< Зәбур 88 >
1 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: — Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Махалат-леанот» аһаңида оқулсун дәп, Әзралиқ Һеман язған «Масқил»: — И Пәрвәрдигар, ниҗатлиғим болған Худа, Кечә-күндүз Саңа налә қилип кәлдим.
2 Дуайим Сениң алдиңға кирип иҗабәт болсун; Нидайимға қулақ салғайсән;
3 Чүнки дәрдләрдин җеним тойған, Һаятим тәһтисараға йеқинлашқан, (Sheol )
4 Һаңға чүшүватқанлар қатарида һесаплинимән; Күч-мадари қуруған адәмдәк болуп қалдим.
5 Өлүкләр арисиға ташланғанмән, Қирилип қәбирдә ятқанлардәк; Сән уларни йәнә әслимәйсән, Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған.
6 Сән мени һаңниң әң тегигә, Зулмәтлик җайларға, деңизниң чоңқур йәрлиригә чөмдүрдүң.
7 Қәһриң үстүмгә еғир жүктәк басти, Барлиқ долқунлириң билән мени қийнидиң.
8 Мәндин дост-бурадәрлиримни жирақлаштурдуң; Уларни мәндин йиргәндүрдүң; Мән қамалғанмән, һеч чиқалмаймән.
9 Көзлирим азап-оқубәттин хирәләшти; Һәр күни Саңа нида қилимән, и Пәрвәрдигар, Қоллиримни Саңа көтирип кәлдим.
10 Өлүкләргә мөҗизә көрситәрсәнму? Мәрһумлар орнидин туруп Саңа тәшәккүр ейтарму?
11 Өзгәрмәс муһәббитиң қәбирдә баян қилинарму? Һалакәт диярида садиқлиқ-һәқиқитиң махтиларму?
12 Карамәтлириң зүлмәттә тонуларму? Һәққанийлиғиң «унтулуш зимини»дә билинәрму?
13 Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигар, Саңа пәряд көтиримән, Таң сәһәрдә дуайим алдиңға кириду.
14 И Пәрвәрдигар, немигә җенимни ташливәттиң? Немигә җамалиңни мәндин йошурдуң?
15 Яшлиғимдин тартип мән езилгән, бемардурмән; Вәһшәтлириңни көрүверип һеч һалим қалмиди.
16 Қәһриң үстүмдин өтти; Вәһимилириң мени набут қилди.
17 Улар күн бойи ташқин сулиридәк мени оравалди, Тамамән мени чөмдүрди.
18 Җан достлиримни, ағинилиримни мениңдин жирақлаштурдуң, Мениң әзиз достум болса қараңғулуқтур!