< Зәбур 78 >
1 Асаф язған «Масқил»: — И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар, Ағзимдики сөзләргә қулақ селиңлар.
2 Мән ағзимни бир тәмсил билән ачимән, Қедимки тепишмақларни елан қилимән.
3 Биз буларни аңлиған, билгән, Ата-бовилиримиз уларни бизгә ейтип бәргән.
4 Биз буларни уларниң әвлатлиридин йошурмаймиз, Келидиған дәвиргә Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини, Униң күч-қудритини, Униң қилған карамәт ишлирини баян қилимиз.
5 Чүнки У Яқупта бир агаһ-гувани бекиткән, Исраилда бир қанунни орнатқан; У ата-бовилиримизға буларни өз пәрзәнтлиригә үгитишни буйруған;
6 Шундақ қилип келәр дәвир, Йәни туғулидиған балиларму буларни билсун, Уларму орнидин туруп өз балилириға буларни үгәтсун;
7 Пәрзәнтлири үмүтини Худаға бағлисун, Тәңриниң қилғанлирини унтумисун, Бәлки Униң әмирлиригә кирсун;
8 Улар ата-бовилириға охшимисун дәп, Йәни җаһил һәм асий бир дәвир, Өз қәлбини дурус қилмиған, Роһи Тәңригә вапалиқта турмиған бир дәвиргә охшимисун дәп, У шундақ [буйруғандур].
9 Мана Әфраимниң әвлатлири, Қуралланған оқячилар болсиму, Җәң күнидә сәптин янди.
10 Улар Худаниң әһдисини тутмиди, Бәлки Униң Тәврат-қанунида меңишни рәт қилди.
11 Улар Униң қилғанлирини, Өзлиригә көрсәткән карамәтлирини унтуди.
12 У Мисирниң зиминида, Зоанниң даласида, Уларниң ата-бовилириниң көз алдида мөҗизиләрни көрсәткән еди;
13 У деңизни бөлүветип, Уларни оттурисидин өткүзгән; Суларни дога-дога қилип тиклиди.
14 У күндүздә булут билән, Кечидә от нури билән уларни йетәклиди.
15 Чөл-баяванда ташларни йеривәтти, Чоңқур сурлардин урғуп чиққандәк ичимликни мол қилди;
16 У хада таштин өстәң-еқинларни һасил қилди, Суни дәриялардәк аққузди.
17 Бирақ улар йәнә Униң алдида гуна қиливәрди, Чөлдә Һәммидин Алий Болғучиға асийлиқ қилди.
18 Улар көңлидә Тәңрини синиди, Нәпсини қандурушқа йемәкликни тәләп қилди.
19 Улар Худани һақарәтләп: — «Тәңри чөл-дәшттә дәстихан салаламду?
20 Мана У қорам ташни урувиди, Сулар урғуп, Еқинлар булақтәк тешип чиқти; Әнди У бизгә нанму берәләмду? Өз хәлқини гөш билән тәминләләмду?» — дейишти.
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар аңлап, ғәзәпләнди; Яқупқа от туташти, Исраилға аччиғи көтирилди;
22 Чүнки улар Худаға ишәнмиди, Униң ниҗатлиғиға улар таянмиди,
23 У әрштин булутларни буйруп, Асман дәрвазилирини ачқан еди;
24 У улар үстигә «манна»ни яғдуруп, Уларға әрштики ашлиқни бәргән еди;
25 Шуниң билән инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди; У уларға қанғичә озуқни әвәткән еди.
26 Әнди У асманда шәриқ шамили чиқирип, Күчи билән җәнуп шамилиниму елип кәлди;
27 У гөшни чаң-тозандәк улар үстигә чүшүрди, Деңизлар саһилидики қумлардәк учар-қанатларни яғдурди.
28 У буларни уларниң баргаһиниң оттурисиға, Чедирлириниң әтрапиға чүшүрди.
29 Улар болушичә йәп тоюшти, Чүнки уларниң нәпси тартқинини [Худа] уларға кәлтүргән еди.
30 Лекин улар нәпси тартқинидин техи зерикмәйла, Гөшни еғизлирида техи чайнаватқинидила,
31 Худаниң ғәзиви уларға қарита қозғалди; У улардин әң қамәтликлирини қиривәтти, Исраилниң сәрхил яшлирини йәргә урувәтти.
32 Мана, шундақ болсиму, Улар йәнила давамлиқ гуна қиливәрди, Униң мөҗизилиригә техичила ишәнмиди;
33 Шуңа У уларниң күнлирини беһудиликтә, Жиллирини дәккә-дүккилик ичидә түгәткүзди.
34 У уларни өлтүргили турғанда, Андин улар Уни издиди; Улар йолидин йенип, интилип Тәңрини издиди;
35 Улар Худаниң уларниң уюлтеши екәнлигини, Һәммидин Алий Болғучи Тәңриниң уларниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси екәнлигини есигә кәлтүрди.
36 Бирақ улар ағзи билән Униңға хушамәт қилди, Тили билән Униңға ялған сөз қилди;
37 Чүнки уларниң көңли Униңға садиқ болмиди, Улар Униң әһдисини чиң тутмиди.
38 Бирақ У йәнила рәһимдил еди; Қәбиһлигини кәчүрүп, уларни йоқатмиди; У қайта-қайта Өз ғәзивидин янди, У қәһрини қозғиғини билән һәммини төкмиди.
39 У уларниң пәқәт әт егилири, Кәтсә қайтип кәлмәс бир нәпәс екәнлигини яд әтти.
40 Улар чөл-дәшттә шунчә көп қетим Униң аччиғини кәлтүрди. Шунчә көп қетим баяванда көңлигә азар бәрди!
41 Бәрһәқ, улар қайтидин йолдин чәтнәп Тәңрини синиди, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң жүригини зедә қилди.
42 Улар Униң қолини [әслимиди]; Уларни зомигәрниң чаңгилидин һөрлүккә қутқузған күнини, Қандақ қилип Мисирда карамәтләрни яритип, Зоан даласида мөҗизиләрни көрсәткинини есидин чиқарди.
43
44 У [Мисирлиқларниң] дәриялирини, еқинлирини қанға айландуруп, Уларни ичәлмәс қилип қойди;
45 Уларниң арисиға нәштәрлик чивинларни топ-топи билән әвәтти, Һалак қилар пақиларни маңдурди;
46 Уларниң зираәтлирини кепинәк қурутлириға тутуп берип, Мәһсулатлирини чекәткиләргә бәрди;
47 Үзүм таллирини мөлдүр билән урдуруп, Әнҗирлирини қирав билән үшшүтивәтти.
48 У калилирини мөлдүргә соқтуруп, Маллирини чақмақ отлирида [көйдүривәтти].
49 У уларға ғәзивиниң дәһшәтлигини — Қәһрини, аччиғини һәм еғир күлпәтләрни, Балаю-апәт елип келидиған бир түркүм пәриштиләрниму чүшүрди.
50 У Өз ғәзиви үчүн бир йолни түзләп қойди; Уларниң җенини өлүмдин айимай, Бәлки һаятини вабаға тапшурди;
51 У Мисирда барлиқ тунҗа туғулған балиларни, Һамниң чедирлирида уларниң ғурури болған тунҗа оғул балилирини қиривәтти.
52 У падичидәк Өз хәлқини Мисирдин сәпәргә атландуруп, Чөл-баявандин уларни қой падисидәк башлап маңди;
53 Уларни аман-есән йетәклигәчкә, Улар қорқунучтин халий болуп маңди; Дүшмәнлирини болса, деңиз жутуп кәтти.
54 У уларни Өз муқәддәс зимининиң чегарасиға, Оң қоли егиливалған бу тағлиққа елип кәлди.
55 У әлләрни уларниң алдидин қоғливетип, Зимин үстигә тана тартқузуп өлчәп, уларға тәқсим қилди; Исраил қәбилилирини уларниң чедирлириға олтирақлаштурди.
56 Бирақ улар Худани, Һәммидин Алий Болғучини синап аччиқландурди, Униң тапшурған гува-агаһлирини тутмиди;
57 Бәлки ата-бовлиридәк йолдин тейип асийлиқ қилди, Хаин оқядәк қейип кәтти.
58 Улар егизликтә қурған ибадәтгаһлар билән Униң ғәзивини қозғиди, Ойма бутлири билән Униң жүригини өртиди.
59 Худа уларни аңлап ғәзәпләнди, Исраилдин интайин йиргәнди.
60 У Шилоһдики маканини, Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти,
61 Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә, Шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди;
62 Өз хәлқини қиличқа тапшурди, Өзиниң мираси болғанлардин интайин ғәзәпләнди.
63 От уларниң жигитлирини ялмиди, Қизлири той нахшилирида махталмайтти.
64 Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди, Лекин тул хотунлири һаза тутмиди.
65 Андин Рәб бириси уйқидин ойғандәк ойғанди, Шараптин җасарәтләнгән палвандәк товлиди.
66 У рәқиплирини уруп чекиндүрүп, Уларни түгимәс рәсваға қалдурди.
67 Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди; Әфраим қәбилисини таллимиди;
68 Бәлки Йәһуда қәбилисини, Яхши көргән Зион теғини таллиди.
69 [Шу йәрдә] муқәддәс җайини тағ чоққилиридәк, Йәр-зиминни әбәдий орнатқандәк мәзмут бена қилди;
70 У Өз қули Давутни таллап, Уни қой қотанлиридин чақиривалди;
71 Қозилирини емитидиған сағлиқларни әгишип беқиштин айрип, Уни Өз хәлқи Яқупни, мираси болған Исраилни беқишқа чиқарди.
72 Давут уларни қәлбидики дуруслуғи билән бақти, Қолиниң әпчиллиги билән уларни йетәклиди.