< Зәбур 89 >
1 Әзраһлиқ Етан язған «Масқил»: — Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс муһәббитини әбәдий күйләймән, Ағзимда дәвирдин-дәвиргичә һәқиқәт-садақитиңни аян қилимән.
2 Чүнки мән: Өзгәрмәс муһәббәт мәңгүгә тиклинип маңиду, Сән һәқиқәт-садақитиңни әршиәлада мустәһкәмләватисән — дәп билдим;
3 Сән дедиңки: — «Мән талливалғиним билән әһдә түзгәнмән; Қулум Давутқа қәсәм қилдим: —
4 Сениң әвладиңни мәңгү давам қилдуримән, Тәхтиңни әвлаттин-әвлатқа қуруп чиқимән». (Селаһ)
5 Һәм асманларму Сениң мөҗизилириңни тәбрикләйду, и Пәрвәрдигар, Муқәддәсләрниң җамаитидә улар һәқиқәт-садақитиңни мәдһийиләйду;
6 Чүнки асманларда Пәрвәрдигарниң тәңдиши барму? Қудрәт Егисиниң оғуллири арисида Пәрвәрдигарға охшайдиған ким бар?
7 Тәңриниң һәйвиси муқәддәсләрниң мәҗлисидикиләрни қаттиқ титритиду, Униң әтрапидикиләрниң һәммиси үчүн У қорқунучлуқтур.
8 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Қудрәтлик Яһ, Саңа охшайдиған ким бар? Әтрапиңда һәқиқәт-садақитиң туруқлуқтур.
9 Деңизниң мәғрурлуғи үстидин һөкүм сүрисән, Долқунлири өркәшлигәндә, сән уларни тиничландурисән;
10 Раһабни өлгидәк янҗидиңсән, Күчлүк билигиң билән дүшмәнлириңни тирипирән қилип тарқитивәттиң.
11 Асманлар сениңки, йәрму Сениңкидур, Җаһан һәм униңға толған һәммини бәрпа қилдиң.
12 Шимал вә җәнупни, уларни яратқансән, Табор вә Һәрмон чоққилири намиңни яңритип күйләр.
13 Қудрәтлик биләк сениңкидур; Күчлүктур Сениң қолуң, оң қолуң һәм көтириклүктур.
14 Тәхтиңниң ули һәққанийлиқ һәм адаләттур, Муһәббәт һәм һәқиқәт-садақәт дайим дидариң алдида маңиду.
15 Тәнтәнә садасини билгән хәлиқ бәхитликтур; Улар Сениң җамалиңниң нурида маңиду, и Пәрвәрдигар!
16 Улар намиңда күн бойи шат болар, Һәққанийлиғиңда улар көтирилди.
17 Чүнки уларниң күчиниң шан-шәриви өзүңдурсән, Сениң илтипатиң билән мүңгүзимиз көтирилиду.
18 Чүнки Пәрвәрдигар бизниң қалқинимиз, Исраилдики Муқәддәс Болғучи Шаһимиздур.
19 Сән бурун Өз мөмин бәндәңгә ғайипанә аламәттә көрүнүп сөз қилип шуни дегән едиңсән: — «Мән бир әзимәт үстигә ярдимимни қондурдум, Әл арисидин мән талливалған бирисини көтәрдим;
20 Қулум Давутни таптим, Муқәддәс мейим билән Мән уни мәсиһ қилип тиклидим.
21 Қолум униңға яр болушқа бекитилгән, Билигим уни күчләндүриду.
22 Дүшмән униңдин һеч алван-селиқ алмайду, Пәскәш адәм уни қистимайду;
23 Бәлки Мән рәқиплирини униң алдида янҗиймән, Уни өч көргәнләрни йәр билән йәксан қилимән;
24 Өз һәқиқәт-садақитим һәм меһир-муһәббитим униңға яр болар, Һәм Мениң намим билән униң мүңгүзи көтирилиду.
25 Мән униң қолини деңиз үстидә, Оң қолини дәриялар үстидә қойимән.
26 У Мени чақирип дәйдуки: — «Сән мениң Атам, мениң Тәңрим, Ниҗатлиғим болған қорам тешимдурсән!».
27 Мән йәнә уни Мениң тунҗа оғлум дәп, Дуния падишалиридин әң жуқуриси қилимән.
28 Мениң муһәббитимни униң үчүн әбәдий қалдуримән, Мениң әһдәм униң билән мәһкәм туриду;
29 Мән униң нәслини әбәдийләштүримән, Униң тәхтини асманниң күнлиридәк давам қилдуримән.
30 Мабада оғуллири Тәврат-қанунумдин чиқип, Һөкүмлирим бойичә жүрмисә,
31 Бәлгүлимилиримни бузса, Әмирлиримгә итаәт қилмиса,
32 — У вақитта итаәтсизлигини таяқ билән, Гунайини яра-җараһәт билән җазалаймән.
33 Лекин муһәббитимни униңдин үзүп қоймаймән, Һәқиқәт-садақитимгә хиянәт қилмаймән;
34 Мән түзгән әһдәмни әсла бузмаймән, Ләвлиримдин чиққанлирини һеч өзгәртмәймән.
35 Мән бир қетим пак-муқәддәслигимгә қәсәм ичтим — Давутқа қәти ялған сөзлимәймән: —
36 «Униң әвлади әбәдий давамлишар; Униң тәхти көз алдимдики қуяш кәби турар;
37 У ай кәби мәңгүлүк мустәһкәмлинәр, Асмандики турғун гувачидәк мәзмут турар». (Селаһ)
38 Бирақ Сән буларни чәткә қеқип, тенип кәттиң; Сән мәсиһ қилған падишаға қаттиқ ғәзәпләндиң.
39 Қулуң билән түзгән әһдидин ваз кәчтиң, Униң таҗини йәргә ташлап дағ тәккүздуң.
40 Униң барлиқ там-пасиллирини жиқитип, Қәлъәлирини харабиликкә айландурдуң.
41 Йолдин өтүватқанларниң һәммиси уни булимақта, У барлиқ хошнилири алдида рәсва болди.
42 Уни әзгәнләрниң оң қолини жуқури көтәрдиң, Пүткүл дүшмәнлирини хошал қилдиң.
43 Бәрһәқ, Сән униң қиличиниң бисини қайривәттиң, Җәңдә уни тик турғузмидиң.
44 Униң җулалиқини йоқитип, Униң тәхтини йәргә өрүвәттиңсән.
45 Яшлиқ күнлирини Сән қисқарттиң, Уни хиҗаләткә чөмдүрдүң. (Селаһ)
46 Қачанғичә, и Пәрвәрдигар? Өзүңни әбәдий йошуриверәмсән? Қәһриң от кәби мәңгү янарму?
47 Маңа нисбәтән, өмүрниң қис екәнлигини әстә тутқин! Немишқиму барлиқ инсан балилирини беһудиликкә яратқансән?
48 Қени, қайси адәм яшап өлүмни көрмәйдикән? У җенини тәһтисараниң чаңгилидин қутқузаламдикән? (Селаһ) (Sheol )
49 Сән һәқиқәт-садақитиңдә Давутқа қәсәм ичкән, Авалқи меһир-муһәббәтләр қәйәрдә қалди, я Рәббим?
50 Қуллириң учраватқан мәсқириләрни яд әткәйсән, и Рәб — Мән ичимдә пүткүл күчлүк әлләрниң мазақлирини көтирип жүримән —
51 Дүшмәнлириңниң Өзүң мәсиһ қилғанниң қәдәмлирини қанчилик мәсқирилигинини, И Пәрвәрдигар, яд әткәйсән!
52 Пәрвәрдигарға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Амин! Амин!