< Зәбур 83 >
1 Асафниң күй-нахшиси: — И Худа, үн чиқармай турувалма, Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим!
2 Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта, Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.
3 Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду, Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду.
4 Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли! Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә.
5 Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти; Улар Саңа қарши иттипақ түзди.
6 Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири, Моаб һәм Һагрийлар;
7 Гәбал, Аммон, вә Амаләк; Филистийә һәмдә Тур аһалилири,
8 Асурийәму уларға қошулди; Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән. (Селаһ)
9 Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға, Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән;
10 Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди, Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.
11 Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән;
12 Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан.
13 И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк, Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.
14 От орманлиққа туташқанға охшаш, Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,
15 Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән, Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;
16 Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн, Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
17 Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун, Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун.
18 Улар билсунки, Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.