< Зәбур 91 >
1 Әң Алий Болғучиниң мәхпий җайида турғучи, Һәммигә қадирниң сайисидә арамхуда яшайду.
2 Мән Пәрвәрдигарни: — «Мениң башпанаһим, Мениң қорғиним; Мениң Худайим, Униңға тайинимән» — дәймән.
3 Бәрһәқ, У қилтақчиниң тозиқидин сени қутулдуриду, Шум ваба-қазадин һәм халас етиду.
4 У пәйлири билән сени япиду; Қанатлири астида панаһ таписән; Униң һәқиқити саңа қалқан һәм истиһкамдур.
5 Сән нә кечидики вәһимидин, Нә күндүзи учуватқан оқтин,
6 Нә қараңғулуқта кәзгүчи вабадин, Нә чүш вақтида вәйранчилиқ қилғучи һалакәттин қорқмайсән.
7 Сениң йениңда миңи жиқилип, Оң йеқиңда он миңи ғулап чүшсиму, Лекин бала-қаза саңа йеқинлашмайду.
8 Сән пәқәт көзлириң билән беқип, Пасиқларға берилгән җазани көрисән.
9 Пәрвәрдигарни панаһим дәп билгиниң үчүн, Һәммидин Алий Болғучини макан қилғиниң үчүн,
10 Бешиңға һеч палакәт чүшмәйду, Һеч ваба чедириңға йеқинлашмайду.
11 У Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду, Шуниң билән улар пүткүл йоллириңда сени сақлайду.
12 Айиғиң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, Улар сени қоллирида көтирип жүриду.
13 Шир вә кобра илан үстидин бесип өтисән, Аслан вә әҗдиһани дәссәп-чәйләйсән.
14 «У Маңа муһәббитини бағлиғанлиғи үчүн, Мән уни қутулдуримән; У намимни тән алғини үчүн жуқурида сақлаймән.
15 У Маңа нида қилиду, Мән униңға җавап беримән; Еғир күн уни басқанда униң билән биллә болимән; Мән уни халас қилип, иззәт-һөрмәткә сазавәр қилимән.
16 Узақ өмүр билән уни қандуримән, Һәм ниҗатлиғимни униңға көрситимән».