< Зәбур 79 >
1 Асаф язған күй: — И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди; Улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди; Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди.
2 Улар қуллириңниң җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға йәм қилип, Мөмин бәндилириңниң әтлирини даладики һайванатларға ташлап бәрди.
3 Улар хәлқиңниң қанлирини Йерусалим әтрапида судәк аққузди, Җәсәтлирини көмгили бирәр адәмму қалдурмиди.
4 Хошнилиримиз алдида рәсваға қалдуқ, Әтрапимиздикиләргә мәсқирә вә мазақ объекти болдуқ.
5 Қачанғичә, и Пәрвәрдигар? Сән мәңгүгә ғәзәплинәмсән? Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду?
6 Қәһриңни Сени тонумиған әлләр үстигә, Намиңни билмигән падишалиқлар үстигә төккәйсән!
7 Чүнки улар Яқупни ялмап, Униң маканини харабиликкә айландурувәтти.
8 Ата-бовилиримизниң қәбиһликлирини бизгә һесаплимиғайсән; Рәһимдиллиқлириң бизниң йенимизға чапсан кәлгәй! Чүнки биз интайин пәс әһвалға чүшүрүлдуқ.
9 Өз намиңниң шөһрити үчүн бизгә ярдәм қилғайсән, и ниҗатлиғимизниң Худаси, Намиң үчүн бизни қутқузғайсән, гуналиримизни кафарәт қилип кәчүргәйсән;
10 Әлләр немишкә: «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду? Қуллириң төккән қан қәрзиниң һесави әлләр арисида, көз алдимизда қилинсун.
11 Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй; Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.
12 И Рәб, ят хошнилиримизниң Саңа қилған зор һақаритини йәттә һәссә қошуп өзлиригә, Йәни уларниң ичи-бағриға қайтурғайсән;
13 Шундақ қилип, Сениң хәлқиң — Өзүң баққан қойлириң болған бизләр, Саңа мәңгүгә тәшәккүрләр ейтимиз, Әвлаттин әвлатқичә Сениң мәдһийилириңни аян қилимиз.