< Зәбур 9 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мән Сән Пәрвәрдигарни пүтүн қәлбим билән мәдһийәләймән; Мән Сениң қилған барлиқ карамәтлириңни баян қилай;
2 Мән Сәндин хошал болуп шатлинимән; Сениң намиңни нахша қилип ейтимән, и Һәммидин Алий!
3 Мениң дүшмәнлиримниң кәйнигә йенишлири болса, Дәл уларниң сениң дидариң алдида жиқилип, йоқилишидин ибарәт болиду.
4 Чүнки Сән мениң һәққим һәм дәвайимни соридиң; Сән тәхткә олтирип, һәққанийларчә сотлидиң.
5 Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң; Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
6 И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди! Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң, Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
7 Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип [һөкүм сүриду]; У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
8 Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур; Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
9 Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ, Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.
10 Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду; Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
11 Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар! Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
12 Чүнки [төкүлгән] қанниң сориғини қилғучи удур, У дәл шундақ кишиләрни әсләйду, Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
13 Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар, Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки, Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
14 Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп, Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән; Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
15 Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти, Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.
16 Пәрвәрдигар чиқарған һөкүми билән тонулар; Рәзил адәмләр өз қолида ясиғини билән илинип қалди. Хиггаон (Селаһ)
17 Рәзилләр, Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр, Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду. (Sheol )
18 Чүнки намратлар мәңгүгә әстин чиқирилмайду; Мөминләрниң үмүти мәңгү өчмәй, туривериду.
19 И Пәрвәрдигар, орнуңдин турғин; Адәм балилириниң ғәлибә қилишиға йол қоймиғин; Һозуруң алдида барлиқ әлләр сотлансун.
20 Уларни дәккә-дүккигә чүшүр, и Пәрвәрдигар; Әлләр өзлирини биз пәқәт адәм балилири халас, дәп билсун! (Селаһ)