< Зәбур 90 >
1 Худаниң адими болған Мусаниң дуаси: — Я Рәббим, Сән барлиқ дәвирдә бизгә макан болуп келиватисән;
2 Тағлар вуҗудқа кәлмәстин бурун, Сән йәр вә аләмни шәкилләндүрмәстин бурун, Әзәлдин әбәткичә Тәңридурсән.
3 Сән инсанни тупраққа айландуруп: — «Һәй, инсан балилири, қайтиңлар!» — дәйсән.
4 Мана, Сениң нәзириңдә миң жил — Өтүп кәткән түнүгүнки бир күн, Түндики бир җесәктур, халас.
5 Сән адәмләрни су ташқинидәк елип кетисән, Улар өтүп кәткән бир уйқидәк, Таң сәһәрдә үнүп чиққан от-чөпкә охшайду —
6 Әтигәндә улар көкирип үниду, Кечиси болса кесилип, солишип кетәр.
7 Чүнки биз ғәзивиң билән йоқаймиз, Қәһриң билән дәккә-дүккидә қалимиз.
8 Сән қәбиһликлиримизни көз алдиңға, Йошурун қилмишлиримизни җамалиңниң нури алдиға қойдуң.
9 Барлиқ күнлиримиз дәрғәзивиң астида өтүп кетиду, Жиллиримизни бир уһ тартиш биләнла түгитимиз.
10 Өмримизниң жиллири йәтмиш жил, Мағдуримиз бар болса сәксән жил; Бирақ уларниң пәхри җапа вә беһудиликтур; Һаят тезлик билән үзәр, Мана, биз учуп кәттуқ.
11 Саңа болған һөрмәт-әйминишниң аз-көплүгигә қарап һесаплинидиған, Аччиғиңниң шиддитини ким билсун?
12 Шуңа көңлимизни даналиққа қоюшимиз үчүн, Күнлиримизни санашни бизгә үгәткәйсән!
13 Йенимизға қайтқайсән, и Пәрвәрдигар, Сени қачанғичә...?! Қуллириңға рәһим қилғайсән!
14 Бизни әтигәндә өзгәрмәс муһәббитиң билән қандурғайсән; Ундақта барлиқ күнлиримиздә күйләрни яңритип шатлинимиз.
15 Сән бизни җапаға чөмгән күнләргә асасән, Күлпәтни көргән жиллиримизға асасән йәнә хурсән қилғин!
16 Улуқ ишлириң қуллириңға көрүнгәй, Шану-шәвкитиң уларниң оғуллириғиму ашкарә болғай!
17 Пәрвәрдигар Худайимизниң шерин мәрһәмити үстимиздә болғай, Қолимизниң ишлирини үстимизгә бәрикәтлик қилғайсән, Бәрһәқ, қолимизниң ишлирини бәрикәтлик қилғайсән!