggüzümni yawayi buqiningkidek kötürisen; Béshim yéngi may sürkep, mesih qilinidu.
11 Мени қәст қилғанларниң [мәғлубийитини] өз көзум көриду; Маңа қаршилишишқа қозғалған рәзиллик қилғучиларниң [тән бәргәнлигиниму] қулиқим аңлайду.
Méni qest qilghanlarning [meghlubiyitini] öz közum köridu; Manga qarshilishishqa qozghalghan rezillik qilghuchilarning [ten bergenlikinimu] quliqim anglaydu.
12 Һәққаний адәм хорма дәриғи кәби гүлләп-яшнайду; У Ливандики кедр дәриғидәк өсиду.
Heqqaniy adem xorma derixi kebi güllep-yashnaydu; U Liwandiki kédr derixidek ösidu.
13 Пәрвәрдигарниң өйигә тикилгәнләр, Худайимизниң һойлилирида гүллиниду;
Perwerdigarning öyige tikilgenler, Xudayimizning hoylilirida güllinidu;
14 Улар қериғандиму йәнә мевә бериду, Сулуқ һәм йешил улар;
Ular qérighandimu yene méwe béridu, Suluq hem yéshil ular;
15 Шуниң билән улар Пәрвәрдигар дурустур, дәп испатлайду; У мениң қорам тешимдур, Униңда һеч наһәқлик йоқтур!
Shuning bilen ular Perwerdigar durustur, dep ispatlaydu; U méning qoram téshimdur, Uningda héch naheqlik yoqtur!