< Зәбур 81 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй: — Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар, Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар!
εἰς τὸ τέλος ὑπὲρ τῶν ληνῶν τῷ Ασαφ ψαλμός ἀγαλλιᾶσθε τῷ θεῷ τῷ βοηθῷ ἡμῶν ἀλαλάξατε τῷ θεῷ Ιακωβ
2 Нахшини яңритип, дапни елип, Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар!
λάβετε ψαλμὸν καὶ δότε τύμπανον ψαλτήριον τερπνὸν μετὰ κιθάρας
3 Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар!
σαλπίσατε ἐν νεομηνίᾳ σάλπιγγι ἐν εὐσήμῳ ἡμέρᾳ ἑορτῆς ἡμῶν
4 Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур.
ὅτι πρόσταγμα τῷ Ισραηλ ἐστὶν καὶ κρίμα τῷ θεῷ Ιακωβ
5 У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
μαρτύριον ἐν τῷ Ιωσηφ ἔθετο αὐτὸν ἐν τῷ ἐξελθεῖν αὐτὸν ἐκ γῆς Αἰγύπτου γλῶσσαν ἣν οὐκ ἔγνω ἤκουσεν
6 — «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
ἀπέστησεν ἀπὸ ἄρσεων τὸν νῶτον αὐτοῦ αἱ χεῖρες αὐτοῦ ἐν τῷ κοφίνῳ ἐδούλευσαν
7 Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». (Селаһ)
ἐν θλίψει ἐπεκαλέσω με καὶ ἐρρυσάμην σε ἐπήκουσά σου ἐν ἀποκρύφῳ καταιγίδος ἐδοκίμασά σε ἐπὶ ὕδατος ἀντιλογίας διάψαλμα
8 — «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
ἄκουσον λαός μου καὶ διαμαρτύρομαί σοι Ισραηλ ἐὰν ἀκούσῃς μου
9 Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
οὐκ ἔσται ἐν σοὶ θεὸς πρόσφατος οὐδὲ προσκυνήσεις θεῷ ἀλλοτρίῳ
10 Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
ἐγὼ γάρ εἰμι κύριος ὁ θεός σου ὁ ἀναγαγών σε ἐκ γῆς Αἰγύπτου πλάτυνον τὸ στόμα σου καὶ πληρώσω αὐτό
11 — Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
καὶ οὐκ ἤκουσεν ὁ λαός μου τῆς φωνῆς μου καὶ Ισραηλ οὐ προσέσχεν μοι
12 Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
καὶ ἐξαπέστειλα αὐτοὺς κατὰ τὰ ἐπιτηδεύματα τῶν καρδιῶν αὐτῶν πορεύσονται ἐν τοῖς ἐπιτηδεύμασιν αὐτῶν
13 — Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
εἰ ὁ λαός μου ἤκουσέν μου Ισραηλ ταῖς ὁδοῖς μου εἰ ἐπορεύθη
14 Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим, Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим.
ἐν τῷ μηδενὶ ἂν τοὺς ἐχθροὺς αὐτῶν ἐταπείνωσα καὶ ἐπὶ τοὺς θλίβοντας αὐτοὺς ἐπέβαλον τὴν χεῖρά μου
15 Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди; Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти;
οἱ ἐχθροὶ κυρίου ἐψεύσαντο αὐτῷ καὶ ἔσται ὁ καιρὸς αὐτῶν εἰς τὸν αἰῶνα
16 Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим, Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим».
καὶ ἐψώμισεν αὐτοὺς ἐκ στέατος πυροῦ καὶ ἐκ πέτρας μέλι ἐχόρτασεν αὐτούς

< Зәбур 81 >