< Зәбур 8 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та орунлансун дәп, Давут язған күй: — И, Өз һәйвәңни асманлардинму жуқури тиклигән Пәрвәрдигар Рәббимиз, Пүткүл йәр йүзидә намиң шунчә шәрәпликтур!
2 Өз рәқиплириң түпәйлидин, Дүшмән вә қисасчиларниң ағзини етишкә, Бовақлар вә әмгүчиләрниң ағзидин күч тиклидиңсән.
3 Мән бармақлириңниң ясиғини болған асманлириңға, Сән мәзмут бекиткән ай-юлтузларға қариғинимда,
4 Сән инсанни сеғинидикәнсән, Әнди адәм дегән немә еди? Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән, Инсан балиси қанчилик немә еди?
5 Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән, Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип бәрдиң.
6 Уни қолуңниң ясиғанлирини идарә қилишқа тиклидиң; Сән барлиқ нәрсиләрни униң пути астиға қойғансән,
7 Җүмлидин барлиқ қой-калилар, Даладики барлиқ җаниварлар,
8 Асмандики учар-қанатлар, Деңиздики белиқлар, Деңизларниң йоллиридин өткүчиләрниң барлиғини пути астиға қойдуң.
9 И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә!