< Зәбур 87 >
1 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: — Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.
2 Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду, Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
3 Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири! (Селаһ)
4 «Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән; Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә; Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.
5 Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: — «Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған, Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6 Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: — «Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду. (Селаһ)
7 Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: — «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»