< Зәбур 86 >
1 Давутниң дуаси: Қулиқиңни мән тәрәпкә тутқин, и Пәрвәрдигар, маңа җавап бәргәйсән; Чүнки мән езилгән вә һаҗәтмәндурмән.
2 Җенимни сақлиғайсән, Чүнки мән Саңа мөминдурмән; И Сән Худайим, Саңа таянған қулуңни қутқузғайсән;
3 Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән, и Рәб, Чүнки мән күн бойи Саңа нида қилимән.
4 Қулуңниң җенини шат қилғин, Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
5 Чүнки Сән Рәб, меһриван, кәчүрүмчан Сән! Өзәңгә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә зор меһир-муһәббәт көрсәткүчидурсән!
6 Мениң дуайимға қулақ салғин, и Пәрвәрдигар, Йелинишлиримниң садасини аңлиғайсән;
7 Бешимға күн чүшкәндә, Мән Саңа илтиҗа қилимән, Чүнки Сән маңа җавап берисән.
8 Илаһлар арисида Сениң тәңдишиң йоқтур, и Рәб; Қилған ишлириңниңму тәңдиши йоқтур.
9 Сән яратқан барлиқ әлләр келип сениң алдиңда сәҗдә қилиду, и Рәб, Намиңни улуқлайду.
10 Чүнки Сән наһайити бүйүксән, Мөҗизиләрни Яратқучидурсән; Сән Худадурсән, ялғуз Сәнла.
11 Өз йолуңни маңа үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Вә Сениң һәқиқитиңдә жүримән; Намиңға һөрмәт-әймиништә болушум үчүн, қәлбимни пүтүн қилғайсән.
12 Я Рәббим Худа, пүтүн қәлбим билән Сени мәдһийиләймән, Әбәдил-әбәт намиңни улуқлаймән.
13 Чүнки маңа болған меһир-муһәббитиң зордур, Сән тәһтисараниң тәглиридин җенимни қутқузисән; (Sheol )
14 И Худа, тәкәббурлар маңа қарши көтирилди, Әшәддийләрниң җамаити җенимни издимәктә, Улар Сени нәзиригә алмәйду!
15 Амма Сән, Рәб, рәһимдил вә шәпқәтлик Илаһсән, Асанлиқчә аччиқланмайсән, Меһир-муһәббәт һәм һәқиқәт-садиқлиғиң тешип туриду.
16 Мән тәрәпкә бурулуп, шәпқәт көрсәткәйсән; Өз қулуңға күчүңни бәргәйсән, Дедигиңниң оғлини қутқузғайсән!
17 Маңа өчмәнләрниң уни көрүп хиҗил болуши үчүн, Илтипатиңни көрситидиған бир аламәтни маңа көрсәткин; Чүнки Сән Пәрвәрдигар, маңа ярдәм қилдиң, Маңа тәсәлли берип кәлгәнсән.